□10:3 «Өз қолуң билән яратқиниңни чәткә қаққиниң Саңа пайдилиқму?» — Аюп бәлким: — «Сән маңа һәм пүтүн инсанға шунчә яхши әҗриңни сиңдургән екәнсән, немишкә бу яхши нәрсәңгә шундақ зиян йәткүзисән?» демәкчи. У төвәндики 8-12-айәтләрдә бу сөзиниң мәнасини кеңәйтиду.
□10:4 «Сениң көзүң инсанниңкидәк аҗизму?» — ибраний тилида: «Сениң көзлири әтлик көзләрму?».
□10:5 «сениң күнлириң ... чәкликму? Сениң жиллириң инсанниң жиллиридәк қисқиму?» — Аюп бу җүмлилиридә һәммә имканийәтни оттура қойиду; андин у һәммисини дегидәк чәткә қақиду — Худа адәмни әзгинигә хошалму-я? У адәмдәк калтә пәмликму-я, яки униң өмри қисқа болуп өзини җазалашқа үлгүрәлмәмду-я? (ундақ болмиса, мән зади немишкә шундақ азапқа қалдурулимән?) дәп ойлайду Аюп.
□10:10 «Сән ... мени иримчиктәк уютқан әмәсму?» — Аюпниң «мени сүттәк қуюп чайқап, ... иримчиктәк уютқан» дегән сөзлири Худаниң өз тенини шунчә әҗайиплиқ билән мурәккәп яратқанлиғини билдүриду.
□10:12 «Сән сөйгүң билән...» — ибраний тилида: «сән йоқлишиң билән...». «... Сән сөйгүң билән роһумдин хәвәр алдиң» — 8-12-айәттә, Аюп Худаниң инсанниң тенини шунчә карамәт устилиқ билән бирләштүрүп ясап, шәпқәт-сөйгү көрсәткәндин кейин, Худаниң һәр бир адәмгә нисбәтән улуқ, карамәт бир плани болуши керәк, дәп қарайду. Бирақ Аюп өзиниң ишида мундақ әҗайип планни көрәлмәй, әксичә Худаниң униң барлиғини астин-үстүн қиливәткәнлигини көрүп қорқуп кетип: «Бирақ бу ишлар сениң қәлбиңдә йошуруқлуқ еди» (13-айәт) дәп, Худа мениң достум әмәс, дүшминим болуп чиққан дәп гуманлиниду. Аюпниң Худаниң достлуғидин мәһрум болғанмән дегән һессияти вә униңда Худаниң униң билән биллә болғанлиқ сезиминиң йоқлуғи, шүбһисизки униң үчүн һәммидин азаплиқ иш еди.
□10:17 «Мени әйипләйдиған гувачилириң» — Аюпниң бу дегини, бәлким, Худаниң уни «Сән гуна қилдиң, шуңа җазаландиң» дәп әйипләйдиған бир нәччә гувачини орунлаштурған, дәп көрсәтмәкчи; гувачилар болса, униң үч достини, өз бешиға чүшкән күлпәтләрни һәмдә кесәлниң азаплирини өз ичигә алса керәк.