149
149-күй •••• Қиямәт күнидики ғәлибә үчүн мәдһийиләңлар!
Һәмдусана!
Пәрвәрдигарға атап йеңи бир нахшини оқуңлар;
Мөмин бәндиләрниң җамаитидә Униң мәдһийисини ейтиңлар!
Исраил өз Яратқучисидин шатлансун;
Зион оғуллири өз Падишасидин хуш болғай! Зәб. 99:3
Улар Униң намини уссул билән мәдһийилисун;
Униңға күйләрни дап һәм чилтарға тәңшәп ейтсун! Зәб. 80:1-5
Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқидин сөйүнәр;
У мулайим мөминләрни ниҗатлиқ билән безәйду;
Униң мөмин бәндилири шан-шәрәптә роһлинип шат болғай,
Орунлирида йетип шат авазини яңратқай! «Орунлирида йетип шат авазини яңратқай!» — «орунлирида йетиш» бәлким: — (1) Йәһудийларниң өрп-адәтлири бойичә, зияпәтләрдә меһманлар үчүн көрпиләр селинип, меһманлар йеничилап йетип дәстихандин алиду; шуңа мошу йәрдә хошаллиқ зияпәтләрни көрситиду; (2) мөмин бәндиләр шунчә хошал болуп, хошаллиғидин ухлалмайду; (3) өзлириниң аман-есән йетип-қопушлири үчүн шатлиниши керәк.
Ағзида Тәңригә жүксәк мәдһийилири болсун,
Қоллирида қош бислиқ қилич тутулсун; 2Тес. 2:8; Ибр. 4:12; Вәһ. 1:16
Шуниң билән улар әлләр үстидин қисас,
Хәлиқләргә җаза беҗа жүргүзиду;
Әлләрниң падишалирини зәнҗирләр билән,
Ақсүйәклирини төмүр кишәнлири билән бағлайду; Мат. 18:18
Уларниң үстигә пүтүлгән һөкүмни беҗа кәлтүриду —
Униң барлиқ мөмин бәндилири мошу шәрәпкә несип болиду!
Һәмдусана! Қан. 4:6
 
 

149:2 Зәб. 99:3

149:3 Зәб. 80:1-5

149:5 «Орунлирида йетип шат авазини яңратқай!» — «орунлирида йетиш» бәлким: — (1) Йәһудийларниң өрп-адәтлири бойичә, зияпәтләрдә меһманлар үчүн көрпиләр селинип, меһманлар йеничилап йетип дәстихандин алиду; шуңа мошу йәрдә хошаллиқ зияпәтләрни көрситиду; (2) мөмин бәндиләр шунчә хошал болуп, хошаллиғидин ухлалмайду; (3) өзлириниң аман-есән йетип-қопушлири үчүн шатлиниши керәк.

149:6 2Тес. 2:8; Ибр. 4:12; Вәһ. 1:16

149:8 Мат. 18:18

149:9 Қан. 4:6