□6:3 «Һәр қайсимиз Мәсиһ Әйсаға киришкә чөмүлдүрүлгән болсақ, Униң өлүми ичигә чөмүлдүрүлдуқ?» — «Мәсиһ Әйсаға киришкә чөмүлдүрүлүш» суға чөмүлдүрүп етиқатни етирап қилишни көрситәмду, яки Муқәддәс Роһқа чөмүлдүрүлүшни көрситәмду? Бизниңчә һәр иккисини көрситиду. Чүнки Худа алдида пәқәт «бир чөмүлдүрүлүш» бар («Әф.» 4:5); Худаниң адәмниң суға чөмүлдүрүлүшидә болған мәхсити, бу чөмүлдүрүлүш арқилиқ Өз Роһиға чөмүлдүрүлүшни елип беришидин ибарәт. Бириси суға чөмүлдүрүлүп Муқәддәс Роһқа чөмүлдүрүлмигән болса техи толуқ «Мәсиһ ичигә чөмүлдүрүлгән» болмайду (Инҗил, «Рос.» 19:1-6, «Әф.» 4:5, «Кол.» 2:11-13, «1Пет.» 3:21 вә изаһатларни көрүң).
□6:4 «Биз чөмүлдүрүш арқилиқ униң өлүми ичигә кирип» — грек тилида «чөмүлдүрүлүш» «шу чөмүлдүрүлүш» дейилиду. Жуқириқи изаһатни көрүң. «Мәсиһ Атиниң шан-шәриви арқилиқ өлүмдин тирилгинидәк...» — «Ата» Худаатини көрситиду.
■6:4 Рим. 8:11; Әф. 4:23; Фил. 3:10,11; Кол. 2:12; 3:10; Ибр. 12:1; 1Пет. 2:2.
□6:5 «Чүнки Мәсиһниң өлүмигә охшаш бир өлүмдә Униң билән биргә бағланған екәнмиз, әнди биз чоқум Униң тирилишигә охшаш бир тирилиштиму униң билән биргә болимиз» — «Униң өлүмигә охшаш бир өлүм» суға чөмүлдүрүлүшни көрситиду; «Униң тирилишигә охшаш бир тирилиш» бизниңчә (1) йеңи һаятқа еришиш; вә (2) қиямәт күнидики тирилишниму көрситиду.
■6:6 Гал. 2:20; 5:24; Фил. 3:10; 1Пет. 4:1, 2.
□6:10 «Униң һазир яшаватқан һаяти болса, У Худаға йүзлинип яшаватқан һаяттур» — «Худаға йүзлинип яшаватқан һаяттур»: бу ибариниң бәлким үч мәнаси бар болуши мүмкин; (1) Худаниң шан-шәриви үчүн яшаш; (2) Худаға пүтүнләй тайинип яшаш (шундақ қилғанда өлүм болмайду); (3) Худаниң йетәкчилиги астида яшаш. Расул бәлким ишәнгүчиләрниң яшаватқан йеңи һаятиму өзиниң шәхсий нийәтлири үчүн әмәс, бәлки «Худаға йүзлинип яшаватқан» болуши керәк, демәкчи болиду (11-айәтни көрүң).
■6:13 Луқа 1:74; Рим. 12:1; Гал. 2:20; Ибр. 9:14; 1Пет. 4:2.
■6:18 Юһ. 8:32; Гал. 5:1; 1Пет. 2:16.
□6:19 «әтлириңлар аҗиз болғачқа, силәргә инсанчә сөзләватимән...» — «мән инсанчә сөзләватимән» дегән ибарә тоғрилиқ 3:5тики изаһатни көрүң.
■6:23 Яр. 2:17; Рим. 5:12; 1Кор. 15:21; Яқ. 1:15.