5
Етиқатчиларниң әркинлиги
1-2 Мана, мәнки Павлус силәргә шуни ейтип қояйки, әгәр силәр хәтнә қобул қилсаңлар, у чағда Мәсиһниң силәргә һеч қандақ пайдиси қалмайду. «... Әгәр силәр хәтнә қобул қилсаңлар, у чағда Мәсиһниң силәргә һеч қандақ пайдиси қалмайду» — Галатиялиқларниң хәтнини қобул қилиштики мәхсити «мошу арқилиқ һәққанийлиққа еришимән» дегәнликтур; улар Мәсиһниң гуналар үчүн болған қурбанлиғиға таянмайла, пәқәт йәнә өзиниң тиришчанлиғи билән «саваблиқ ишлар»ни бәрпа қилмақчи болуп «өз-өзүмгә тайинип гуналиримни жуюп һәққаний адәм болимән» дегәнләрдин ибарәт еди.   Йәш. 9:3; Юһ. 8:32; Рим. 6:18; 1Пет. 2:16; Рос. 15:1. Мән хәтнини қобул қилған һәр бир кишигә йәнә агаһландуруп һәқиқәтни ейтип қояйки, уларниң Тәвраттики барлиқ әмир-бәлгүлимиләргә толуқ әмәл қилиш мәҗбурийити бардур. «Мән хәтнини қобул қилған һәр бир кишигә йәнә агаһландуруп һәқиқәтни ейтип қояйки, уларниң Тәвраттики барлиқ әмир-бәлгүлимиләргә (толуқ әмәл қилиш) мәҗбурийити бардур» — мошу айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Әй Тәврат қануни арқилиқ өзүмни һәққаний адәм қилай дегәнләр, һәр бириңлар Мәсиһдин айрилип, мәһрум болуп, Худаниң шапаитидин чиқип, жиқилип униңдин қалдиңлар. Чүнки Роһқа тайинип һәққанийлиққа бағланған арзу-арманни етиқат билән тәлпүнүп күтмәктимиз. «Чүнки Роһқа тайинип һәққанийлиққа бағланған арзу-арманни етиқат билән тәлпүнүп күтмәктимиз» — «Роһ» Муқәддәс Роһ, әлвәттә. «һәққанийлиққа бағланған арзу-арманни» — грек тилида «һәққанийлиқниң үмүти» дәп ипадилиниду. Мәнаси: (1) кимдә Мәсиһ арқилиқ һәққанийлиқ бар болса униң әрштики бәхиткә бағлиған зор үмүтүму бар болиду; (2) биздә Мәсиһ арқилиқ һазир бар болған һәққанийлиқ Униң қайтип келиши билән толуқ, мукәммәл болиду, дәйдиған үмүтму бардур. Бизниңчә, бу һәр икки үмүт көрситилиду. Чүнки Мәсиһ Әйсада хәтнилик күчкә егә әмәс, хәтнисизликму күчкә егә әмәс, күчкә егә болғини пәқәт муһәббәт арқилиқ иш қилидиған етиқаттур. «Чүнки Мәсиһ Әйсада хәтнилик күчкә егә әмәс, хәтнисизликму күчкә егә әмәс, күчкә егә болғини пәқәт муһәббәт арқилиқ иш қилидиған етиқаттур» — «муһәббәт арқилиқ иш қилидиған етиқат»: — етиқат муһәббәт арқилиқ гөзәл ишларни қилиду һәм муһәббәтниң өзи етиқатқа гөзәл ишларни қилишқа түрткә болуп илһамландуриду.   Мат. 12:50; Юһ. 15:14; 1Кор. 7:19; 2Кор. 5:17; Гал. 6:15; Кол. 3:11; 1Тес. 1:3. Силәр убдан чепип меңиватқан едиңлар; бирақ ким силәрни һәқиқәткә итаәт қилиштин тосувалди? «Силәр убдан чепип меңиватқан едиңлар» — етиқат йолида, әлвәттә.   Гал. 3:1. Бундақ қайил қилиш амили силәрни Чақирғучидин болған әмәс! «Бундақ қайил қилиш амили силәрни Чақирғучидин болған әмәс!» — «қайил қилиш»ниң мәнаси жуқуриқи «итаәт» дегән сөзниң мәнасигә йеқин болуп, кинайилик мәнини тәкитләйду — демәк, мошундақ «итаәт» боламду? «Кичиккинә хемиртуруч пүткүл хемирни болдуруп йоғинитиду!» «Кичиккинә хемиртуруч пүткүл хемирни болдуруп йоғинитиду!» — демәк, кичиккинә хемиртуруч пүтүн хемирни болдурғинидәк, бир адәмниң «азрақ хата» тәлимиму нурғун адәмни аздуриду. Башқичә ейтқанда «хәтнә қилиш» «кичиккинә бир иш» болсиму, Галатиялиқларниң уни «мошу иш билән һәққаний (яки «техиму һәққаний») адәм болимән» дәп қобул қилиши өзлирини Худаниң ниҗатидин чиқирип айриветәтти.   1Кор. 5:6.
10 Өзүм Рәбгә қарап қайил болдумки, силәрму бу ишта һеч башқичә ойда болмайсиләр. Амма силәрни қаймуқтуруватқан ким болушидин қәтъийнәзәр, у чоқум тегишлик җазасини тартиду. «Амма силәрни қаймуқтуруватқан ким болушидин қәтъийнәзәр, у чоқум тегишлик җазасини тартиду» — Худа тәрипидин, әлвәттә.   2Кор. 2:3; 8:22. 11 Қериндашлар, әгәр мән «хәтнә қилиниш керәк» дәп җакалап жүргән болсам, ундақта мән бүгүнки күнгичә йәнә немә үчүн Йәһудийлардин зиянкәшликкә учрап келимән? Әгәр шундақ қилған болсам, «крест бизарлиғи» йоқ қилинатти! «Қериндашлар, әгәр мән «хәтнә қилиниш керәк» дәп җакалап жүргән болсам, ундақта мән бүгүнки күнгичә йәнә немә үчүн Йәһудийлардин зиянкәшликкә учрап келимән?» — Галатиядики җамаәтни «қаймуқтуруватқан»лар болса бәлким: «Павлус, сүннәт қилиниш керәк дәйду», дәп ялғанчилиқ қилған болса керәк. Павлусниң бу соали билән уларниң ялған сөзигә җавап бериду — Мана, мән шундақ хәвәрни йәткүзгән болсам, Йәһудийлар тәрипидин зиянкәшликкә учрап кәтмәйттим, дәйду. «Әгәр шундақ қилған болсам, «крест бизарлиғи» йоқ қилинатти!» — «крест бизарлиғи» тоғрилиқ: — «крест» өзи Рим империйәсидики әң жиркиничлик өлүм җаза тәдбири еди! Лекин Худа Әйсаниң дәл шундақ өлүми арқилиқ адәмни қутқузмақчи! Мана «крест бизарлиғи»дур! Униң үстигә, «хәтнә қилиниш яки Тәврат қануниға әмәл қилишқа тиришишлар адәмни гуналиридин қутқузмайду, ниҗат-қутқузулуш пәқәт Әйса Мәсиһниң кресттики қурбанлиғидинла келиду» дегән хәвәр көп адәмләрни (пәқәт Йәһудийларнила әмәс!) рәнҗитиду яки уларниң ғәзивини қозғайду. Мана буму «крест бизарлиғи»дур. Хуш хәвәр йәткүзүштә «крест бизарлиғи» һәрдайим болиду; ундақ иш кам болса йәткүзгән «хуш хәвәр» әнди «хуш хәвәр» болмайду!   1Кор. 1:23. 12 Силәрни қутритиватқан бу адәмләр өзлирини ахта қиливәтсун дәймән! Йә. 7:25. 13 Чүнки қериндашлар, силәр әркинликкә чақирилдиңлар. Лекин әркинлигиңларни әтләрниң арзу-һәвәслиригә қандурушниң баниси қилмаңлар, бәлки меһир-муһәббәт билән бир-бириңларниң қуллуғида болуңлар. «лекин әркинлигиңларни әтләрниң арзу-һәвәслиригә қандурушниң баниси қилмаңлар» — «әт» яки «әтләр» асасән инсанниң өз шәхсийәтчи тәбиитини көрситиду. Буниң тоғрилиқ «римлиқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң.   1Кор. 8:9; 1Пет. 2:16; Йәһ. 4. 14 Чүнки пүткүл Тәврат қануни «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегән бирла әмирдә әмәл қилиниду. «... пүткүл Тәврат қануни «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегән бирла әмирдә әмәл қилиниду» — «әмәл қилиниду» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «жиғинчақланғандур» («Лав.» 19:18).   Лав. 19:18; Мат. 22:39; Мар. 12:31; Рим. 13:8; Яқ. 2:8. 15 Лекин пәхәс болуңларки, бир-бириңларни чишләп тартип ялмап жүрүп, бир-бириңлардин жутулуп кәтмәңлар йәнә! 2Кор. 12:20.
 
Роһ вә «әт»
16 Амма шуни дәймәнки — Муқәддәс Роһта меңиңлар, вә шу чағда силәр әтләрниң арзу-һәвәслиригә йол қоймайсиләр. «Муқәддәс Роһта меңиңлар» — демәк, «Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә һәм Униң күч-қудритидә меңиңлар». Бу ибарә тоғрилиқ «римлиқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң.   Рим. 13:14; 1Пет. 2:11. 17 Чүнки әт Роһқа зит болған ишларни арзу қилиду, вә Роһ әткә зит болған ишларни арзу қилиду. Улар иккиси бир-биригә қаримуқаршидур; нәтиҗидә, өзүңлар арзу қилған ишларни қилалмайсиләр. Рим. 7:15-26. 18 Вәһаләнки, силәр Роһниң йетәкчилигидә болсаңлар, у чағда Тәврат қануниниң илкидә болмайсиләр. 19 Әнди әтниң әмәллири рошәнки — зинахорлуқ, бузуқлуқ, напаклиқ, шәһванийлиқ, 1Кор. 3:3; Яқ. 3:14. 20 бутпәрәслик, сеһиргәрлик, өчмәнликләр, җедәлләр, қизғанчуқлуқлар, ғәзәпләр, риқабәтлишишләр, бөлгүнчиликләр, гуруһвазлиқлар, 21 һәсәтхорлуқлар, қатиллиқлар, һарақкәшликләр, әйш-ишрәтләр қатарлиқ ишлардур; бу ишлар тоғрилиқ бурунқи ейтқинимдәк һазир йәнә бир қетим агаһландуримәнки, бундақ ишларни қилғучилар Худаниң падишалиғиға мираслиқ қилмайду. 1Кор. 6:10; Әф. 5:5; Кол. 3:6; Вәһ. 22:15. 22 Вәһаләнки, Роһниң мевиси болса меһир-муһәббәт, шат-хурамлиқ, хатирҗәмлик, сәвир-тақәт, меһриванлиқ, яхшилиқ, ишәш-садиқлиқ, «Роһниң мевиси болса...» — «Роһ» Муқәддәс Роһ, Худаниң Роһи.
«Роһниң мевиси» — башқичә ейтқанда, «Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшаштин беридиған мевә».
   Әф. 5:9. 23 мөмин-мулайимлиқ вә өзини тутувелиштин ибарәт. Мошундақ ишларни тосидиған һеч қандақ қанун йоқтур. «... мөмин-мулайимлиқ вә өзини тутувелиштин ибарәт» — Инҗилда «мөмин-мулайимлиқ» яки «юваш-мулайимлиқ»ниң алаһидилиги бар, у болсиму қорқунучтин күчлүкләргә йол қойидиған аҗизлиқ әмәс, бәлки Худаниң йолида талаш-тартишлардин қол үзүш, Худаниң һәммә ишлиримизни зораванлиқсиз, җедәлсиз тоғра орунлаштурушиға иман бағлаштур; мошундақ позитсийә мулайим, ювашлиқ билән ипадилиниду, әлвәттә.   1Тим. 1:9. 24 Лекин Мәсиһкә мәнсуп болғанлар әтлирини, шундақла униңдики ишқлар вә һәм һәвәсләрни тәң крестлигән болиду. «Лекин Мәсиһкә мәнсуп болғанлар әтлирини, шундақла униңдики ишқлар вә һәм һәвәсләрни тәң крестлигән болиду» — «униңдики (әтләрниң) ишқлар...» яки «униңдики һессиятлар...».   Рим. 6:6; 13:14; Гал. 2:20; 1Пет. 2:11. 25 Роһта яшаватқан болсақ, Роһқа әгишип маңайли. 26 Бир-биримизни рәнҗитип, бир-биримизгә һәсәт қилип, һакавур шөһрәтпәрәсләрдин болмайли.
 
 

5:1-2 «... Әгәр силәр хәтнә қобул қилсаңлар, у чағда Мәсиһниң силәргә һеч қандақ пайдиси қалмайду» — Галатиялиқларниң хәтнини қобул қилиштики мәхсити «мошу арқилиқ һәққанийлиққа еришимән» дегәнликтур; улар Мәсиһниң гуналар үчүн болған қурбанлиғиға таянмайла, пәқәт йәнә өзиниң тиришчанлиғи билән «саваблиқ ишлар»ни бәрпа қилмақчи болуп «өз-өзүмгә тайинип гуналиримни жуюп һәққаний адәм болимән» дегәнләрдин ибарәт еди.

5:1-2 Йәш. 9:3; Юһ. 8:32; Рим. 6:18; 1Пет. 2:16; Рос. 15:1.

5:3 «Мән хәтнини қобул қилған һәр бир кишигә йәнә агаһландуруп һәқиқәтни ейтип қояйки, уларниң Тәвраттики барлиқ әмир-бәлгүлимиләргә (толуқ әмәл қилиш) мәҗбурийити бардур» — мошу айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

5:5 «Чүнки Роһқа тайинип һәққанийлиққа бағланған арзу-арманни етиқат билән тәлпүнүп күтмәктимиз» — «Роһ» Муқәддәс Роһ, әлвәттә. «һәққанийлиққа бағланған арзу-арманни» — грек тилида «һәққанийлиқниң үмүти» дәп ипадилиниду. Мәнаси: (1) кимдә Мәсиһ арқилиқ һәққанийлиқ бар болса униң әрштики бәхиткә бағлиған зор үмүтүму бар болиду; (2) биздә Мәсиһ арқилиқ һазир бар болған һәққанийлиқ Униң қайтип келиши билән толуқ, мукәммәл болиду, дәйдиған үмүтму бардур. Бизниңчә, бу һәр икки үмүт көрситилиду.

5:6 «Чүнки Мәсиһ Әйсада хәтнилик күчкә егә әмәс, хәтнисизликму күчкә егә әмәс, күчкә егә болғини пәқәт муһәббәт арқилиқ иш қилидиған етиқаттур» — «муһәббәт арқилиқ иш қилидиған етиқат»: — етиқат муһәббәт арқилиқ гөзәл ишларни қилиду һәм муһәббәтниң өзи етиқатқа гөзәл ишларни қилишқа түрткә болуп илһамландуриду.

5:6 Мат. 12:50; Юһ. 15:14; 1Кор. 7:19; 2Кор. 5:17; Гал. 6:15; Кол. 3:11; 1Тес. 1:3.

5:7 «Силәр убдан чепип меңиватқан едиңлар» — етиқат йолида, әлвәттә.

5:7 Гал. 3:1.

5:8 «Бундақ қайил қилиш амили силәрни Чақирғучидин болған әмәс!» — «қайил қилиш»ниң мәнаси жуқуриқи «итаәт» дегән сөзниң мәнасигә йеқин болуп, кинайилик мәнини тәкитләйду — демәк, мошундақ «итаәт» боламду?

5:9 «Кичиккинә хемиртуруч пүткүл хемирни болдуруп йоғинитиду!» — демәк, кичиккинә хемиртуруч пүтүн хемирни болдурғинидәк, бир адәмниң «азрақ хата» тәлимиму нурғун адәмни аздуриду. Башқичә ейтқанда «хәтнә қилиш» «кичиккинә бир иш» болсиму, Галатиялиқларниң уни «мошу иш билән һәққаний (яки «техиму һәққаний») адәм болимән» дәп қобул қилиши өзлирини Худаниң ниҗатидин чиқирип айриветәтти.

5:9 1Кор. 5:6.

5:10 «Амма силәрни қаймуқтуруватқан ким болушидин қәтъийнәзәр, у чоқум тегишлик җазасини тартиду» — Худа тәрипидин, әлвәттә.

5:10 2Кор. 2:3; 8:22.

5:11 «Қериндашлар, әгәр мән «хәтнә қилиниш керәк» дәп җакалап жүргән болсам, ундақта мән бүгүнки күнгичә йәнә немә үчүн Йәһудийлардин зиянкәшликкә учрап келимән?» — Галатиядики җамаәтни «қаймуқтуруватқан»лар болса бәлким: «Павлус, сүннәт қилиниш керәк дәйду», дәп ялғанчилиқ қилған болса керәк. Павлусниң бу соали билән уларниң ялған сөзигә җавап бериду — Мана, мән шундақ хәвәрни йәткүзгән болсам, Йәһудийлар тәрипидин зиянкәшликкә учрап кәтмәйттим, дәйду. «Әгәр шундақ қилған болсам, «крест бизарлиғи» йоқ қилинатти!» — «крест бизарлиғи» тоғрилиқ: — «крест» өзи Рим империйәсидики әң жиркиничлик өлүм җаза тәдбири еди! Лекин Худа Әйсаниң дәл шундақ өлүми арқилиқ адәмни қутқузмақчи! Мана «крест бизарлиғи»дур! Униң үстигә, «хәтнә қилиниш яки Тәврат қануниға әмәл қилишқа тиришишлар адәмни гуналиридин қутқузмайду, ниҗат-қутқузулуш пәқәт Әйса Мәсиһниң кресттики қурбанлиғидинла келиду» дегән хәвәр көп адәмләрни (пәқәт Йәһудийларнила әмәс!) рәнҗитиду яки уларниң ғәзивини қозғайду. Мана буму «крест бизарлиғи»дур. Хуш хәвәр йәткүзүштә «крест бизарлиғи» һәрдайим болиду; ундақ иш кам болса йәткүзгән «хуш хәвәр» әнди «хуш хәвәр» болмайду!

5:11 1Кор. 1:23.

5:12 Йә. 7:25.

5:13 «лекин әркинлигиңларни әтләрниң арзу-һәвәслиригә қандурушниң баниси қилмаңлар» — «әт» яки «әтләр» асасән инсанниң өз шәхсийәтчи тәбиитини көрситиду. Буниң тоғрилиқ «римлиқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң.

5:13 1Кор. 8:9; 1Пет. 2:16; Йәһ. 4.

5:14 «... пүткүл Тәврат қануни «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегән бирла әмирдә әмәл қилиниду» — «әмәл қилиниду» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «жиғинчақланғандур» («Лав.» 19:18).

5:14 Лав. 19:18; Мат. 22:39; Мар. 12:31; Рим. 13:8; Яқ. 2:8.

5:15 2Кор. 12:20.

5:16 «Муқәддәс Роһта меңиңлар» — демәк, «Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә һәм Униң күч-қудритидә меңиңлар». Бу ибарә тоғрилиқ «римлиқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң.

5:16 Рим. 13:14; 1Пет. 2:11.

5:17 Рим. 7:15-26.

5:19 1Кор. 3:3; Яқ. 3:14.

5:21 1Кор. 6:10; Әф. 5:5; Кол. 3:6; Вәһ. 22:15.

5:22 «Роһниң мевиси болса...» — «Роһ» Муқәддәс Роһ, Худаниң Роһи. «Роһниң мевиси» — башқичә ейтқанда, «Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшаштин беридиған мевә».

5:22 Әф. 5:9.

5:23 «... мөмин-мулайимлиқ вә өзини тутувелиштин ибарәт» — Инҗилда «мөмин-мулайимлиқ» яки «юваш-мулайимлиқ»ниң алаһидилиги бар, у болсиму қорқунучтин күчлүкләргә йол қойидиған аҗизлиқ әмәс, бәлки Худаниң йолида талаш-тартишлардин қол үзүш, Худаниң һәммә ишлиримизни зораванлиқсиз, җедәлсиз тоғра орунлаштурушиға иман бағлаштур; мошундақ позитсийә мулайим, ювашлиқ билән ипадилиниду, әлвәттә.

5:23 1Тим. 1:9.

5:24 «Лекин Мәсиһкә мәнсуп болғанлар әтлирини, шундақла униңдики ишқлар вә һәм һәвәсләрни тәң крестлигән болиду» — «униңдики (әтләрниң) ишқлар...» яки «униңдики һессиятлар...».

5:24 Рим. 6:6; 13:14; Гал. 2:20; 1Пет. 2:11.