5
Алтинчи аламәт көрүнүш — «учар орам язма»
Андин мән йәнә бешимни көтирип, мана бир учар орам язмини көрдүм. У мәндин: «Немини көрдүң?» дәп сориди. Мән: «Бир учар орам язмини көрдүм; узунлуғи жигирмә гәз, кәңлиги он гәз екән» — дедим. «узунлуғи жигирмә гәз, кәңлиги он гәз екән» — ибранийлар ишләткән «гәз» бәлким йерим метр еди. Орам язминиң узунлуғи, кәңлиги Муса пәйғәмбәргә көрситилгән «муқәддәс чедир»ниң узунлуғи вә кәңлиги билән мунасивәтлик («Мис.» 29-бапни көрүң).
У маңа: «Бу болса пүтүн зимин үстигә чиқирилған ләнәттур; чүнки һәр бир оғрилиқ қилғучи бу тәрипигә йезилғини бойичә үзүп ташлиниду; вә қәсәм ичкүчиләрниң һәр бири у тәрипигә йезилғини бойичә үзүп ташлиниду».
— «Мән бу язмини чиқиримән» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, «вә у оғриниң өйигә һәмдә намим билән ялғандин қәсәм ичкүчиниң өйигә кириду вә шу өйдә қонуп уни яғач-ташлири билән қошупла йәветиду». «Мән бу язмини чиқиримән... вә у оғриниң өйигә һәмдә намим билән ялғандин қәсәм ичкүчиниң өйигә кириду вә шу өйдә қонуп уни яғач-ташлири билән қошупла йәветиду» — «учар орам язма» тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
 
Йәттинчи аламәт көрүнүш — севәттә олтарған аял — «Рәзиллик»
Андин мән билән сөзлишиватқан пәриштә чиқип маңа: «Әнди бешиңни көтәргин, неминиң чиқиватқинини көрүп бақ» — деди.
Мән: «У немә?» — дәп соридим. У маңа: «Бу чиқиватқан «әфаһ» севитидур», вә: «Бу болса шу рәзилләрниң пүтүн зиминдики қияпитидур» — деди. «Бу чиқиватқан «әфаһ» севитидур» — «әфаһ» болса һәҗим өлчими, тәхминән 40 литр келиду. Мошу йәрдә һәм өлчәм һәм өлчәйдиған севәтниң өзини көрситиду. «Бу болса шу рәзилләрниң пүтүн зиминдики қияпитидур» — «рәзилләр» ибраний тилида «улар». Жуқирида ейтилған оғри вә ялғанчини көрситиши мүмкин. Ибраний тилида «қияпәт» «көз» дегән сөз билән ипадилиниду. Мәнаси бәлким: Худа Өз хәлқигә көзи билән йетәкчилик қилғинидәк («Зәб.» 31:8) Шәйтанму өзигә тәвә болғанларни «әфаһ» (сода-сетиқниң символи) арқилиқ башқуриду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
Әфаһ севитиниң ағзидин думилақ бир қоғушун көтирилди, мана, әфаһ севити ичидә бир аял олтиратти.
У: «Бу болса, рәзиллик»тур» — дәп, уни әфаһ севити ичигә қайтуруп ташлап, әфаһниң ағзиға еғир қоғушунни ташлап қойди.
Бешимни көтирип, мана икки аялниң чиққанлиғини көрдүм; шамал уларниң қанатлирини йәлпүтүп туратти (уларниң ләйләкниңкидәк қанатлири бар еди); улар әфаһни асман билән зиминниң оттурисиға көтәрди. 10 Мән билән сөзлишиватқан пәриштидин: «Улар әфаһни нәгә көтирип маңиду?» — дәп соридим.
11 У маңа: Улар әфаһ үчүн «Шинар зимини»да бир өй селишқа кәтти; өй бәрпа қилинғандин кейин, әфаһ севити шу йәрдә өз туралғусиға қоюлиду, — дәп җавап бәрди. «Шинар зимини» — «Шинар» Бабилийәниң башқа бир исми. «әфаһ севити шу йәрдә өз туралғусиға қоюлиду» — «әфаһда олтарған аял» («рәзиллик») тоғрисида «қошумчә сөз»миздә тохтилимиз.
 
 

5:2 «узунлуғи жигирмә гәз, кәңлиги он гәз екән» — ибранийлар ишләткән «гәз» бәлким йерим метр еди. Орам язминиң узунлуғи, кәңлиги Муса пәйғәмбәргә көрситилгән «муқәддәс чедир»ниң узунлуғи вә кәңлиги билән мунасивәтлик («Мис.» 29-бапни көрүң).

5:4 «Мән бу язмини чиқиримән... вә у оғриниң өйигә һәмдә намим билән ялғандин қәсәм ичкүчиниң өйигә кириду вә шу өйдә қонуп уни яғач-ташлири билән қошупла йәветиду» — «учар орам язма» тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

5:6 «Бу чиқиватқан «әфаһ» севитидур» — «әфаһ» болса һәҗим өлчими, тәхминән 40 литр келиду. Мошу йәрдә һәм өлчәм һәм өлчәйдиған севәтниң өзини көрситиду. «Бу болса шу рәзилләрниң пүтүн зиминдики қияпитидур» — «рәзилләр» ибраний тилида «улар». Жуқирида ейтилған оғри вә ялғанчини көрситиши мүмкин. Ибраний тилида «қияпәт» «көз» дегән сөз билән ипадилиниду. Мәнаси бәлким: Худа Өз хәлқигә көзи билән йетәкчилик қилғинидәк («Зәб.» 31:8) Шәйтанму өзигә тәвә болғанларни «әфаһ» (сода-сетиқниң символи) арқилиқ башқуриду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.

5:11 «Шинар зимини» — «Шинар» Бабилийәниң башқа бир исми. «әфаһ севити шу йәрдә өз туралғусиға қоюлиду» — «әфаһда олтарған аял» («рәзиллик») тоғрисида «қошумчә сөз»миздә тохтилимиз.