4
Бәшинчи аламәт көрүнүш — алтун чирақдан
Андин мән билән сөзлишиватқан пәриштә қайтип келип мени ойғитивәтти. Мән худди уйқисидин ойғитиветилгән адәмдәк болуп қалдим; У мәндин: «Немини көрдүң?» дәп сориди. Мән: «Мана, мән пүтүнләй алтундин ясалған бир чирақданни көрдүм; униң үсти тәрипидә бир қача, йәттә чириғи вә йәттә чираққа тутишидиған йәттә нәйчә бар екән; «йәттә чириғи вә йәттә чираққа тутишидиған йәттә нәйчә бар екән» — яки «йәттә чирақниң һәр бириниң йәттә пилиги бар екән». униң йенида икки зәйтун дәриғи бар, бириси оң тәрәптә, бириси сол тәрәптә», дедим. Андин җававән мән билән сөзлишиватқан пәриштидин: «И тәхсир, булар немә?» — дәп соридим.
Мән билән сөзлишиватқан пәриштә маңа җававән: «Буларниң немә екәнлигини билмәмсән?» — деди. Мән: «Яқ, тәхсир» — дедим. Зәк. 4:14; Әзра 5:1; 6:14; Вәһ. 11:3-4
Андин у маңа җававән мундақ деди: «Мана самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Зәруббабәлгә қилған сөзи: «Иш күч-қудрәт билән әмәс, иқтидар билән әмәс, бәлки Мениң Роһум арқилиқ пүтиду! — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар. — И бүйүк тағ, сән зади ким? Зәруббабәл алдида сән түзләңлик болисән; у ибадәтханиниң әң үстигә җипсима ташни қойиду, шуниң билән униңға: «Илтипатлиқ болсун! Илтипат униңға!» дегән товлашлар яңрап аңлиниду». «у ибадәтханиниң әң үстигә җипсима ташни қойиду» — «җипсима таш» селиниватқан өйниң (мошу айәттә ибадәтханиниң) әң ахирқи қоюлған тешитур. «шуниң билән униңға: «Илтипатлиқ болсун! Илтипат униңға!» дегән товлашлар яңрап аңлиниду» — «Илтипатлиқ болсун! Илтипат униңға!» дегән сөзләр бәлким ибадәтханиға, яки «әң үстидики җипсима таш», яки пүтүн қурулуш ишиға ейтилиду.   Йәш. 40:4
Андин Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: — «Зәруббабәлниң қоли мошу өйниң улини салди вә униң қоллири уни пүттүриду; шуниң билән силәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Мени әвәткәнлигини билисиләр. Юһ. 2:19-21 10 Ким әнди мошу «кичик ишлар болған күн»ни көзгә илмисун? Чүнки булар шатлиниду, — бәрһәқ, бу «йәттә» шатлиниду, — Зәруббабәлниң қоли тутқан тик өлчәм тешини көргәндә шатлиниду; бу «йәттә» болса Пәрвәрдигарниң пүткүл йәр йүзигә сәпселип қараватқан көзлиридур». «бәрһәқ, бу «йәттә» шатлиниду...» — бәзи алимлар бу «йәттә»ни чирақданниң йәттә шехини көрситиду, дәп қарайду. Бирақ чирақдан Худадин май қобул қиливатиду, шуңа бизниңчә «бу «йәттә»» жуқуриқи ташниң «йәттә көз»ини көрситиду. Ибадәтханиниң қурулуши адәмләрниң көз-қарашлирида «кичик ишлар» болғини билән, Пәрвәрдигарниң һәммә ишни тәң көридиған көзлиридә у интайин әһмийәтлик, шатлинарлиқ бир иштур. Һәтта қурулуш җәрянида, Зәруббабәлниң «тик өлчәш теши»ни тутқанлиғини көргәндә, «Пәрвәрдигарниң көзлири» шатлиниду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.   2Тар. 16:9; Вәһ. 5:6
11 Мән җававән пәриштидин: «Чирақданниң оң вә сол тәрипидә турған икки зәйтун дәриғи немә?» дәп соридим; 12 вә иккинчи қетим соални қоюп униңдин: «Уларниң йенидики икки алтун нәйчә арқилиқ өзлигидин «алтун» қуюватқан шу икки зәйтун шехи немә?» дәп соридим. «..өзлигидин «алтун» қуюватқан шу икки зәйтун шехи...» — мошу «алтун» бәлким «алтун рәңлик» зәйтун мейи —һәр тәрәплик роһий риғбәт-тәсәллини көрсәтсә керәк.
13 У мәндин: «Буларниң немә екәнлигини билмәмсән?» дәп сориди. Мән: «Яқ, тәхсир» — дедим.
14 У маңа: «Булар пүткүл йәр-зиминниң Егиси алдида туруватқан «зәйтун мейида мәсиһ қилинған» икки оғул балидур» — деди. ««зәйтун мейида мәсиһ қилинған» икки оғул балидур» — ибраний тилида: «зәйтун майлиқ икки оғул бала» дейилиду.
Бу айәттик «икки зәйтун дәриғи» тоғрисида икки көзқараш бар.
(1) Икки зәйтун дәриғи Зәруббабәл вә Йәшуа, йәни Давутниң әвлади болған падишаниң орнида турғучи Зәруббабәл вә баш каһин Йәшуа. Оқурмәнләрниң есидә болуши керәкки, Исраилниң падишалири вә каһинлири алаһидә бир пурақлиқ зәйтун мейи билән «мәсиһ қилинған», бу май Худаниң Роһиниң мәдитини билдүрәтти. Шуниңдәк падиша вә каһин (башқа тәрәпләрдин) Худаға вәкаләтчи болатти. Бу биринчи көзқараш бойичә бу икки адәмниң Худаниң Роһи арқилиқ йетәкчилик қилиши вә илһам бериши билән, хәлиқ Худаниң нурини дунияға чачидиған «чирақдан» болиду.
(2) Бу «мәсиһ қилинған икки оғул бала» дәл Зәкәрия вә Һагай пәйғәмбәрләрниң өзи; уларниң риғбәтләндүрүшлири билән пүтүн хәлиқ, җүмлидин Зәруббабәл вә Йәшуа муқәддәс ибадәтханини қурушқа илһамландурулмақта; шуниң билән йәнә «Худаниң нурини дунияға чачидиған «чирақдан» болиду». Бизниңчә бу көзқараш орунлуқ.
   Зәк. 4:3; Әзра 5:1; 6:14; Вәһ. 11:3-4
 
 

4:2 «йәттә чириғи вә йәттә чираққа тутишидиған йәттә нәйчә бар екән» — яки «йәттә чирақниң һәр бириниң йәттә пилиги бар екән».

4:5 Зәк. 4:14; Әзра 5:1; 6:14; Вәһ. 11:3-4

4:7 «у ибадәтханиниң әң үстигә җипсима ташни қойиду» — «җипсима таш» селиниватқан өйниң (мошу айәттә ибадәтханиниң) әң ахирқи қоюлған тешитур. «шуниң билән униңға: «Илтипатлиқ болсун! Илтипат униңға!» дегән товлашлар яңрап аңлиниду» — «Илтипатлиқ болсун! Илтипат униңға!» дегән сөзләр бәлким ибадәтханиға, яки «әң үстидики җипсима таш», яки пүтүн қурулуш ишиға ейтилиду.

4:7 Йәш. 40:4

4:9 Юһ. 2:19-21

4:10 «бәрһәқ, бу «йәттә» шатлиниду...» — бәзи алимлар бу «йәттә»ни чирақданниң йәттә шехини көрситиду, дәп қарайду. Бирақ чирақдан Худадин май қобул қиливатиду, шуңа бизниңчә «бу «йәттә»» жуқуриқи ташниң «йәттә көз»ини көрситиду. Ибадәтханиниң қурулуши адәмләрниң көз-қарашлирида «кичик ишлар» болғини билән, Пәрвәрдигарниң һәммә ишни тәң көридиған көзлиридә у интайин әһмийәтлик, шатлинарлиқ бир иштур. Һәтта қурулуш җәрянида, Зәруббабәлниң «тик өлчәш теши»ни тутқанлиғини көргәндә, «Пәрвәрдигарниң көзлири» шатлиниду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.

4:10 2Тар. 16:9; Вәһ. 5:6

4:12 «..өзлигидин «алтун» қуюватқан шу икки зәйтун шехи...» — мошу «алтун» бәлким «алтун рәңлик» зәйтун мейи —һәр тәрәплик роһий риғбәт-тәсәллини көрсәтсә керәк.

4:14 ««зәйтун мейида мәсиһ қилинған» икки оғул балидур» — ибраний тилида: «зәйтун майлиқ икки оғул бала» дейилиду. Бу айәттик «икки зәйтун дәриғи» тоғрисида икки көзқараш бар. (1) Икки зәйтун дәриғи Зәруббабәл вә Йәшуа, йәни Давутниң әвлади болған падишаниң орнида турғучи Зәруббабәл вә баш каһин Йәшуа. Оқурмәнләрниң есидә болуши керәкки, Исраилниң падишалири вә каһинлири алаһидә бир пурақлиқ зәйтун мейи билән «мәсиһ қилинған», бу май Худаниң Роһиниң мәдитини билдүрәтти. Шуниңдәк падиша вә каһин (башқа тәрәпләрдин) Худаға вәкаләтчи болатти. Бу биринчи көзқараш бойичә бу икки адәмниң Худаниң Роһи арқилиқ йетәкчилик қилиши вә илһам бериши билән, хәлиқ Худаниң нурини дунияға чачидиған «чирақдан» болиду. (2) Бу «мәсиһ қилинған икки оғул бала» дәл Зәкәрия вә Һагай пәйғәмбәрләрниң өзи; уларниң риғбәтләндүрүшлири билән пүтүн хәлиқ, җүмлидин Зәруббабәл вә Йәшуа муқәддәс ибадәтханини қурушқа илһамландурулмақта; шуниң билән йәнә «Худаниң нурини дунияға чачидиған «чирақдан» болиду». Бизниңчә бу көзқараш орунлуқ.

4:14 Зәк. 4:3; Әзра 5:1; 6:14; Вәһ. 11:3-4