9
«Бүйүк Искәндәр»ниң таҗавузи тоғрилиқ бешарәтләр
Пәрвәрдигарниң сөзидин жүкләнгән бешарәт — Хадрак зимини вә Дәмәшқ үстигә қониду (чүнки Пәрвәрдигарниң нәзири адәмләр вә Исраилниң барлиқ қәбилилири үстидидур); «Хадрак зимини» — кона тарихнамиләр бойичә, «Хадрак» дегән район Дәмәшқ шәһиригә йеқин болған, бирақ дәл қайси җай екәнлигини һазир билмәймиз. «чүнки Пәрвәрдигарниң нәзири адәмләр вә Исраилниң барлиқ қәбилилири үстидидур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «чүнки инсанларниң вә Исраилниң барлиқ қәбилилириниң көзи Пәрвәрдигарға қарайду». У буларға чегаридаш болған Хаматқа, Тур вә Зидон үстигиму қониду. Тур толиму «дана» болғачқа, «У , йәни Пәрвәрдигарниң бешарити буларға чегаридаш болған Хаматқа, Тур вә Зидон үстигиму қониду» — «бүйүк Искәндәр» миладийәдин илгәрки 332-жили җәнуп тәрәпкә жүрүш қилип мошу йәрләрни бир-бирләп егиливалған. өзи үчүн қорған қурған, күмүчни топидәк, сап алтунни кочилардики патқақтәк догилап қойған. Мана, Рәб уни мал-дуниясидин айриветиду, униң күчини деңизда йоқ қилиду; у от тәрипидин йәп кетилиду. «Мана, Рәб уни мал-дуниясидин айриветиду, униң күчини деңизда йоқ қилиду; у от тәрипидин йәп кетилиду» — бу айәтни «бүйүк Искәндәр» әмәлгә ашурған. Миладийәдин илгири 332-жили у Турни булаң-талаң қилип пүтүнләй вәйран қиливәткән «қошумчә сөз»имизни көрүң).
«униң күчини деңизда йоқ қилиду» дегәнликниң башқа бир хил тәрҗимиси: «У (йәни Рәб) уларниң деңиздики күчини йоқ қилиду»
Ашкелон буни көрүп қорқиду; Газаму көрүп азаплинип толғинип кетиду; Әкронму шундақ, чүнки униң арзу-үмүти тозуп кетиду; падиша Газадин йоқап кетиду, Ашкелон адәмзатсиз қалиду. Шуниң билән Ашдодта һарамдин болған бириси туриду; Мән Филистийләрниң мәғрурлуғи вә пәхрини йоқитимән. «Шуниң билән Ашдодта һарамдин болған бириси туриду; Мән Филистийләрниң мәғрурлуғи вә пәхрини йоқитимән» — Искәндәр Турни егиливалғандин кейин Филистийәгә қарап жүрүш қилиду. 5- вә 6-айәттә тилға елинған (Ашкелон, Газа, Әкрон, Ашдод) шәһәрләр Филистийәдики бәш чоң шәһәрниң төрти. Бу җәңләрниң тәпсилатлири үчүн «қошумчә сөз»имизни көрүң. Мән ағзидин қанларни, униң һарам йегән жиркиничлик нәрсиләрни чишлири арисидин елип кетимән; андин қелип қалғанлар болса, улар Худайимизға тәвә болуп, Йәһудада йолбашчи болиду; Әкронниң орни Йәбус қәбилисидикиләргә охшаш болиду. «Мән ағзидин қанларни, униң һарам йегән жиркиничлик нәрсиләрни чишлири арисидин елип кетимән; андин қелип қалғанлар болса, улар Худайимизға тәвә болуп,...» — «Худайимизға» дегән сөзгә қариғанда мошу айәтләрдики сөзлигүчи Мәсиһниң өзи болуши керәк. «...Әкронниң орни Йәбус қәбилисидикиләргә охшаш болиду» — толуқ айәтниң мәнаси: (1) Филистийләр әнди бутларға аталған қурбанлиқларниң қениниму, гөшиниму йемәйдиған болиду. (2) Филистийләр Худаға тәвә болуп Йәһуда арисида (Йәбус қәбилисидикиләрдәк) һөрмәтлик мәртивигә егә болиду (һазирқи «Пәләситинликләр» Филистийләрниң әвлатлири болуши мүмкин). «Қошумчә сөз»имизниму көрүң. Мән қошун түпәйлидин, йәни өтүп кәткүчи вә қайтип кәлгүчи түпәйлидин Өз өйүм әтрапида чедиримни тиктүримән; әзгүчи қайтидин униңдин өтмәйду; чүнки Өз көзүм билән күзитимән. «Мән қошун түпәйлидин, йәни өтүп кәткүчи вә қайтип кәлгүчи түпәйлидин Өз өйүм әтрапида чедиримни тиктүримән; әзгүчи қайтидин униңдин өтмәйду; чүнки Өз көзүм билән күзитимән» — «бүйүк Искәндәр» залим болғини билән, Мисирға һуҗум қилишқа маңғанда («өтүп кәткәндә») яки Мисирни ишғал қилип «қайтип кәлгәндә» (гәрчә Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханида нурғунлиған байлиқлар болсиму), Йерусалимға һеч һуҗум қилмиған. Бу тарихниң әң чоң сирлиридин биридур. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.
 
Зионниң падишаси Мәсиһ келиду!
Зор шатлан, и Зион қизи!
Тәнтәнәлик нида қил, и Йерусалим қизи!
Қараңлар, падишасиң йениңға келиду;
У һәққаний вә ниҗатлиқ болиду;
Кәмтәр-мөмин болуп,
Мада ешәккә, йәни ешәк тәхийигә минип келиду; «У һәққаний вә ниҗатлиқ болиду» — башқа тәрҗимилири: «У ниҗатни елип келиду», «У қутқузулған болиду» яки «У ғәлибилик болиду». «Қараңлар, падишасиң йениңға келиду... мада ешәккә, йәни ешәк тәхийигә минип келиду» — бу толуқ бешарәт Әйса Мәсиһни ениқ көрситиду. Инҗил, «Матта» 21-бап, «Маркус» 11-бап, «Луқа» 19-бап, «Юһанна» 12-бапларни көрүң.   Зәк. 2:10; Мат. 21:4-5; Юһ.12:12-16
10 Шуниң билән Мән җәң һарвулирини Әфраимдин,
Атларни Йерусалимдин мәһрум қиливетимән;
Җәң оқясиму елип ташлиниду.
У болса әлләргә хатирҗәмлик-течлиқни җакалап йәткүзиду;
Униң һөкүмранлиғи деңиздин деңизғичә,
Әфрат дәриясидин йәр йүзиниң чәтлиригичә болиду. «Шуниң билән Мән җәң һарвулирини Әфраимдин, ...мәһрум қиливетимән; ... У , йәни Исраилниң падиша Мәсиһ болса әлләргә хатирҗәмлик-течлиқни җакалап йәткүзиду; униң һөкүмранлиғи деңиздин деңизғичә, Әфрат дәриясидин йәр йүзиниң чәтлиригичә болиду» — демисәкму, бешарәт Әйса Мәсиһниң дунияға тунчи келишидин (9-айәт) униң қайтип келишигә атлап өтиду. Бешарәтниң қалғини ахирқи заманларни көрситиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
11 Әнди сени болса, саңа чүшүрүлгән әһдә қени түпәйлидин, Мән араңдики мәһбусларни сусиз орәктин азатлиққа чиқиримән. «Әнди сени болса, саңа чүшүрүлгән әһдә қени түпәйлидин, Мән араңдики мәһбусларни сусиз орәктин азатлиққа чиқиримән» — бу сирлиқ бешарәтниң һәм роһий һәм җисманий җәһәтлири болуши керәк. Ишинимизки, Әйса Мәсиһниң қени билән түзгән «йеңи әһдә» Йәһудийларни, әлләрниму һәр хил «гуна орики»дин қутқузалайду һәм кәлгүсидиму буниң сәвәвидин Худа Йәһудийларни һәр хил җисманий қийнчилиқлардинму қутқузиду.   Мат. 26:28; Луқа 22:20; Рим. 9:3, 4; Рим. 11:25, 26, 27; 1Кор. 11:25; Ибр. 9:19, 20, 21.
12 Мустәһкәм җайға қайтип келиңлар, и арзу-үмүтниң мәһбуслири! Бүгүн Мән җакалап ейтимәнки, тартқан җазалириңниң әксини икки һәссиләп саңа қайтуримән. «Мустәһкәм җайға қайтип келиңлар, и арзу-үмүтниң мәһбуслири!» — «арзу-үмүтниң мәһбуслири» бәлким бу толиму қисқартилған гәп болуши мүмкин, мәнаси: ««Худаниң қалдиси» Худаниң нурғун вәдилири алдида үмүтвар болуши керәк еди. Лекин уларниң униңға ишәнмәслиги, шундақла үмүтсизлиниши түпәйлидин гунаниң мәһбуслири болуп қалған. Уларниң бирдин-бир «мустәһкәм җай»и Худаниң Өзи, әлвәттә. 13 Чүнки Өзүм үчүн Йәһудани оқядәк егилдүрдүм, Әфраимни оқ қилип оқяға салдим; Мән оғул балилириңни орнидин турғузимән, и Зион — улар сениң оғул балилириңға қарши җәң қилиду, и Гретсийә! И Зион, Мән сени палванниң қолидики қиличтәк қилимән. 14 Пәрвәрдигар уларниң үстидә көрүниду; Униң оқи чақмақтәк етилип учиду. Рәб Пәрвәрдигар канайни чалиду; У җәнуптики дәһшәтлик қара қуюнларни биллә елип жүрүш қилиду. Наһ. 2:6 15 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар улар үчүн мудапиә болиду; улар салға ташлирини кукум қилип, дәссәп чәйләйду; улар ичивелип, шарап кәйпини сүргәнләрдәк қийқас-сүрән көтириду; улар қанға миләнгән қурбангаһниң бүрҗәклиридәк, қанға толдурулған қачилардәк болиду. «... улар (қанға) миләнгән қурбангаһниң бүрҗәклиридәк, қанға толдурулған қачилардәк болиду» — бу охшитиш Исраилниң җәңгә болидиған зоқ-кәйпиниң шарап ичкән адәмниңкидәк болидиғанлиғини яки дүшмәнләрдин төкүлгән қанниң көплүгини билдүриду. Қурбангаһ үстидики қурбанлиқларниң қанлирини елишқа бир нәччә қачиларни тәйярлаш керәк еди, улар әлвәттә қан билән лиқ толдурулатти вә қурбангаһниң бүҗәклири қанға милинип кетәтти.
Толуқ бу бешарәт бәлким (1) Исраилниң Гретсийә залимлири үстидин (миладийәдин илгәрки 3- вә 2-әсирдә) болған әҗайип ғәлибилирини вә (2) ахирқи замандики дәҗҗалниң қошунлири билән болидиған урушларни көрситиду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.
16 Шу күни Пәрвәрдигар болған уларниң Худаси уларни Өзүм баққан падам болған хәлқим дәп билип қутқузиду; чүнки улар таҗ гөһәрлиридәк Униң зимини үстидә көтирилиду. 17 Шунчә зордур Униң меһриванлиғи, шунчә қалтистур Униң гөзәллиги! Зираәтләр жигитләрни, йеңи шарап қизларни яшнитиду! «Шунчә зордур Униң меһриванлиғи, шунчә қалтистур Униң гөзәллиги!» — яки, «Немидегән әзиз! Немидегән гөзәл!».
 
 

9:1 «Хадрак зимини» — кона тарихнамиләр бойичә, «Хадрак» дегән район Дәмәшқ шәһиригә йеқин болған, бирақ дәл қайси җай екәнлигини һазир билмәймиз. «чүнки Пәрвәрдигарниң нәзири адәмләр вә Исраилниң барлиқ қәбилилири үстидидур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «чүнки инсанларниң вә Исраилниң барлиқ қәбилилириниң көзи Пәрвәрдигарға қарайду».

9:2 «У , йәни Пәрвәрдигарниң бешарити буларға чегаридаш болған Хаматқа, Тур вә Зидон үстигиму қониду» — «бүйүк Искәндәр» миладийәдин илгәрки 332-жили җәнуп тәрәпкә жүрүш қилип мошу йәрләрни бир-бирләп егиливалған.

9:4 «Мана, Рәб уни мал-дуниясидин айриветиду, униң күчини деңизда йоқ қилиду; у от тәрипидин йәп кетилиду» — бу айәтни «бүйүк Искәндәр» әмәлгә ашурған. Миладийәдин илгири 332-жили у Турни булаң-талаң қилип пүтүнләй вәйран қиливәткән «қошумчә сөз»имизни көрүң). «униң күчини деңизда йоқ қилиду» дегәнликниң башқа бир хил тәрҗимиси: «У (йәни Рәб) уларниң деңиздики күчини йоқ қилиду»

9:6 «Шуниң билән Ашдодта һарамдин болған бириси туриду; Мән Филистийләрниң мәғрурлуғи вә пәхрини йоқитимән» — Искәндәр Турни егиливалғандин кейин Филистийәгә қарап жүрүш қилиду. 5- вә 6-айәттә тилға елинған (Ашкелон, Газа, Әкрон, Ашдод) шәһәрләр Филистийәдики бәш чоң шәһәрниң төрти. Бу җәңләрниң тәпсилатлири үчүн «қошумчә сөз»имизни көрүң.

9:7 «Мән ағзидин қанларни, униң һарам йегән жиркиничлик нәрсиләрни чишлири арисидин елип кетимән; андин қелип қалғанлар болса, улар Худайимизға тәвә болуп,...» — «Худайимизға» дегән сөзгә қариғанда мошу айәтләрдики сөзлигүчи Мәсиһниң өзи болуши керәк. «...Әкронниң орни Йәбус қәбилисидикиләргә охшаш болиду» — толуқ айәтниң мәнаси: (1) Филистийләр әнди бутларға аталған қурбанлиқларниң қениниму, гөшиниму йемәйдиған болиду. (2) Филистийләр Худаға тәвә болуп Йәһуда арисида (Йәбус қәбилисидикиләрдәк) һөрмәтлик мәртивигә егә болиду (һазирқи «Пәләситинликләр» Филистийләрниң әвлатлири болуши мүмкин). «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.

9:8 «Мән қошун түпәйлидин, йәни өтүп кәткүчи вә қайтип кәлгүчи түпәйлидин Өз өйүм әтрапида чедиримни тиктүримән; әзгүчи қайтидин униңдин өтмәйду; чүнки Өз көзүм билән күзитимән» — «бүйүк Искәндәр» залим болғини билән, Мисирға һуҗум қилишқа маңғанда («өтүп кәткәндә») яки Мисирни ишғал қилип «қайтип кәлгәндә» (гәрчә Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханида нурғунлиған байлиқлар болсиму), Йерусалимға һеч һуҗум қилмиған. Бу тарихниң әң чоң сирлиридин биридур. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.

9:9 «У һәққаний вә ниҗатлиқ болиду» — башқа тәрҗимилири: «У ниҗатни елип келиду», «У қутқузулған болиду» яки «У ғәлибилик болиду». «Қараңлар, падишасиң йениңға келиду... мада ешәккә, йәни ешәк тәхийигә минип келиду» — бу толуқ бешарәт Әйса Мәсиһни ениқ көрситиду. Инҗил, «Матта» 21-бап, «Маркус» 11-бап, «Луқа» 19-бап, «Юһанна» 12-бапларни көрүң.

9:9 Зәк. 2:10; Мат. 21:4-5; Юһ.12:12-16

9:10 «Шуниң билән Мән җәң һарвулирини Әфраимдин, ...мәһрум қиливетимән; ... У , йәни Исраилниң падиша Мәсиһ болса әлләргә хатирҗәмлик-течлиқни җакалап йәткүзиду; униң һөкүмранлиғи деңиздин деңизғичә, Әфрат дәриясидин йәр йүзиниң чәтлиригичә болиду» — демисәкму, бешарәт Әйса Мәсиһниң дунияға тунчи келишидин (9-айәт) униң қайтип келишигә атлап өтиду. Бешарәтниң қалғини ахирқи заманларни көрситиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.

9:11 «Әнди сени болса, саңа чүшүрүлгән әһдә қени түпәйлидин, Мән араңдики мәһбусларни сусиз орәктин азатлиққа чиқиримән» — бу сирлиқ бешарәтниң һәм роһий һәм җисманий җәһәтлири болуши керәк. Ишинимизки, Әйса Мәсиһниң қени билән түзгән «йеңи әһдә» Йәһудийларни, әлләрниму һәр хил «гуна орики»дин қутқузалайду һәм кәлгүсидиму буниң сәвәвидин Худа Йәһудийларни һәр хил җисманий қийнчилиқлардинму қутқузиду.

9:11 Мат. 26:28; Луқа 22:20; Рим. 9:3, 4; Рим. 11:25, 26, 27; 1Кор. 11:25; Ибр. 9:19, 20, 21.

9:12 «Мустәһкәм җайға қайтип келиңлар, и арзу-үмүтниң мәһбуслири!» — «арзу-үмүтниң мәһбуслири» бәлким бу толиму қисқартилған гәп болуши мүмкин, мәнаси: ««Худаниң қалдиси» Худаниң нурғун вәдилири алдида үмүтвар болуши керәк еди. Лекин уларниң униңға ишәнмәслиги, шундақла үмүтсизлиниши түпәйлидин гунаниң мәһбуслири болуп қалған. Уларниң бирдин-бир «мустәһкәм җай»и Худаниң Өзи, әлвәттә.

9:14 Наһ. 2:6

9:15 «... улар (қанға) миләнгән қурбангаһниң бүрҗәклиридәк, қанға толдурулған қачилардәк болиду» — бу охшитиш Исраилниң җәңгә болидиған зоқ-кәйпиниң шарап ичкән адәмниңкидәк болидиғанлиғини яки дүшмәнләрдин төкүлгән қанниң көплүгини билдүриду. Қурбангаһ үстидики қурбанлиқларниң қанлирини елишқа бир нәччә қачиларни тәйярлаш керәк еди, улар әлвәттә қан билән лиқ толдурулатти вә қурбангаһниң бүҗәклири қанға милинип кетәтти. Толуқ бу бешарәт бәлким (1) Исраилниң Гретсийә залимлири үстидин (миладийәдин илгәрки 3- вә 2-әсирдә) болған әҗайип ғәлибилирини вә (2) ахирқи замандики дәҗҗалниң қошунлири билән болидиған урушларни көрситиду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.

9:17 «Шунчә зордур Униң меһриванлиғи, шунчә қалтистур Униң гөзәллиги!» — яки, «Немидегән әзиз! Немидегән гөзәл!».