Грек тилида униң сөзлири инкар шәклидә ипадилиниду: «Сән бүгүн «уни тонумаймән» дәп үч қетим мәндин танмай туруп ғораз чиллимайду». ■ Мат. 26:34; Мар. 14:30; Юһ. 13:38.
Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә һәқиқий «күпүрлүк қилғучи» өлүмгә мәһкүм болуши керәк. Шуңа Мәсиһ өзи ейтқандин кейин уларға «башқа гувалиқ» керәк болмиди!
Һалбуки, Йәһудий хәлқи өзлириниң әмәс, бәлки Рим империйәсиниң қануни астида турғачқа, Әйсани өлүмгә мәһкүм қилиш үчүн Рим һакимийити алдида башқа бирәр әрз-шикайәтни тепиши керәк. Бу төвәндики бабта (23:2) көрүниду.
■22:1 Мис. 12:15; Мат. 26:2; Мар. 14:1.
□22:2 «...чүнки улар хәлиқниң ғәзивидин қорқатти» — каһинлар вә Тәврат устазлириниң хәлиқтин қорқушиниң сәвәви, хәлиқниң Мәсиһни қоллайдиғанлиғидин; шуңа улар уни беваситә өлтүрәлмәй, бәлки амал қилип римлиқлар алдида Әйсаға әрз қилиш арқилиқ уларниң вастиси билән уни өлүмгә мәһкүм қилмақчи.
■22:2 Зәб. 2:2; Юһ. 11:47; Рос. 4:27.
■22:3 Мат. 26:14; Мар. 14:10; Юһ. 13:27.
□22:7 «Әнди петир нан һейтиниң биринчи күни йетип кәлгән еди» — «петир нан һейти» йәттә күн өткүзүләтти. Тунҗи күни «өтүп кетиш байрими» (ибраний тилида «пасха» һейти) еди. Бу күни, Йәһудийлар қойларни ибадәтханиға апирип союп, андин өйидә петир нан билән йәйтти («Мис.» 12:1-20, «Лав.» 23:4-8ни көрүң).
■22:7 Мат. 26:17; Мар. 14:12,13.
□22:10 «мана у йәрдә козида су көтиривалған бир әр киши силәргә учрайду» — Қанаанда (Пәләстиндә) әр кишиләр бүгүнгә қәдәр адәттә су көтәрмәйду.
■22:14 Мат. 26:20; Мар. 14:17.
□22:15 «толиму интизарлиқ болуп кәлгән едим» — грек тилида «интизарлиқ билән интизар қилдим».
□22:16 «бу һейт зияпитиниң әһмийити Худаниң падишалиғида әмәлгә ашурулмиғичә, мән буниңдин қайта йемәймән» — Тәвраттики барлиқ һейтларниң һәр бириниң өзи бир бешарәттур, һәммиси Мәсиһниң падишалиғида толуқ әмәлгә ашурулиду. «Лавийлар» 23-бап вә «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имизниму көрүң.
□22:18 «...үзүм шәрбитидин қәтъий ичмәймән» — грек тилида «... үзүм телиниң мевисиниң шәрбитидин қәтъий ичмәймән».
□22:19 «Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар» — грек тилида «мени әсләп туруш үчүн бундақ қилиңлар».
■22:19 Мат. 26:26; Мар. 14:22; 1Кор. 11:23,24.
□22:20 «тамақтин кейинки җам» — «өтүп кетиш һейт»тики зияпәт дайим бекитилгән алаһидә бир тәртип бойичә өткүзилиду. «Тамақтин кейинки җам» «үчинчи җам» болиду. «Бу җамдики шарап мениң силәр үчүн төкүлидиған қенимда болған йеңи әһдидур» — Мәсиһ ейтқан бу «йеңи әһдә» Йәрәмия вә башқа пәйғәмбәрләр арқилиқ Тәвратта вәдә қилинған аҗайп «йеңи әһдә»дур («Йәр.» 31:31-34 һәм «Әз.» 36:25-27ни, шундақла Йәрәмиядики «қошумчә сөз»имизниму көрүң). Бу йеңи әһдә «Мәсиһниң қенидидур» дегәнниң интайин чоңқур мәнаси бардур, мошу әһдә Мәсиһниң пүтүн вуҗуд-һаятиға пүтүлгәнлигини, шундақла әһдини пүткүл инсанийәткә йәткүзүшкә болған қәтъий нийитини көрситиду.
■22:21 Мат. 26:23; Мар. 14:18; Юһ. 13:21.
■22:22 Зәб. 40:10; Юһ. 13:18; Рос. 1:6.
□22:25 «Әлләрдики падишалар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип идарә қилиду, уларниң үстидики һоқуқдарлири «хәлиқпәрвәр» дәп атилиду» — шу чағда вә дунияниң пүткүл тарихида «хәлиқпәрвәр» дәп аталғанлар әмәлийәттә «исми бар, җисми йоқ»лардәк «хәлиқпәрвәр»ниң әкси болиду, әлвәттә. Мәсиһниң бу ишни көрсәткәнлиги, етиқатчилар һәтта мошундақ абройниму издимәслиги керәк, һәр қандақ «абройпәрәслик» қилиштин толиму жирақлишиши керәк, дегәнликтур, дәп ойлаймиз.
■22:25 Мат. 20:25; Мар. 10:42.
■22:27 Мат. 20:28; Юһ. 13:14; Фил. 2:7.
□22:30 «Исраилниң он икки қәбилиси үстидин һөкүм чиқирисиләр» — яки «Исраилниң он икки қәбилиси үстидин һөкүмранлиқ қилисиләр».
□22:31 «Әй Симон, Симон!» — Муқәддәс Китапта, бирисиниң бир адәмниң исмини яки бир җайниң намини тәкрар икки қетим чақириши униңға болған чоңқур меһир-муһәббитини ипадиләп, униң өзигә әзиз екәнлигини көрситиду. «Шәйтан һәммиңларни худди буғдай тасқиғандәк тасқап синашни тилигән» — «тилигән» дегән бу сөз Худа Шәйтанниң тәливи бойичә мошундақ қилишиға йол қойғанлиғини көрситиду.
□22:34 «бүгүн ғораз чиллиғичә, сән «Уни тонумаймән» дәп мәндин үч қетим танисән» — «бүгүн» — оқурмәнләрниң есидә барки, Йәһудийлар үчүн «бу күн» «кечә» билән башлиниду. Мәсиһ бу сөзләрни кечидә ейтиду. Шуниң билән у ейтқан вақиәләр әшу кечидә, таң атмайла йүз бериду. Грек тилида униң сөзлири инкар шәклидә ипадилиниду: «Сән бүгүн «уни тонумаймән» дәп үч қетим мәндин танмай туруп ғораз чиллимайду».
■22:34 Мат. 26:34; Мар. 14:30; Юһ. 13:38.
□22:35 «Силәрни һәмянсиз, хурҗунсиз вә кәшсиз сәпәргә әвәткинимдә силәрниң бирәр нәрсәңлар кам болуп қалғанму?» — 9:3 вә 10:3-4ни көрүң.
■22:35 Мат. 10:9; Мар. 6:8; Луқа 9:3.
□22:36 «лекин һазир һәр кимниң һәмяни болса, уни алсун; шундақ һәм хурҗуни болса, уни алсун вә бир кимниң қиличи болмиса, чапинини сетип бирдин қилич алсун» — бу сирлиқ амма муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
□22:37 «У җинайәтчиләр қатарида санилиду» — яки «У асийлиқ қилғучилар қатарида санилиду». Бу бешарәт «Йәш.» 53:12дә тепилиду. «мениң тоғрамдики барлиқ ишлар толуқ әмәлгә ашмай қалмайду» — «мениң тоғрамдики барлиқ ишлар» болса пәқәт Тәвраттики Мәсиһни алдин-ала очуқ ейтқан бешарәтләр болупла қалмай, бәлки Тәвратта Мәсиһни көрситидиған барлиқ буйрулған қурбанлиқлар, әмирләр, бәлгүлимиләр һәмдә Тәвратта хатириләнгән барлиқ тарихий «бешарәтлик вақиәләр»ни өз ичигә алиду.
■22:37 Йәш. 53:12; Мар. 15:28.
□22:38 «И Рәб, қариғин, бу йәрдә икки қилич бар екән» — мошу хил «қилич» қисқа болуп, йәнә «пичақ» һесапланғили болиду. «Болди, йетиду! — деди Әйса уларға» — мошу айәт үстидә 37-айәт билән «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
■22:39 Мат. 26:36; Мар. 14:32; Юһ. 8:1; 18:1.
■22:41 Мат. 26:39; Мар. 14:35.
□22:42 «бу қәдәһни мәндин елип кәткәйсән» — «бу қәдәһ» униң алдида туридиған азап-оқубәтләрни көрситиду. Тәвратта «қәдәһ» дәл шу мәнидә болуп, «Зәб.» 74:9, «Йәш.» 51:17, 22, «Йәр.» 25:15 вә башқа көп йәрләрдә Худаниң ғәзивини билдүриду. Шуңа Мәсиһ мошу йәрдә һәммимизниң гуналирини көтирип, Худаниң ғәзивини ичишкә тәйяр туриду.
■22:47 Мат. 26:47; Мар. 14:43; Юһ. 18:3.
□22:50 «...улардин бири қиличини көтирип, баш каһинниң чакириға уруп, оң қулиқини шиливәтти» — бу намәлум мухлис Петрус еди («Юһ.» 18:10, «Мат.» 26:51, «Мар.» 14:71).
■22:50 Мат. 26:51; Мар. 14:47.
■22:52 Мат. 26:55; Мар. 14:48.
□22:53 «һазир бу силәргә тәвә болған вақит-сааттур вә қараңғулуқниң һөкүм сүрүшидур» — «қараңғулуқниң һөкүм сүрүшидур» — демәк, шу чағда Худа Шәйтанниң күч-қудритини, униң Өзигә вә Мәсиһигә болған нәпритини баш каһинлар вә башқа һөкүмдарлардин ибарәт шу рәзил адәмләр арқилиқ намайән қилишиға йол қойған еди. «1Кор.» 2:8»ни көрүң.
■22:54 Мат. 26:57; Мар. 14:53; Юһ. 18:12,24.
■22:55 Мат. 26:69; Мар. 14:54,66; Юһ. 18:16,25.
□22:59 «Дәрһәқиқәт, бу һәм униң билән биллә еди; чүнки уму Галилийәликтур» — мошу киши Петрусниң Галилийәлик екәнлигини бәлким униң тәләппузи яки болмиса йәрлик кийим-кечигидин билип йәткән болса керәк.
■22:61 Мат. 26:34,75; Мар. 14:72; Юһ. 13:38; 18:27.
■22:63 Аюп 16:10; Йәш. 50:6; Мат. 26:67; Мар. 14:6; Юһ. 19:3.
■22:66 Зәб. 2:2; Мат. 27:1; Мар. 15:1; Юһ. 18:28.
□22:69 «Һәммигә Қадирниң оң йенида...» — грек тилида «Худаниң қудритиниң оң тәрипидә». «Зәб.», 109:1ни көрүң. Зәбурдики бу бешарәтлик сөзләр Мәсиһни көрситиду, әлвәттә. Улар өзлири Әйсани сотлаватимиз, дәп ойлатти, лекин әмәлийәттә у Инсаноғли болуп ахир берип уларниң сотчиси болиду.
■22:69 Дан. 7:9; Мат. 16:27; 24:30; 25:31; 26:64; Мар. 14:62; Рос. 1:11; 1Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.
□22:70 «Дегиниңлардәк мән шудурмән!» — «дегиниңлардәк» грек тилида бу сөзниң «Шундақ, лекин әмәлийәт дәл силәрниң ойлиғиниңлардәк әмәс» дегән пуриғи чиқиду.
□22:71 «Әнди башқа гувачилиқниң бизгә немә һаҗити? Чүнки өзимиз униң өз ағзидин чиққинини аңлидуқ!» — уларниң Мәсиһгә қаратқан әрз-шикайити: — «Худаниң Оғлимән» дегиниң «күпүрлүк қилғиниң», дегәндин ибарәт еди. Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә һәқиқий «күпүрлүк қилғучи» өлүмгә мәһкүм болуши керәк. Шуңа Мәсиһ өзи ейтқандин кейин уларға «башқа гувалиқ» керәк болмиди! Һалбуки, Йәһудий хәлқи өзлириниң әмәс, бәлки Рим империйәсиниң қануни астида турғачқа, Әйсани өлүмгә мәһкүм қилиш үчүн Рим һакимийити алдида башқа бирәр әрз-шикайәтни тепиши керәк. Бу төвәндики бабта (23:2) көрүниду.