Тесалоникалиқларға «1»
1
Расул Павлус Тесалоника шәһиридики җамаәткә язған биринчи мәктуп •••• Павлусниң саламлири, тәшәккүр етишлири вә риғбәтләндүрүшлири
Мәнки Павлус, Силас һәмдә Тимотийдин ХудаАтимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдә болған, Тесалоника шәһиридики җамаәткә салам.
Силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай! «Тесалоника шәһиридики җамаәткә салам» — «Тесалоника» дегән шәһәр һазирқи Гретсийә (Македонийә) һазирқи исми «Салоника». Кона заманда «Тесалоника» дәп аталған.   Рим. 1:7; Әф. 1:2; 1Пет. 1:2.
Биз дуалиримизда силәрни яд етип туруп, Худаға силәр үчүн һәрдайим тәшәккүр ейтимиз; Әф. 1:16; Фил. 1:3; Кол. 1:3; 2Тес. 1:3. ХудаАтимизниң алдида етиқатиңлардин болған әмәллириңларни, меһир-муһәббәттин чиққан җапалиқ әҗриңларни, Рәббимиз Әйса Мәсиһкә бағлиған үмүттә болған чидамлиғиңларни изчил әсләп туруватимиз. «етиқатиңлардин болған әмәллириңлар...» — грек тилида «етиқатиңлардин болған әмилиң...».   Юһ. 6:29. Чүнки әй қериндашлар, Худа сөйгәнләр, Униң силәрни таллиғанлиғи бизгә аян. Чүнки хуш хәвиримиз силәргә йәткүзүлгинидә сөзләр биләнла әмәс, бәлки күч-қудрәт билән, Муқәддәс Роһ билән, мутләқ җәзмләштүрүлгән һалда силәргә йәткүзүлгән; униң үстигә, бизниң силәрниң араңларда болғинимизда силәрни дәп өзимизни қандақ тутқанлиғимизни убдан билисиләр. 1Кор. 2:4; 4:20; 1Тес. 2:1.
Шуниң билән силәр еғир азап-оқубәт ичидә туруқлуқму, Муқәддәс Роһниң шатлиғи билән сөз-каламни қобул қилип, бизни, шундақла Рәбниң Өзини үлгә қилип әгәштиңлар, 1Кор. 4:16; 11:1; Фил. 3:17; 2Тес. 3:9. шуниң билән силәр Македонийә вә Ахая өлкилиридики барлиқ етиқатчиларға үлгә болуп чиқтиңлар; чүнки Рәбниң сөз-калами силәрдин пәқәт Македонийә вә Ахаяғила яңрап қалмастин, бәлки һәммә йәргә Худаға бағланған етиқатиңлар тоғрилиқ һәммә йәргә хәвәр тарқипту; нәтиҗидә, бизниң шу йәрләрдә хуш хәвәр тоғрилиқ һеч немә дейишимизниң һаҗити қалмиди. «чүнки Рәбниң сөз-калами силәрдин пәқәт Македонийә вә Ахаяғила яңрап қалмастин, бәлки һәммә йәргә Худаға бағланған етиқатиңлар тоғрилиқ һәммә йәргә хәвәр тарқипту; нәтиҗидә, бизниң шу йәрләрдә хуш хәвәр тоғрилиқ һеч немә дейишимизниң һаҗити қалмиди. » — демәк, Павлус вә хизмәтдашлири қайси йәрләргә бармисун, шу йәрдики кишиләр аллиқачан Тесалоникадикиләрниң Худаға болған етиқатидин хәвәр тапқан, шундақла өзлириму хуш хәвәрдин хәвәрдар болған. 9-10 Чүнки биз барғанлиги җайдики кишиләр силәрниң бизни қандақ қарши алғанлиғиңларни, силәрниң бутлардин қандақ ваз кечип тирик вә һәқиқий Худаниң хизмитидә болушқа, шундақла Униң Оғлиниң, йәни У өлүмдин тирилдүргән, кәлгүсидә келидиған ғәзәптин бизни қутқузғучи Әйсаниң әрштин келишини күтүшкә Худаға баққанлиғиңларни баян қилишиду. «чүнки биз барғанлиги җайдики кишиләр силәрниң бизни қандақ қарши алғанлиғиңларни... баян қилишиду» — грек тилида: «чүнки биз барғанлиги җайдики кишиләр бизниң силәрниң араңларға киришимизниң қандақ екәнлигини... баян қилишиду».   Рос. 1:11; Фил. 3:20; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.
 
 

1:1 «Тесалоника шәһиридики җамаәткә салам» — «Тесалоника» дегән шәһәр һазирқи Гретсийә (Македонийә) һазирқи исми «Салоника». Кона заманда «Тесалоника» дәп аталған.

1:1 Рим. 1:7; Әф. 1:2; 1Пет. 1:2.

1:2 Әф. 1:16; Фил. 1:3; Кол. 1:3; 2Тес. 1:3.

1:3 «етиқатиңлардин болған әмәллириңлар...» — грек тилида «етиқатиңлардин болған әмилиң...».

1:3 Юһ. 6:29.

1:5 1Кор. 2:4; 4:20; 1Тес. 2:1.

1:6 1Кор. 4:16; 11:1; Фил. 3:17; 2Тес. 3:9.

1:8 «чүнки Рәбниң сөз-калами силәрдин пәқәт Македонийә вә Ахаяғила яңрап қалмастин, бәлки һәммә йәргә Худаға бағланған етиқатиңлар тоғрилиқ һәммә йәргә хәвәр тарқипту; нәтиҗидә, бизниң шу йәрләрдә хуш хәвәр тоғрилиқ һеч немә дейишимизниң һаҗити қалмиди. » — демәк, Павлус вә хизмәтдашлири қайси йәрләргә бармисун, шу йәрдики кишиләр аллиқачан Тесалоникадикиләрниң Худаға болған етиқатидин хәвәр тапқан, шундақла өзлириму хуш хәвәрдин хәвәрдар болған.

1:9-10 «чүнки биз барғанлиги җайдики кишиләр силәрниң бизни қандақ қарши алғанлиғиңларни... баян қилишиду» — грек тилида: «чүнки биз барғанлиги җайдики кишиләр бизниң силәрниң араңларға киришимизниң қандақ екәнлигини... баян қилишиду».

1:9-10 Рос. 1:11; Фил. 3:20; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.