□1:1 «Бу китап Әйса Мәсиһниң вәһийси» — «Әйса Мәсиһниң вәһийси» һәм Әйса Мәсиһ тоғрисида һәм Униңдин кәлгән вәһийдур. «Худа Униңға Өз қул-хизмәткарлириға йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған ишларни көрситиши үчүн тапшурған вәһийдур» — Худаниң «қул-хизмәткарлири» Инҗилда Худаниң «қуллуқ»ида болғанлар, йәни мәҗбурий һалда әмәс, бәлки муһәббәтниң түрткисидә чин көңлидин шундақ талливалғанларни көрситиду, әлвәттә.
□1:3 «вәһийниң вақти йеқиндур» — «вәһийниң вақти» дегән, бу ишларниң әмәлгә ашидиған вақти.
□1:4 «Униң тәхтиниң алдидики йәттә Роһтин... (меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай)» — «йәттә» дегән санниң камаләткә йәткән, мукәммәл дегән мәнаси болуп, бәзи алимлар бу «йәттә Роһ» Худаниң Муқәддәс Роһиниң йәттә тәрипини көрситиду, дәп қарайду (5:6ни вә «Йәш.» 11:2ни көрүң). Башқилар уларни йәттә пәриштини көрситиду, дәп қарайду. Бәзиләр: «йәттә тәрәплик Роһ» яки «йәттә тәрәплимилик Роһ» дәп тәрҗимә қилиду.
■1:4 Мис. 3:14; Вәһ. 1:8; 4:8; 11:17; 16:5.
□1:5 «өлүмдин тунҗа Тирилгүчи» — грек тилида мошу йәрдики «тунҗи» адәттә «биринчи болуп туғулған»ни көрситиду. Сөзниң толуқ мәнаси тоғрилиқ «Кол.» 1:16-17 вә 18-айәттики изаһатларни көрүң. «Өз қени билән бизни гуналиримиздин жуйған» — яки «Өз қени билән бизни гуналиримиздин азат қилған».
■1:5 Йәш. 55:4; Рос. 20:28; 1Кор. 15:20; Кол. 1:18; Ибр. 9:12,14; 1Пет. 1:19; 1Юһа. 1:7; Вәһ. 3:14; 5:9.
□1:6 «мунасивәтлик айәт(ләр)» — «Мис.» 19:6.
■1:6 Рим. 12:1; 1Пет. 2:5, 9; Вәһ. 5:10.
□1:7 «һәтта Уни санҗиғанларму Уни көриду» — яки «йәни Уни санҗиғанларму Уни көриду». «мунасивәтлик айәтләр» — «Дан.» 7:13, «Зәк.» 12:10
■1:7 Дан. 7:13; Зәк. 12:10; Мат. 24:30; 25:31; Юһ. 19:37; Рос. 1:11; 1Тес. 1:10; 2Тес. 1:10; Йәһ. 14.
□1:8 «Мән «Алфа» вә «Омега»...дурмән» — грек тилида «алфа» биринчи һәрип, «омега» ахирқи һәриптур. Демәк, Худа баш вә ахирдур. Бәзи кона көчүрүлмиләрдә «Муқәддимә вә Хатимә Өзүмдурмән» дегән сөзләр тепилмайду.
■1:8 Йәш. 41:4; 44:6; Вәһ. 21:6; 22:13.
□1:9 «Әйсада болған азап-оқубәт, падишалиқ вә сәвир-тақәттин ортақ несипдишиңлар» — демәк, Әйса Мәсиһдә болғанлар чоқум һәм Униң нами вәҗидин азап-оқубәт тартиду, шундақла Униң сәвир-тақитидин күч елиши керәк болиду, һәм Униңда болған падишалиқтин бәһримән болиду. «Әйсаниң гувалиғи вәҗидин» — демәк «Әйса тоғрисидики гувалиқ»; башқа хил мәнаси «Әйса (Өзи) бәргән гувалиқ». «Патмос дегән аралда мәһбус болуп туруп қалғандим» — Патмос римлиқларниң дәһшәтлик «әмгәк лагири» болған түрмә еди. Юһанна мәзкур китапни йезиватқанда Патмос арилидин азат қилинған болуши мүмкин.
□1:10 ««Рәбниң күни»дә мән Роһниң илкигә елинишим билән...» — «Рәбниң күни» яки «рәблик күн». Алимлар бу тоғрилиқ үч пикирдә болиду: — (1) Рәбниң күни йәкшәнбә күни (Рәб өлүмдин тирилгән күн)ни көрситиду; (2) Тәвратта көп тилға елинған, қиямәт күнини өз ичигә алған ахирқи заманлардики ахирқи дәһшәтлик азап-оқубәтлик күнләрни, йәни «Пәрвәрдигарниң күни»ни көрситиду, мошу көзқараш бойичә болғанда Юһанна Роһта көтирилип кәлгүсидики заманларға йөткилип «Пәрвәрдигарниң күни»ни көриду; (3) шу вақитларда һәр жилниң бир күнидә Рим императори (шу вақитта Домитиян еди) барлиқ пухралирини өзигә сәҗдә қилдуруп: «Қәйсәр рәбтур!» дәп етирап қилип, хушбуй селишқа мәҗбур қилатти. Шуңа шу күни «Рәбниң күни» дәп аталған. Бизниңчә «Рәбниң күни» дәл шу күнни көрситиду; лекин кинайилик һәм һәҗвийлик иш шуки, Рәб дәл шу күнидә (2-көзқараштикидәк) Өзиниң, йәни «Пәрвәрдигарниң күни»ни аян қилишни лайиқ көрди. «Мән Роһниң илкигә елинишим билән...» — «Роһ» Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһни көрситиду.
□1:11 «Смирна» — һазирқи Түркийәдики «Измир». «көридиғанлириңни китап қилип яз вә уни йәттә җамаәткә, йәни Әфәсус, Смирна, Пәргамум, Тиятира, Сардис, Филаделфийә вә Лаодикиядики җамаәтләргә әвәт» — бу йәттә шәһәрниң һәммиси бир дүгиләктә бир-биригә яндаш җайлашқан еди. Расул Юһанна яшанғанда Әфәсус шәһиридә маканлашқан еди. «Қошумә сөз» вә хәритини көрүң.
□1:12 «мунасивәтлик айәтләр» — «Мис.» 25:31-40.
□1:13 «көксигә алтун кәмәр бағлиған Инсаноғли» — яки «көксигә алтун кәмәр бағлиған инсанниң бир оғли». «Дан.» 7:13ни вә изаһатини көрүң.
■1:13 Әз. 1:26; Дан. 7:13; Вәһ. 14:14.
□1:16 «мунасивәтлик айәт» — «Дан.» 7:13.
■1:16 Йәш. 49:2; Әф. 6:17; Ибр. 4:12; Вәһ. 2:16; 19:15.
■1:18 Аюп 12:14; Йәш. 22:22; Рим. 6:9; Вәһ. 3:7; 20:1.
□1:20 «йәттә юлтуз йәттә җамаәтниң әлчилири вә йәттә чирақдан болса йәттә җамаәттур» — «әлчилири» башқа хил тәрҗимиси: «пәриштилири». Грек тилида һәм ибраний тилида «пәриштә» вә «әлчи» бир сөз билән ипадилиниду (пәриштиләр Худаниң әлчилири болғач). Бизниңчә мошу йәрдә җамаәтләр әвәткән әлчиләрни көрсәтсә керәк, чүнки пәриштиләргә хәт йезиш һаҗәтсиз еди. Йәттә әлчи Патмос арилиға берип Юһаннадин һал сорашқа кәлгән болуши мүмкин.