Бу айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. ■ 1Тес. 2:14; Йәһ. 6. 6-7 шундақ екән, силәргә еғирчилиқ салғучиларға Худа еғирчилиқ салса, һәм шундақла Рәб Әйса қудрәтлик пәриштилири билән әрштин қайта көрүнгән чағда, еғирчилиққа учриған силәргә биз билән тәң арамлиқ бәрсә дурус иш болмамду?■ Зәк. 2:12; 1Тес. 4:16. 8 Шу чағда У Худани тонумайдиғанлардин, шундақла Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хуш хәвиригә итаәт қилмайдиғанлардин ялқунлуқ от билән интиқам алиду.□ «Шу чағда у (Мәсиһ) Худани тонумайдиғанлардин, шундақла Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хуш хәвиригә итаәт қилмайдиғанлардин ялқунлуқ от билән интиқам алиду» — «Йәр.» 10:25, «Зәб.» 78:6 вә «Йәш.» 66:15ни көрүң. ■ Йәр. 10:25; Зәб. 78:6; Йәш. 66:15; Рим. 2:8; 2Пет. 3:7. 9 Бундақ кишиләр Рәбниң һозуридин вә күч-қудритиниң шан-шәривидин мәһрум қилинип, мәңгүлүк һалакәт җазасини тартиду. □ «Бундақ кишиләр Рәбниң һозуридин вә күч-қудритиниң шан-шәривидин мәһрум қилинип, мәңгүлүк һалакәт җазасини тартиду» — яки болмиса: «бундақ кишиләр Рәбниң күч-қудритиниң шан-шәривидин вә Униң һозурдин болған мәңгүлүк һалакәт җазасини тартиду». ■ Йәш. 2:19. 10 У вақитта У Өзиниң барлиқ муқәддәс бәндилиридә улуқлинип, шу күнидә барлиқ ишәнгәнләрдә (силәр дәрвәқә бизниң гувалиғимизға ишәнгәндурсиләр) Өзиниң карамәтлигини көрситип, мәдһийиләнгили келиду.□ «У (Мәсиһ) ... шу күнидә барлиқ ишәнгәнләрдә ... Өзиниң карамәтлигини көрситип, мәдһийиләнгили келиду» — «Өзиниң карамәтлигини көрситип, мәдһийилиниш» — грек тилида бу бир сөз биләнла ипадилиниду.
«Өз муқәддәс бәндилиридә... ишәнгәнләрдә...». Бу ибариниң мәнаси: (1) «Рәб Әйсаниң гөзәллиги вә пәзилити Өз бәндилири, йәни Өзигә ишәнгән адәмлиригә биринчи болуп көрүниду» вә: (2) «Униң бу гөзәллиги уларниң өзлиридә, йәни улар арқилиқ пүткүл аләмгә көрүниду» дегәнлик болса керәк. ■ Рос. 1:11; 1Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.
□1:1 «Тесалоника шәһиридики җамаәткә салам» — «Тесалоника шәһири» — Қедимки Гретсийәдики бир шәһәр еди, бу шәһәрниң һазирқи нами «Салоника» болуп, у Түркийидә.
■1:2 1Кор. 1:3; 1Тес. 1:1; 1Пет. 1:2.
□1:3 «Силәр үчүн Худаға һәрдайим тәшәккүр ейтишимизға тоғра келиду ..., и қериндашлар, — чүнки етиқатиңлар күчлүк өсмәктә һәмдә бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму ешип ташмақта» — Павлусниң биринчи хетидики дуаси һәм өтүнүшлири һазир әмәлгә ашурулуватиду; «1Тес.» 2:12, 4:10ни көрүң.
■1:3 Әф. 1:15; Фил. 1:3; Кол. 1:3; 1Тес. 1:2.
□1:5 «бу ишлар Худаниң келидиған адил һөкүмини көрситидиған рошән бир аламәттур вә шундақла, бу ишлар силәрниң Худаниң падишалиғиға лайиқ һесаплинишиңлар үчүн болиду; силәр мана шу падишалиқ үчүн зулум-зәхмәт чекиватисиләр» — «бу ишлар» — етиқатчиларға қарши чиққанларниң зиянкәшлик қилишлири һәм Тесалоникадики етиқатчиларниң сәвир-тақәтлирини көрситиду. Бу айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■1:5 1Тес. 2:14; Йәһ. 6.
□1:8 «Шу чағда у (Мәсиһ) Худани тонумайдиғанлардин, шундақла Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хуш хәвиригә итаәт қилмайдиғанлардин ялқунлуқ от билән интиқам алиду» — «Йәр.» 10:25, «Зәб.» 78:6 вә «Йәш.» 66:15ни көрүң.
■1:8 Йәр. 10:25; Зәб. 78:6; Йәш. 66:15; Рим. 2:8; 2Пет. 3:7.
□1:9 «Бундақ кишиләр Рәбниң һозуридин вә күч-қудритиниң шан-шәривидин мәһрум қилинип, мәңгүлүк һалакәт җазасини тартиду» — яки болмиса: «бундақ кишиләр Рәбниң күч-қудритиниң шан-шәривидин вә Униң һозурдин болған мәңгүлүк һалакәт җазасини тартиду».
□1:10 «У (Мәсиһ) ... шу күнидә барлиқ ишәнгәнләрдә ... Өзиниң карамәтлигини көрситип, мәдһийиләнгили келиду» — «Өзиниң карамәтлигини көрситип, мәдһийилиниш» — грек тилида бу бир сөз биләнла ипадилиниду. «Өз муқәддәс бәндилиридә... ишәнгәнләрдә...». Бу ибариниң мәнаси: (1) «Рәб Әйсаниң гөзәллиги вә пәзилити Өз бәндилири, йәни Өзигә ишәнгән адәмлиригә биринчи болуп көрүниду» вә: (2) «Униң бу гөзәллиги уларниң өзлиридә, йәни улар арқилиқ пүткүл аләмгә көрүниду» дегәнлик болса керәк.
■1:10 Рос. 1:11; 1Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.