5
Рәбниң күнини күтүвелиш
Лекин и қериндашлар, силәргә шу ишларниң вақитлири вә заманлири тоғрисида йезишимниң һаҗити йоқ. Чүнки өзүңлар убдан билисиләр, Рәбниң күни худди кечидә киргән оғриниң келишигә охшаш туюқсиз келиду. Мат. 24:43; 2Пет. 3:10; Вәһ. 3:3; 16:15. Әнди кишиләр «Дуния теч-аман болуватиду» дәп турғанда, худди һамилдар аялниң толғиғи уштумтут тутқинидәк, һалакәт уларниң бешиға туюқсиз чүшиду; шуниң билән улар униңдин қечип қутулалмайду. 2Тес. 1:9. Лекин силәр, и қериндашлар, қараңғулуқта турғучилар әмәссиләр; шуниң билән у күн силәрни оғридәк чөчүтүп кәлмәйду. Әф. 5:8. Чүнки силәр һәммиңлар йоруқлуқниң пәрзәнтлири, күндүзниң пәрзәнтлиридурсиләр; биз кечигә тәвә яки қараңғулуққа мәнсуп әмәсмиз. Луқа 16:8; Рим. 13:12; Әф. 5:8.
Шуниң үчүн башқа һәммисидәк ухлимайли, бәлки сәгәк вә салмақ болайли. Луқа 21:36; Рим. 13:11,13; 1Кор. 15:34; Әф. 5:14. Чүнки ухлайдиғанлар кечиси ухлайду, мәс болидиғанларму кечиси мәс болиду. Бирақ өзимиз күндүзгә мәнсуп болғандин кейин, салмақ болайли, көкригимизгә етиқат вә меһир-муһәббәтни савут қилип, бешимизға ниҗатқа бағланған үмүтни дубулға қилип кийивалайли; «... салмақ болайли, көкригимизгә етиқат вә меһир-муһәббәтни савут қилип, бешимизға ниҗатқа бағланған үмүтни дубулға қилип кийивалайли» — «Йәш.» 59:17ни көрүң. Грек тилида: «мәйдимизгә етиқат вә муһәббәтниң савутини, бешимизға ниҗатниң үмүтини дубулғисини кийивалайли».   Йәш. 59:17; Әф. 6:14. чүнки Худа бизни Өз ғәзивигә учритиш үчүн әмәс, бәлки Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ ниҗатқа ериштүрүш үчүн таллап бекиткән. 10 У биз үчүн өлди — мәхсити, һаят қелип ойғақ турсақму яки өлүмдә ухлиған болсақму, бизниң Униң билән биллә һаятта болушимиз үчүндур. «бизниң Униң билән биллә һаятта болушимиз үчүн» — демәк, Униң дунияға қайтип келишидә тирилип туришимиз үчүн.   Рим. 14:7; 2Кор. 5:15; Гал. 2:20; 1Пет. 4:2.
11 Шуниң үчүн, һазир қиливатқиниңларға охшаш, бир-бириңларни давамлиқ риғбәтләндүрүп, бир-бириңларниң етиқатини қуруңлар.
 
Ахирқи тәлим вә саламлар
12 Әнди и қериндашлар, араңларда җапалиқ ишләватқан вә Рәбдә силәргә йетәкчилик қилип, несиһәт бериватқанларни қәдирлишиңларни өтүнимиз. Рим. 15:27; 1Кор. 9:11; 16:18; Гал. 6:6; Фил. 2:29; 1Тим. 5:17; Ибр. 13:7,17. 13 Бу хизмәтлири үчүн уларни чоңқур һөрмәт вә меһир-муһәббәт билән қәдирләңлар. Бир-бириңлар билән енақ өтүңлар. «... Бу хизмәтлири үчүн уларни чоңқур һөрмәт вә меһир-муһәббәт билән қәдирләңлар. Бир-бириңлар билән енақ өтүңлар» — мошундақ етиқатчилар җамаәттә мәйданға кәлсә, кейинчә уларни җамаәттики «ақсақал» яки «йетәкчи» дәп бекитишкә тоғра келиду. Павлус Тесалоникадики җамаәттә техи ақсақалларни бекитмигән еди. 14 Амма, и қериндашлар, силәрдин шуниму өтүнимизки, тәртипсиз жүргәнләргә несиһәт бериңлар, жүрәксизләрни риғбәтләндүрүңлар, аҗизларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвричан болуңлар. «... аҗизларға яр-йөләк болуңлар» — «аҗизлар» бәлким роһий һәм җисманий тәрәпләрдә болған аҗизларни көрситиду. 15 Һеч қайсиңлар яманлиққа яманлиқ қилмаслиққа көңүл бөлүңлар, бир-бириңларға вә барлиқ кишиләргә һемишә яхшилиқ қилишқа интилиңлар. Лав. 19:18; Пәнд. 20:22; 24:29; Мат. 5:39; Рим. 12:17; 1Кор. 6:7; 1Пет. 3:9.
16 Һәрдайим шатлиниңлар. Мат. 5:12; Луқа 10:20; Рим. 12:12; Фил. 4:4. 17 Тохтимай дуа қилиңлар. Луқа 18:1; Рим. 12:12; Кол. 4:2. 18 Һәр қандақ ишта тәшәккүр ейтиңлар. Чүнки мана булар Худаниң Мәсиһ Әйсада силәргә қаратқан ирадисидур. Әф. 5:20. 19 Роһниң отини өчүрмәңлар. «Роһниң отини өчүрмәңлар» — грек тилида «Роһни өчүрмәңлар». «Роһ» Муқәддәс Роһ, әлвәттә. «Муқәддәс Роһниң оти» ишәнгән адәмниң қәлбидә яхшилиқ қилишқа яки болупму мәлум бир роһий илтипатни билдүрүшкә күчлүк илһам пәйда қилған болса уни «өчүрүш»кә болмайду. Мошу сөзләр бәлким бешарәт бериш яки башқа мөҗизилик илтипатларни көздә тутиду; кейинки айәт билән мунасвити бар.   1Кор. 14:30. 20 Араңларда пәйғәмбәрләрчә йәткүзүлгән бешарәтлик сөзләрни кәмситмәңлар; «Араңларда пәйғәмбәрләрчә йәткүзүлгән бешарәтлик сөзләрни кәмситмәңлар» — грек тилида «пәйғәмбәрлик сөзләр». «Роһий илтипатлар» тоғрилиқ «Коринтлиқларға (1)»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. 21 һәммә гәпни тәкшүрүп испатлап көрүңлар; дурус болса уни чиң тутуп қолдин бәрмәңлар. 1Юһа. 4:1. 22 Яманлиқниң һәр қандақ шәклидин өзүңларни жирақ тутуңлар. «Яманлиқниң һәр қандақ шәклидин өзүңларни жирақ тутуңлар» — «яманлиқниң һәр қандақ шәкли» яманлиқниң һәр хиллиқлиғини һәмдә яман иштәк көрүнүп қалидиған өз ичигә алиду. Етиқатчилар һәтта «яман иштәк көрүнүп қалидиған» иштиму болмаслиққа көңүл бөлүшигә тоғра келиду.   Фил. 4:8.
23 Хатирҗәмликниң Егиси болған Худа Өзи силәрни өзүл-кесил пак-муқәддәс қилғай, Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә пүткүл роһуңлар, җениңлар вә тениңларни әйипсиз сақлиғай. «Хатирҗәмликниң Егиси болған Худа» — грек тилида: «Хатирҗәмликниң Худаси» — демәк, хатирҗәмлик бәргүчи һәм Өзи һәрдайим хатирҗәмликтә турғучи Худадур.   1Кор. 1:8; Фил. 4:9; 1Тес. 3:13. 24 Силәрни Чақирғучи болса садиқ-вападур, У уни җәзмән ада қилмай қалмайду. «Силәрни Чақирғучи болса садиқ-вападур, У уни җәзмән ада қилмай қалмайду» — «силәрни Чақирғучи» — Худа, әлвәттә.   1Кор. 1:9; 10:13; 2Кор. 1:18; 2Тес. 3:3. 25 Қериндашлар, биз үчүн дуа қилиңлар. 26 Һәммә қериндашлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар. Рим. 16:16; 1Кор. 16:20; 2Кор. 13:12; 1Пет. 5:14. 27 Мән Рәбдә силәргә шуни җиддий тапилаймәнки, бу хәтни шу йәрдики һәммә муқәддәс қериндашларға оқуп бериңлар! 28 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити силәргә яр болғай!

5:2 Мат. 24:43; 2Пет. 3:10; Вәһ. 3:3; 16:15.

5:3 2Тес. 1:9.

5:4 Әф. 5:8.

5:5 Луқа 16:8; Рим. 13:12; Әф. 5:8.

5:6 Луқа 21:36; Рим. 13:11,13; 1Кор. 15:34; Әф. 5:14.

5:8 «... салмақ болайли, көкригимизгә етиқат вә меһир-муһәббәтни савут қилип, бешимизға ниҗатқа бағланған үмүтни дубулға қилип кийивалайли» — «Йәш.» 59:17ни көрүң. Грек тилида: «мәйдимизгә етиқат вә муһәббәтниң савутини, бешимизға ниҗатниң үмүтини дубулғисини кийивалайли».

5:8 Йәш. 59:17; Әф. 6:14.

5:10 «бизниң Униң билән биллә һаятта болушимиз үчүн» — демәк, Униң дунияға қайтип келишидә тирилип туришимиз үчүн.

5:10 Рим. 14:7; 2Кор. 5:15; Гал. 2:20; 1Пет. 4:2.

5:12 Рим. 15:27; 1Кор. 9:11; 16:18; Гал. 6:6; Фил. 2:29; 1Тим. 5:17; Ибр. 13:7,17.

5:13 «... Бу хизмәтлири үчүн уларни чоңқур һөрмәт вә меһир-муһәббәт билән қәдирләңлар. Бир-бириңлар билән енақ өтүңлар» — мошундақ етиқатчилар җамаәттә мәйданға кәлсә, кейинчә уларни җамаәттики «ақсақал» яки «йетәкчи» дәп бекитишкә тоғра келиду. Павлус Тесалоникадики җамаәттә техи ақсақалларни бекитмигән еди.

5:14 «... аҗизларға яр-йөләк болуңлар» — «аҗизлар» бәлким роһий һәм җисманий тәрәпләрдә болған аҗизларни көрситиду.

5:15 Лав. 19:18; Пәнд. 20:22; 24:29; Мат. 5:39; Рим. 12:17; 1Кор. 6:7; 1Пет. 3:9.

5:16 Мат. 5:12; Луқа 10:20; Рим. 12:12; Фил. 4:4.

5:17 Луқа 18:1; Рим. 12:12; Кол. 4:2.

5:18 Әф. 5:20.

5:19 «Роһниң отини өчүрмәңлар» — грек тилида «Роһни өчүрмәңлар». «Роһ» Муқәддәс Роһ, әлвәттә. «Муқәддәс Роһниң оти» ишәнгән адәмниң қәлбидә яхшилиқ қилишқа яки болупму мәлум бир роһий илтипатни билдүрүшкә күчлүк илһам пәйда қилған болса уни «өчүрүш»кә болмайду. Мошу сөзләр бәлким бешарәт бериш яки башқа мөҗизилик илтипатларни көздә тутиду; кейинки айәт билән мунасвити бар.

5:19 1Кор. 14:30.

5:20 «Араңларда пәйғәмбәрләрчә йәткүзүлгән бешарәтлик сөзләрни кәмситмәңлар» — грек тилида «пәйғәмбәрлик сөзләр». «Роһий илтипатлар» тоғрилиқ «Коринтлиқларға (1)»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.

5:21 1Юһа. 4:1.

5:22 «Яманлиқниң һәр қандақ шәклидин өзүңларни жирақ тутуңлар» — «яманлиқниң һәр қандақ шәкли» яманлиқниң һәр хиллиқлиғини һәмдә яман иштәк көрүнүп қалидиған өз ичигә алиду. Етиқатчилар һәтта «яман иштәк көрүнүп қалидиған» иштиму болмаслиққа көңүл бөлүшигә тоғра келиду.

5:22 Фил. 4:8.

5:23 «Хатирҗәмликниң Егиси болған Худа» — грек тилида: «Хатирҗәмликниң Худаси» — демәк, хатирҗәмлик бәргүчи һәм Өзи һәрдайим хатирҗәмликтә турғучи Худадур.

5:23 1Кор. 1:8; Фил. 4:9; 1Тес. 3:13.

5:24 «Силәрни Чақирғучи болса садиқ-вападур, У уни җәзмән ада қилмай қалмайду» — «силәрни Чақирғучи» — Худа, әлвәттә.

5:24 1Кор. 1:9; 10:13; 2Кор. 1:18; 2Тес. 3:3.

5:26 Рим. 16:16; 1Кор. 16:20; 2Кор. 13:12; 1Пет. 5:14.