□5:1 «...уни устира сүпитидә ишлитип, чечиң вә сақилиңға сүртүп қой» — чачларни чүшүрүветишниң өзи матәм тутушни билдүрәтти.
□5:3 «...тонуңниң пешигә тиқип қойғин» — Исраилларниң тонлириниң пешидә Худаниң әмирлирини әслитидиған чучилар бар еди («Чөл.» 15:38-39ни көрүң). Худа бу әмри билән Әзакиялға: «Кимләр Мениң әмирлирим ичидә жүридиған болса, Мениң сөзлирим уни сақлайду» дегәндәк ейтқан болса керәк.
□5:5 «Мән уни (Исраилни) әлләрниң дәл оттурисиға орунлаштурдум; башқа мәмликәтләр униң өп-чөрисидә туриду» — Худаниң буниңда Исраилға болған мәхсити, «ят әлләр» у арқилиқ өзиниң һәқиқий Худа екәнлигини, һәққанийлиғини, меһри-шәпқитини көрсун дегәнликтур. Бирақ Исраил әлләргә шундақ бир үлгә болмиди. Һазир улар «ят әлләр»гә Худаниң җазасиниң қандақ екәнлигигә бир мисал болиду.
■5:10 Лав. 26:29; Қан. 28:53; 2Пад. 6:29; Жиғ. 4:10
□5:11 «Мән силәрни қирғин қилимән» — ибраний тилида «Мән сени қирқиветимән» дейилиду. Бу сөз Әзакиялниң символлуқ һәрикәтлири билән бағлиқ (1-айәт). Башқа бир хил тәрҗимиси: «Көзүм саңа өрүлүп қаримайду».
□5:12 «Шәһәрдикиләрдин үчтин бир қисми ваба кесили билән өлиду һәмдә араңларда болидиған ачарчилиқтин бешини йәйду... андин бир қилични ғилаптин суғуруп уларни қоғлаймән» — бу айәт Әзакиялниң (1-4-айәттики) символлуқ һәрикәтлирини чүшәндүрүп бериду. Көрүнүп туруптики, (1-айәттә) Әзакиял шәһәргә салған «от», «ваба кесили һәм ачарчилиқ»қа вәкиллик қилиду.
□5:13 «рәзилликкә чидимайдиған отум» — ибраний тилида «һәситим» дегән сөз билән ипадилиниду.
□5:16 «... йөләнчүк болған нениңни қурутиветимән» — ибраний тилида «нан болған һасаң»ни сундуриветимән»; 4-бап, 16-айәттики изаһатни көрүң.
■5:16 Лав. 26:26; 2Пад. 6:25; Йәш. 3:1; Әз. 4:16; 14:13