Бизниңчә сөзләр Йәрәмияға ейтилған; 40-бап, 1-5-айәтләрни көрүң.
□15:1 «Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — «Муса яки Самуил (пәйғәмбәрләр) алдимда турған болсиму,...» — оқурмәнләргә аян болидуки, Муса вә Самуил һәзрәтләр Исраил хәлқи үчүн көп қетим гуналирини тиливалған (мәсилән, «Мис.» 32-бап, «1Сам.» 7-бапни көрүң).
■15:1 Мис. 32:14; 1Сам. 7:9; Әз. 14:14
□15:2 «өлүмгә бекитилгәнләр өлүмгә... кетиду» — мошу йәрдә «өлүм» бәлким ваба арқилиқ болған өлүмни көрситиду.
□15:4 «Йәһуда падишаси Һәзәкияниң оғли Манассәһниң Йерусалимда қилғанлири ...» — «2Пад.» 21-бапни көрүң.
□15:8 «чүш вақтида Мән уларға, йәни жигитләрниң анисиға бир һалак қилғучини елип келимән» — «чүш вақти» бәлким дәм алидиған вақит, һуҗум қилишқа мувапиқ еди.
■15:10 Аюп 3; Йәр. 20:14-18
□15:11 «Бәрһәқ, Мән бәхитиңгә сени азат қилимән; күлпәт вә балаю-апәт болған күнидә Мән саңа дүшмәнни чирайлиқ учраштуримән» — бу айәттики ибраний тилини чүшиниш тәс. Һалқилиқ мәсилә шуки, бу сөзләрни Худа Йәрәмияға, яки хәлиққә ейтқанму? Хәлиққә болса, тәрҗимиси бәлким: «Мән саңа (ахирида) яхши болсун дәп сени (зиминиңдин) нери кәткүзимән (демәк, сүргүн қилимән); күлпәт вә балаю-апәт болған күнидә Мән сени дүшмән билән көрүштүримән». Бизниңчә сөзләр Йәрәмияға ейтилған; 40-бап, 1-5-айәтләрни көрүң.
□15:12 «Шималдин чиққан төмүр, яки мис сунамду?» — шу дәвирдә «қара деңиз» бойида (шималдин) интайин қаттиқ бир хил төмүр (әмәлийәттә, полат) ишләп чиқирилатти. Әсли текстни чүшиниш тәс. Башқа бир тәрҗимиси: «(Силәр) төмүр вә мистәк бир хәлиқсиләр, силәр шималдин кәлгән төмүрни сундураламсиләр?».
□15:13 «Бәлки қилған барлиқ гуналириң түпәйлидин, у четиңдин бу четиңгичә мән байлиқлириң һәм ғәзнилириңни олҗа болушқа һәқсиз тапшуримән; » — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Бәлки у четиңдин бу четиңгичә қилған барлиқ гуналириң түпәйлидин Мән байлиқлириң һәм ғәзнилириңни олҗа болушқа һәқсиз тапшуримән».
□15:14 «Мән сени дүшмәнлириң билән биллә сән һеч билмәйдиған бир зиминға өткүзимән» — башқа икки хил тәрҗимиси: «... Мән уларни (байлиқлириңни) дүшмәнлириң билән сән һеч билмәйдиған бир зиминға өткүзүп беримән» яки «Силәрни һеч билмәйдиған бир зиминда дүшмәнлириңниң қуллуғиға өткүзүп беримән».
□15:15 «Маңа йеқин келип мәндин хәвәр алғайсән» — ибраний тилида «мени йоқлиғайсән». «Сән уларға сәвир-тақәт көрсәткүң болсиму, мени йоқатмиғайсән! Мениң Сени дәп хорлинивақанлиғимни билгәйсән» — Йәрәмияниң демәкчи болғини, Худа дүшмәнлиригә сәвир-тақәт қилип, өзини (Йәрәмияни) йәнә әвәтип, өзи арқилиқ уларға товва қилиш пурсити бәрмәкчи болса, ундақта, әксичә, улар товва қилмай, Йәрәмияни өлтүрүветиш хәвп-хәтири бар еди.
□15:18 «Сән маңа худди «алдамчи ериқ» вә туюқсиз ғайип болидиған сулардәк болмақчисән?» — оттура шәриқтә, чөл-баяванда бәзи ериқлар тосаттин йоқап кәткәчкә, «алдамчи ериқ»лар дәп атилиду. Шуларға ишәнгән, бойлап маңидиған йолучилар бәлким уссузлуқтин өлүп кетиши мүмкин.
■15:18 Аюп 6:15-30; Йәр. 30:15