□21:7 «барлиқ тизлар сүйдүк билән чилиқ-чилиқ һөл болуп кетиду» — демәк, қорқунучтин шундақ болиду. Башқа бир хил тәрҗимиси «барлиқ тизлар судәк аҗиз болуп кетиду».
■21:7 Йәр. 6:24; 49:23; Әз. 4:17; 7:17
□21:10 «У зор қирғинчилиқ үчүн бисланған, ... Өз оғлумниң шаһанә һасиси һәр қандақ сддий таяқни кәмситкәнлиги түпәйлидин, хошал болуп кетишимизгә тоғра келәмду?» — оқурмәнләр көп хил тәрҗимилири билән учришиши мүмкин. Бу җүмлиниң әйни текстини чүшиниш тәс. «Өз оғлум» мошу йәрдә бәлким Йәһуда яки Йәһуданиң падишаси Зәдәкия болуши мүмкин. Зәдәкия өзини «йеңилмәс» дәп һесаплиғини билән, униң Худа мәхсус тәйярлиған қилични «бир тал яғач таяқ»тәк асанла бир тәрәп қилиши һәргиз мүмкин әмәс.
□21:12 «шуңа янпишиңға қаттиқ уруп қойғин!» — «янпашқа уруш» қаттиқ дәрд-әләмниң ипадиси еди.
□21:14 «бешарәт бәргин, чавак чалғин!» — «чавак челиш» бәлким пәйғәмбәрниң Худаға вәкил болуп, Худаниң бу ишларни тоғра дегәнлигини ипадилиши еди.
□21:15 «уларниң жүрәклирини ерисун дәп, ... Мән уларниң барлиқ дәрвазилириға тәһдит салғучи қилични қаритип қойдум. Вай! У чақмақтәк пақиритилған, у қиришқа суғурулған» — оқурмәнләр башқа нәччә хил тәрҗимилири билән учришиши мүмкин. Ибраний тилида бу айәттики бәзи сөзниң мәнасини пәқәт пәрәз қилишқила болиду.
□21:21 «көчмә мәбудлар» — ибраний тилида «тәрафим»; кичик, қол билән көтәргили болған «қолайлиқ бутлар». «җигәрни тәкүшүрүш» — кона замандики палчилиқниң бир усули еди. Билишимизчә улар бир һайванни союп, андин үчәй-қарни қатарлиқларни тәкшүрүп, көргән аламәтләр бойичә бир қарарға келәтти.
□21:23 «гәрчә бу пал уларға ялған көрүнгини билән, ... Йәһудадикиләрни чаңгилиға алсун дәп падиша уларниң қәбиһлигини есигә кәлтүриду» — пүтүн бу айәтниң әйни текстни чүшиниш тәс. «Ичкән қәсәмләр» бәлким Зәдәкия Небоқаднәсарға ичкән қәсәмләрни көрситиду. Небоқаднәсарниң мәслиһәтчилири бу пални ялған дәп қариғини билән, Худа Йерусалимни җазалансун (Небоқаднәсарниң чаңгилиға чүшсун) дәп қәтъий бекиткән болғачқа, Небоқаднәсар бәрибир Раббаһ шәһиригә әмәс, бәлки Йерусалимниң асийлиғини есигә кәлтүрүп униңға һуҗум қилишни қарар қилиду.
□21:25 «и Исраилниң мунапиқ һәм рәзил шаһзадиси» — «рәзил шаһзадә» Зәдәкия падишани көрситиду. Әзакиял пәйғәмбәр уни «падиша» дегүси кәлмәйду. «қәбиһлигиңниң җазалиниш вақти-саити тошқинида, көридиған күниң келиду!» — ибраний тилида «қәбиһлигиңниң җазалиниш вақти-саити тошқинида, көридиған күниң кәлди!» дейилиду. Демәк, көридиған күниниң йеқин кәлгәнлигини тәкитиләйду.
□21:27 «Униң һоқуқиниң егиси кәлмигичә, у йәнә мәвҗут болмайду; Мән уни униңға тәқдим қилимән» — бу айәтниң мәнаси, Зәдәкиядин кейин, Давут падишаниң әвлади, Исраил һәм аләмниң тегишлик падишаси Қутқузғучи-Мәсиһ кәлгичә Исраилниң тәхтигә өз хәлқидин болған һеч ким падиша болуп олтармайду. «Яр.» 49:10-тики бешарәтниму көрүң.
□21:28 «Бир қилич, бир қилич қәтл қилишқа суғурулған; у адәмни йәветишкә, чақмақтәк ялтирашқа пақиритилған!» — Аммонийлар өзлириниң мошу қиличини Исраилларни союш үчүн суғурған (кейинки айәтләтни көрүң). Бирақ ахирида у өзлириниң бешиға чүшиду.