«Жуқири җайлар» — Исраил вә Йәһуда узундин бери тағ чоққилири қатарлиқ җайларда һәр хил бутларға чоқунуп, һәтта әшу җайларда «инсан қурбанлиқ»ларни қилип кәлгән. Демисәкму, «инсан қурбанлиғи» қилиш Тәвратта қәтъий мәнъий қилинған. «Бундақ бир ишни Мән һеч буйрумиғанмән, һеч оюмға кирип бақмиғандур». ■ 2Пад. 23:10; Йәр. 2:23; 19:5, 6 32 Шуңа, мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — «Тофәт» яки «Ибн-Һинномниң җилғиси» әнди һеч тилға елинмайду, бәлки «Қәтл җилғиси» дейилиду; чүнки улар Тофәттә җәсәтләрни йәр қалмиғичә көмиду. 33 Бу хәлиқниң җәсәтлири асмандики учар-қанатларниң вә зиминдики җаниварларниң таами болиду; уларни өлүкләрдин қорқутуп һайдайдиған һеч ким болмайду. ■ Қан. 28:26; Йәр. 34:20 34 Мән Йәһуда шәһәрлиридин һәм Йерусалим шәһәрлиридин оюн-тамашиниң садасини, шат-хурамлиқ садасини вә тойи болуватқан жигит-қизиниң авазини мәһрум қилимән; чүнки зимин вәйранә болиду.■ Йәш. 24:7; Йәр. 16:9; 25:10; Әз. 26:13; Һош. 2:13
□7:4 «Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси, Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси дәл мошудур!» — шүбһисизки, Исраиллар Худаниң ибадәтханисини бир хил «тилтумар»дәк, «Худа бизгә Өз ибадәтханисини тапшурғандин кейин, немә яманлиқ қилишимиздин қәтъийнәзәр һеч ким бизгә тәгмәйду» — дегәндәк ойлиған еди.
■7:6 Йәш. 10:1, 2; 59:7
□7:9 «Баалға исриқ йеқип...» — «Баал» дегән интайин жиркиничлик бир хил бут.
■7:11 Мат. 21:13; Мар. 11:17; Луқа 19:46
□7:12 «Мән әслидә Өз намимда туралғу қилған Шилоһ дегән җайға берип, ... уни немә қиливәткәнлигимни көрүп беқиңлар!» — Исраил Қанаанға (Пәләстингә) киргәндин кейин, Муса пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә ясалған «муқәддәс чедир» авал Шилоһ дегән җайға тикләнгән. «1Сам.» 4-бапни көрүң.
□7:13 «Мән силәргә таң сәһәрдә орнумдин туруп сөз қилип кәлдим» — Худаниң «таң сәһәрдә орнумдин туруп,... » дегән сөзлири бәлким Униң иштин хелә авал, әстайидиллиқ билән иш көридиғанлиғини көрситиду; бәзи вақитларда Униң қайта-қайта, изчил һалда мәлум бир ишни көридиғанлиғини көрситиду.
■7:13 2Тар. 36:15; Пәнд. 1:24; Йәш. 65:12; 66:4; Йәр. 7:21-28
□7:14 «Мән Шилоһдики өйни қандақ қилған болсам, силәр таянған, шундақла намим қоюлған бу өйни вә Мән силәргә һәм ата-бовилириңларға тәқдим қилған бу зиминниму шундақ қилимән» — Худа дүшмәнләрниң вастиси билән Шилоһ дегән җайдики муқәддәс чедирини Өз шан-шәривидин җуда қилған вә шундақла Исраилни мәғлуп қилған («1Сам.» 4-бап, «Зәб.», 77:40ни көрүң).
■7:16 Мис. 32:10; Йәр. 11:14; 14:11
□7:18 «Асманниң Ханиши» — демисәкму, «Асманниң Ханиши» бир хил аял бут еди.
■7:18 Йәш. 65:11; Йәр. 8:2; 19:13; 44:19; Йәр. 44:19
□7:21 «Беривериңлар, көйдүрмә қурбанлиқлириңларни башқа қурбанлиқларға қошуп қоюңлар, барлиқ гөшлирини йәвелиңлар!» — оқурмәнләр бәлким билидуки, «көйдүрмә қурбанлиқ»ларниң барлиқ гөшлири «Худаға пүтүнләй ибадәт сүпитидә аталсун» дәп қурбангаһ үстидә көйдүрүләтти. Мошу йәрдә Муқәддәс Роһ Йәрәмия арқилиқ: «Қурбанлиқлириңларниң һәммиси әһмийәтсиз, шуңа «көйдүрмә қурбанлиқ»ларниң гөшлирини көйдүрсәңларму, йесәңларму, Маңа бәрибир» дәп Исраилға һәҗвий, кинайилик гәп қилиду.
■7:21 Йәш. 1:11; Йәр. 6:20; Ам. 5:21
■7:23 Мис. 19:5; Лав. 26:12; Қан. 6:3
□7:24 «улар алдиға әмәс, бәлки кәйнигә маңған» — башқа бир хил тәрҗимиси: «улар Маңа йүз алдини қилмай, бәлки Маңа кәйнини қилған».
■7:24 Йәр. 2:27; 3:17; 16:12; 32:33
■7:26 Нәһ. 9:17,29; Йәр. 17:23; 19:15
■7:29 Аюп 1:20; Йәш. 15:2; Йәр. 16:6
□7:31 «Тофәт» — «Тофәт» дегән сөз ибраний тилида «очақ» һәм «уят» дегәнниму билдүриду. У йәнә «түкүрүк» дегән сөзниң аһаңиғиму охшап кетиду. Бу йәр «Һинномниң оғли (Ибн-Һинном)ниң җилғиси»ға җайлашқан, Йерусалим шәһириниң җәнубий тәрипидә еди. Хәлиқ әшу йәрдә әхләтләрни вә напак нәрсиләрни ташлап көйдүрәтти. Шуниң билән у интайин «һарам», әң булғанған җай дәп һесапланди. «Жуқири җайлар» — Исраил вә Йәһуда узундин бери тағ чоққилири қатарлиқ җайларда һәр хил бутларға чоқунуп, һәтта әшу җайларда «инсан қурбанлиқ»ларни қилип кәлгән. Демисәкму, «инсан қурбанлиғи» қилиш Тәвратта қәтъий мәнъий қилинған. «Бундақ бир ишни Мән һеч буйрумиғанмән, һеч оюмға кирип бақмиғандур».
■7:31 2Пад. 23:10; Йәр. 2:23; 19:5, 6
■7:34 Йәш. 24:7; Йәр. 16:9; 25:10; Әз. 26:13; Һош. 2:13