Бәзи алимлар 2-6-айәтләрни Пәрвәрдигарниң (бешарәт беридиған) сөзи, 7-9-айәтләрни Йәрәмияниң дуаси дәп қарайду. Шүбһисизки, 10-15-айәтләр андин бәлким 16-18-айәтләр Пәрвәрдигарниң җавави еди. 3 Мөтивәрлири чапармәнлирини су әкилишкә әвәтиду; улар су азгаллириға бариду, лекин һеч су тапалмайду; уларниң күплири қуруқ қайтип келиду; улар йәргә қарап қалиду, сарасимигә чүшиду; улар бешини йепип төвән саңгилитиду. □ «улар ... сарасимигә чүшиду; улар бешини йепип төвән саңгилитиду» — кона заманларда бешини йепиш қаттиқ пушяман қилиш, қаттиқ азаплинишни билдүрәтти. 4 Һеч ямғур болмиғачқа йәр йүзи йерилип кәтти; йәр һайдиғучилар йәргә қарап бешини йепип төвән саңгилитиду. 5 Марал болса далада бала қозилайду, андин қозисидин ваз кечиду; чүнки от-чөп йоқ. 6 Явайи ешәкләр егизликләрдә туруп чилбөриләрдәк һасирап кетиду; озуқ издәп көзлири қараңғулишип кетиду, чүнки озуқ йоқ.■ Йәр. 12:4
Башқа бир хил тәрҗимиси: «... пәйғәмбәр һәм каһин һәр иккиси һеч билмәйдиған бир зиминға чиқип кәтти». 19 Сән Йәһудадин немишкә ваз кәчтиң? Җениң Зиондин Зериктиму? Сән немишкә бизни шунчә давалиғусиз дәриҗидә урған едиң? Биз арам-течлиқни күттуқ, лекин һеч қутлуқ күнләр йоқтур; шипалиқ бир вақитни күттуқ, лекин мана дәккә-дүккә ичидидурмиз! ■ Йәр. 8:15 20 И Пәрвәрдигар, рәзиллигимизни, ата-бовилиримизниң қәбиһлигини тонуп иқрар қилимиз; чүнки Сениң алдиңда гуна садир қилдуқ. ■ Зәб. 105:6; Дан. 9:8 21 Өзүң намиң үчүн Йерусалимни көзүңгә илмай қоймиғайсән; шан-шәрәплик тәхтиң болған җайни рәсва қилмиғайсән; әһдәңни есиңгә кәлтүргәйсән, уни бузмиғайсән! □ «шан-шәрәплик тәхтиң болған җайни рәсва қилмиғайсән» — «шан-шәрәплик тәхтиң» бәлким Йерусалимда турған муқәддәс ибадәтханини көрситиду. 22 Әлләр чоқунидиған «әрзимәсләр» арисида ямғур яғдурғучи бармиду? Йеғинни асманлар өзлирила берәмду? Буларни әмәлдә көрсәткүчи Сән әмәсму, и Пәрвәрдигар Худайимиз! Шуңа Сени тәлпүнүп күтимиз; чүнки Сәнла буларни қилғучидурсән.■ Зәб. 134:7; 146:8; Йәш. 30:23; Йәр. 5:24; 10:13
□14:2 «Йәһуда матәм тутиду, ... хәлиқ йәргә чаплишип қарилиқ тутиду; Йерусалимдин налә-пәряд көтирилмәктә» — бизниңчә бу 2-9-айәтләр «Йәрәмияниң мәрсийәси вә дуаси». Бизниңчә 1-айәттә тилға елинған «Пәрвәрдигарниң қурғақчилиқлар тоғрилиқ сөзи» рәсмий һалда 10-айәттә башлиниду. Бәзи алимлар 2-6-айәтләрни Пәрвәрдигарниң (бешарәт беридиған) сөзи, 7-9-айәтләрни Йәрәмияниң дуаси дәп қарайду. Шүбһисизки, 10-15-айәтләр андин бәлким 16-18-айәтләр Пәрвәрдигарниң җавави еди.
□14:3 «улар ... сарасимигә чүшиду; улар бешини йепип төвән саңгилитиду» — кона заманларда бешини йепиш қаттиқ пушяман қилиш, қаттиқ азаплинишни билдүрәтти.
□14:9 «биз Сениң намиң билән аталғандурмиз» — мәлум бир киши башқа бирисиниң нами билән аталған болса униңға мәнсуп вә униң мәсъуллуғи вә һимайиси астида туриду. «Исраил» (Худа билән болған шаһзадә) вә «Йәһуда» (мәдһийә) дегән исимлар Худаниң икки намини көрсәткән; Худа Өзи Исраилни «Мениң хәлқим» дәп атиған еди.
■14:11 Мис. 32:10; Йәр. 7:16; 11:14
■14:12 Пәнд. 1:28; Йәш. 1:15; Йәр. 6:20; 7:21,22; 11:11; Әз. 8:18; Мик. 3:4
□14:14 «Улар силәргә сахта көрүнүш, палчилиқ, әрзимәс нәрсиләр тоғрилиқ өз көңлидики хам хиялларни ейтип бешарәт бәрмәктә» — «әрзимәс нәрсиләр» бәлким бутларни көрситиду.
■14:14 Йәр. 23:21; 27:15; 29:8, 9
□14:17 «мениң пак қизим болған хәлқим» — «пак қизим болған хәлқим», вә «Зион қизи» «хәлқимниң қизи» қатарлиқ ибариләр Худаниң Өз хәлқигә яки башқа хәлиқ (мәсилән, «Мисирниң қизи», 46:11)қә болған меһри-шәпқитини, уларға бағлиған муһәббитини көрситидиған мәнини өз ичигә алиду.
■14:17 Йәр. 13:17; Жиғ. 1:16; 2:18
□14:18 «Чүнки пәйғәмбәр һәм каһин һәр иккисила ... зиминда өз содиси биләнла болуп кәтти» — пәйғәмбәрләр вә каһинлар сода билән шуғулланмаслиқ керәк еди, әлвәттә. Мошу айәттики «содиси» уларниң «Худаниң сөзини бурмилап сатидиғанлиғи»ни көрситиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «... пәйғәмбәр һәм каһин һәр иккиси һеч билмәйдиған бир зиминға чиқип кәтти».
□14:21 «шан-шәрәплик тәхтиң болған җайни рәсва қилмиғайсән» — «шан-шәрәплик тәхтиң» бәлким Йерусалимда турған муқәддәс ибадәтханини көрситиду.
■14:22 Зәб. 134:7; 146:8; Йәш. 30:23; Йәр. 5:24; 10:13