5
Елифазниң сөзини давамлаштуруши
Қени, илтиҗа қилип бақ, саңа җавап қилғучи бармекин?
Муқәддәсләрниң қайсисидин панаһ тиләйсән? «Муқәддәсләр» — мошу йәрдә бәлким муқәддәс пәриштиләрни көрситиду.
Чүнки ахмақниң аччиғи өзини өлтүриду,
Қәһри наданниң җениға замин болиду. «Қәһри наданниң җениға замин болиду» — яки «Көрмәслиги наданниң җениға замин болиду».
Елифазниң бу сөзиниң мәнаси: Аюпниң аччиқлинип, Худаға қақшиши хәтәрлик иш; Худа униңға җавап кәлмигән йәрдә, Худа вә инсанниң арилиғида туридиған бир «келиштүргүчи»динму ярдәм тиләш пүтүнләй беһудә иш, дегәнлик болуши мүмкин.
Мән өз көзүм билән ахмақниң йилтиз тартқанлиғини көргәнмән;
Лекин шу һаман униң маканини «Ләнәткә учрайду!» дәп билдим, «Лекин шу һаман униң маканини «ләнәткә учрайду!» дәп билдим» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Лекин мән дәрһал униң маканиға ләнәт оқудум».
Униң балилири аманлиқтин жирақтур;
Улар шәһәр дәрвазисида сот қилинғанда бастурулди;
Уларға һеч ким һимайичи болмайду.
Униң һосулини ачлар йәп түгитиду;
Улар һәтта тикән арисида қалғанлириниму елип түгитиду;
Қилтақчиму униң мал-мүлүклирини жутувелишқа тәйяр туриду.
Чүнки аваричилик әзәлдин топидин үнүп чиқмайду,
Күлпәтму йәрдин өсүп чиққанму әмәс.
Бирақ учқун жуқуриға учидиғандәк,
Инсан күлпәт тартишқа туғулғандур. «Инсан күлпәт тартишқа туғулғандур» — яки «Инсан җапа тартишқиму туғулғандур». Кириш сөзимиздә ейтқинимиздәк, оқурмәнләрниң есидә болсунки, Аюпниң үч достиниң бәргән пикирлиридә хелә көп хаталиқ йәрлири бар. Кейин Худа шу хата гәплири үчүн уларни әйипләйду. 42:7-9ни көрүң.
Орнуңда мән болсам, Тәңриғила мураҗиәт қилаттим,
Мән ишимни Худайимғила тапшуриветәттим.
У һесапсиз карамәтләрни,
Сан-санақсиз мөҗизиләрни яритиду. Аюп 9:10; Зәб. 71:18; Рим. 11:33
10  У йәргә ямғур тәқдим қилиду;
У дала үстигә су әвәтип бериду. Зәб. 103:10
11  У пәс орунда туридиғанларниң мәртивисини үстүн қилиду;
Матәм тутқанлар аманлиққа көтирилиду. 1Сам. 2:7; Зәб. 112:7, 8
12 У һейлигәрләрниң нийәтлирини бекар қиливетиду,
Нәтиҗидә улар ишини пүттүрәлмәйду. «У һейлигәрләрниң нийәтлирини бекар қиливетиду, нәтиҗидә улар ишини пүттүрәлмәйду» — бу айәт Инҗилда («1Кор.» 1:19) расул Павлус тәрипидин нәқил кәлтүрүлгән, шуңа шүбһисизки уни тоғра дәп билимиз.   Нәһ. 4:9; Зәб. 32:10; Йәш. 8:10
13  У мәккарларни өз һейлигәрлигидин қапқанқа алиду;
Әгирләрниң нәйрәңлири еқитип кетилиду. «У мәккарларни өз һейлигәрлигидин қапқанқа алиду» — Елифазниң бу җүмлисиму Инҗилда («1Кор.» 3:19) расул Павлус тәрипидин нәқил кәлтүрүлгән, шуңа шүбһисизки униму тоғра дәп билимиз.   1Кор. 3:19
14  Күндүздә улар қараңғулуққа учрайду;
Чүштә түн кечидәк силаштуруп маңиду. Қан. 28:29
15  Бирақ у мискинләрни мәккарларниң қиличи вә ағзидин қутқузиду,
Уларни күчлүкләрниң чаңгилидин қудрәтлик қоли билән қутқузиду.
16  Шуңа, аҗизлар үчүн үмүт туғулиду,
Қәбиһлик ағзини юмиду. Зәб. 106:42
17  Қара, Тәңри ибрәт бәргән адәм бәхитликтур,
Шуңа, Һәммигә Қадирниң тәрбийисигә сәл қарима җуму! Пәнд. 3:11, 12; Ибр. 12:5; Яқ. 1:12; Вәһ. 3:19
18  Чүнки У адәмни яриландуриду, андин ярини таңиду;
У санҗийду, бирақ Униң қоллири йәнә сақайтиду. Қан. 32:39; 1Сам. 2:6; Һош. 6:1
19  У сени алтә қийинчилиқтин қутқузиду;
Һәтта йәттә күлпәттә һеч қандақ яманлиқ саңа тәгмәйду. «... алтә қийинчилиқ... йәттә күлпәттә ... » — бу «алтә... йәттә...» дегән ибарә «һәр хил..., һәр қандақ...» дегәнни билдүриду.   Зәб. 90
20  Ачарчилиқта У сениң үлүмиңгә,
Урушта У саңа урулған қилич зәрбисигә ниҗаткар болиду.
21  Сән зәһәрлик тилларниң зәрбисидиму башпанаһлиқ ичигә йошурунисән,
Вәйранчилиқ кәлгәндә униңдин һеч қорқмайдиған болисән.
22  Вәйранчилиқ вә қәһәтчилик алдида күлүпла қойисән;
Йәр йүзидики һайванлардинму һеч қорқмайсән.
23  Сән даладики ташлар билән әһдидаш болисән;
Явайи һайванларму сән билән енақ өтиду. Һош. 2:20
24  Сән чедириңниң теч-аманлиқта болидиғанлиғини билип йетисән;
Мал-мүлкүңни едитлисәң, һәммә немәңниң тәл екәнлигини байқайсән.
25  Нәслиң көп болидиғанлиғини,
Пәрзәнтлириңниң от-чөптәк көп екәнлигини билисән. «Нәслиң көп болидиғанлиғини, пәрзәнтлириңниң от-чөптәк көп екәнлигини билисән» — Елифаз Аюпниң он балисидин һәм барлиқ мал-мүлкидин айрилип қалғанлиғини пүтүнләй есидин чиқирип қойғандәк қилатти.
26  Сән өз вақтидила йетилип жиғилған бир бағ буғдайдәк,
Пәқәт вақит-саитиң пишип йетилгәндила йәрлигиңгә кирисән.
27  Биз өзимиз буни тәкшүрүп көргәнмиз — улар һәқиқәтән шундақтур.
Шуңа өзүң аңлап бил, буларни өзүңгә тәтбиқлап ойлап бақ».
 
 

5:1 «Муқәддәсләр» — мошу йәрдә бәлким муқәддәс пәриштиләрни көрситиду.

5:2 «Қәһри наданниң җениға замин болиду» — яки «Көрмәслиги наданниң җениға замин болиду». Елифазниң бу сөзиниң мәнаси: Аюпниң аччиқлинип, Худаға қақшиши хәтәрлик иш; Худа униңға җавап кәлмигән йәрдә, Худа вә инсанниң арилиғида туридиған бир «келиштүргүчи»динму ярдәм тиләш пүтүнләй беһудә иш, дегәнлик болуши мүмкин.

5:3 «Лекин шу һаман униң маканини «ләнәткә учрайду!» дәп билдим» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Лекин мән дәрһал униң маканиға ләнәт оқудум».

5:7 «Инсан күлпәт тартишқа туғулғандур» — яки «Инсан җапа тартишқиму туғулғандур». Кириш сөзимиздә ейтқинимиздәк, оқурмәнләрниң есидә болсунки, Аюпниң үч достиниң бәргән пикирлиридә хелә көп хаталиқ йәрлири бар. Кейин Худа шу хата гәплири үчүн уларни әйипләйду. 42:7-9ни көрүң.

5:9 Аюп 9:10; Зәб. 71:18; Рим. 11:33

5:10 Зәб. 103:10

5:11 1Сам. 2:7; Зәб. 112:7, 8

5:12 «У һейлигәрләрниң нийәтлирини бекар қиливетиду, нәтиҗидә улар ишини пүттүрәлмәйду» — бу айәт Инҗилда («1Кор.» 1:19) расул Павлус тәрипидин нәқил кәлтүрүлгән, шуңа шүбһисизки уни тоғра дәп билимиз.

5:12 Нәһ. 4:9; Зәб. 32:10; Йәш. 8:10

5:13 «У мәккарларни өз һейлигәрлигидин қапқанқа алиду» — Елифазниң бу җүмлисиму Инҗилда («1Кор.» 3:19) расул Павлус тәрипидин нәқил кәлтүрүлгән, шуңа шүбһисизки униму тоғра дәп билимиз.

5:13 1Кор. 3:19

5:14 Қан. 28:29

5:16 Зәб. 106:42

5:17 Пәнд. 3:11, 12; Ибр. 12:5; Яқ. 1:12; Вәһ. 3:19

5:18 Қан. 32:39; 1Сам. 2:6; Һош. 6:1

5:19 «... алтә қийинчилиқ... йәттә күлпәттә ... » — бу «алтә... йәттә...» дегән ибарә «һәр хил..., һәр қандақ...» дегәнни билдүриду.

5:19 Зәб. 90

5:23 Һош. 2:20

5:25 «Нәслиң көп болидиғанлиғини, пәрзәнтлириңниң от-чөптәк көп екәнлигини билисән» — Елифаз Аюпниң он балисидин һәм барлиқ мал-мүлкидин айрилип қалғанлиғини пүтүнләй есидин чиқирип қойғандәк қилатти.