□29:2 «Аһ, әһвалим илгәрки айлардикидәк болсиди!» — бу баянға қариғанда, Аюпни балаю-апәт басқанлиғиға бир нәччә ай болған еди.
□29:4 «... қиран вақтимда, йәни Тәңри чедиримда маңа сирдаш дост болған вақитта болған еди!» — ениқ туруптуки, Аюп әсли Худа билән йеқин достлуқта өткән еди. Һеч қандақ гуманимиз йоқки, бу достлуқниң сезимидин мәһрум болуш униңға нисбәтән әң азаплиқ иш болди.
□29:6 «... Йенимдики таш мән үчүн зәйтун май дәрияси болуп аққан» — бу айәттә көрситилгини Аюпниң илгири интайин бай һалини тәсвирләйду.
□29:7 «Кәң мәйданда орнум тәйярланғанда» — шәһәрниң (чоң) дәрвазиси яки униң алдидики мәйдан болса шәһәрниң ақсақаллири һәм қазилири жиғилидиған, дәваларни аңлайдиған җай еди.
■29:12 Зәб. 71:12-14; Пәнд. 21:13
■29:14 Йәш. 59:17; Әф. 6:10-17; 1Тес. 5:8
□29:16 «Маңа натонуш кишиниң дәвасиниму тәкшүрүп чиқаттим» — Аюпниң бу адити наһайити аз учрайдиған пәзиләт болуп, Аюпниң интайин алийҗанаб екәнлигини испатлайду. Униң мана мошундақ ишлири түпәйлидинму нурғун дүшмәнлири пәйда болған болуши мүмкин.
□29:17 «Мән адаләтсизниң һиңгайған чишлирини чеқип ташлайттим, олҗисини чишлиридин елип кетәттим» — Аюпниң пәзилити һәргиз хиялпәрәсләрниң чирайлиқ нәзәрийилири әмәс.
□29:20 «Қолумдики оқяйим һәрдайим йеңи болуп туриду» дәйттим» — «оқя» мошу йәрдә бәлким адиллиқ үчүн күрәш қилидиған өз батурлиғиниң, җүръитиниң символи болуши мүмкин.
□29:23 «кейинки ямғур» — Пәләстиндә 3-айда яғиду. У әтиязлиқ зираәтләрни пишириш рольини ойнайду. Шуңа һәр бир дехан «кейинки ямғур»ға тәшнадур, улар уни бәк қәдирләйду.
□29:24 «Үмүтсизләнгинидә мән уларға қарап күлүмсирәйттим, йүзүмдики нурни улар йәргә чүшурмәйтти» — әсли текстни чүшиниш сәл тәс. Бәлким униң мәнаси: «Мениң уларға үмүт йәткүзидиған йүзүмниң нури мәғлуп болған әмәс» — демәк, мән уларға бәргән үмүт йоққа чиққан әмәс, демәкчи. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Мениң йүз нурум уларға чечилиши биләнла улар қайта үмүтсизләнмиди». Икки хил тәрҗиминиң мәнаси бир-биригә йеқин. Башқа хил тәрҗимилириму учриши мүмкин.
□29:25 «Мән уларға йолини таллап көрситип берәттим...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мән уларға һаким болушқа талланған едим; ...». «...Уларниң арисида ... қошунлири арисида турған падишадәк яшайттим, бирақ буниң билән матәм тутидиғанларға тәсәлли йәткүзгүчиму болаттим» — гәрчә униң мәртивиси бәк жуқури болсиму, у һеч қачан һакавурлуқ қилмиған еди, әксичә пешкәлликкә учриғичиларға тәсәлли һәм ярдәмләрни берип туратти.