30
Һазирқи бәхитсиз күнләр
— «Бирақ һазир болса, яшлар мени мазақ қилиду,
Уларниң дадилирини һәтта падамни бақидиған иштлар билән биллә ишләшкә йол қоюшниму яман көрәттим.
Уларниң мағдури кәткәндин кейин,
Қолидики күч маңа немә пайда йәткүзәлисун?
Йоқсузлуқ һәм ачлиқтин йигләп кәткән,
Улар узундин буян чөлдәрәп кәткән дәшт-баяванда қуруқ йәрни ғаҗайду.
Улар әмән-шивақни чатқаллар арисидин юлиду,
Шумбуйиниң йилтизлириниму терип өзлиригә нан қилиду.
Улар әл-жутлардин һайдиветилгән болиду,
Кишиләр уларни көрүпла оғрини көргәндәк вақирап тиллайду.
Шуниң билән улар сүрлүк җилғиларда қонуп,
Ташлар арисида, ғарлар ичидә яшашқа мәҗбур болиду.
Чатқаллиқ арисида улар һаңрап кетиду,
Тикәнләр астида улар дүгдийип олтиришиду;
Наданларниң, нам-абройисизларниң балилири,
Улар зиминдин сүртоқай һайдиветилгән.
Мән һазир болсам буларниң һәҗвий нахшиси,
Һәтта сөз-чөчикиниң дәстики болуп қалдим! Аюп 17:6; Зәб. 68:12-13; Жиғ. 3:14, 63
10  Улар мәндин нәпрәтлинип,
Мәндин жирақ туруп,
Йүзүмгә түкүрүштинму янмайду. Аюп 19:19
11  Чүнки Худа мениң һаят риштимни үзүп, мени җапаға чөмдүргән,
Шуниң билән шу адәмләр алдимда тизгинлирини еливәткән.
12  Оң йенимда бир топ чүпрәндә яшлар орнидин туруп,
Улар путумни турған йеридин иштиривәтмәкчи,
Улар сепилимға һуҗум пәләмпәйлирини көтирип туриду; «Оң йенимда бир топ чүпрәндә яшлар орнидин туруп...» — бу яшлар бәлким жуқурида дейилгән мискинләрдин башқа бир топ кишиләр болуши мүмкин.
13  Улар йолумни бузуветиду,
Уларниң һеч йөләнчүки болмисиму,
Һалакитимни илгири сүрмәктә.
14  Улар сепилниң кәң бөсүк җайидин бөсүп киргәндәк киришиду;
Вәйранилигимдин пайдилинип чоң ташлардәк домилап киришиду. «Улар йәни ашу яшлар сепилниң кәң бөсүк җайидин бөсүп киргәндәк киришиду... чоң ташлардәк домилап киришиду» — әгәр (биз 2-бапта изаһат қилғинимиздәк) Аюп шәһәр сиртидики чоң күл догисида олтарған болса, у мундақ яшларниң мазақ қилишидин һеч қоғдиғучисиз қалиду. Буниңдин башқа яшлар бәлким униң һазирқи аҗизлиғидин пайдилинип, у әслидә бир тәрәп қилған ишларни һазир өз мәнпәитигә бурайду.
15  Вәһимиләр бурулуп мени өз нишани қилған;
Шуниң билән һөрмитим шамал өтүп йоқ болғандәк һайдиветилди,
Аватчилиғимму булут өтүп кәткәндәк өтүп кәтти.
16  Һазир болса җеним қачидин төкүлүп кәткәндәк;
Азаплиқ күнләр мени тутувалди.
17  Кечиләр болса, маңа сүйәклиримгичә санҗимақта;
Ағриқлирим мени чишләп дәм алмайду.
18  Ағриқлар зор күчи билән маңа кийим-кечигимдәк болди;
Улар көйнигимниң яқисидәк маңа чаплишивалди. «Ағриқлар зор күчи билән маңа кийим-кечигимдәк болди; улар көйнигимниң яқисидәк маңа чаплишивалди» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Зор күч билән кийим-кечигим макчийип кәтти; маңа көйнәкниң яқиси чаплишип кәтти», әсли текстни чүшиниш сәл тәс. Йәнә башқа бир хил тәрҗимиси: «У (Худа) зор күч билән кийим-кечигимни тутувалди; у маңа көйнигимниң яқиси чаплашқандәк мени бағлап қойди».
19  Худа мени сазлиққа ташливәткән,
Мән топа-чаңға вә күлгә охшаш болуп қалдим.
20  Мән Саңа налә-пәряд көтәрмәктимән,
Бирақ Сән маңа җавап бәрмәйсән;
Мән орнумдин турсам, Сән пәқәтла маңа қарапла қойисән.
21 Сән өзгирип маңа бир залим болдуң;
Қолуңниң күчи билән маңа зәрбә қиливатисән;
22  Сән мени көтирип Шамалға миндүргәнсән;
Боран-чапқунда тәәллуқатимни йоқ қиливәткәнсән. «Сән мени көтирип Шамалға миндүргәнсән; боран-чапқунда тәәллуқатимни йоқ қиливәткәнсән» — ойлаймизки, қара қуюн аста-аста уларға йеқинлишиватиду.
23  Чүнки Сән мени ахирида өлүмгә,
Йәни барлиқ һаят егилириниң «жиғилиш өйи»гә кәлтүрүватисән. Ибр. 9:27
24  У һалак қилған вақтида кишиләр налә-пәряд көтәрсиму,
У қолини узатқанда, дуаниң дәрвәқә һеч қандақ нәтиҗиси йоқ; «У һалак қилған вақтида кишиләр налә-пәряд көтәрсиму, У қолини узатқанда, дуаниң дәрвәқә һеч қандақ нәтиҗиси йоқ» — бу җүмлини үч хил тәрҗимә қилишқа болиду. Биринчиси, жуқуриқи тәрҗимә. Иккинчиси болса, «Шүбһисизки адәм дәрд-әләмдин налә-пәряд көтәргинидә, вәйран қилинған кишигә ким қол тәккүзүп зиянкәшлик қилиду?». Үчинчи хил тәрҗимиси «Адәм жиқилип кетиватқинида қолини мидирлитип қоймамду? У һалак болай дегинидә налә-пәряд көтиришкә болмамду?». Әсли ибранийчә текстни чүшиниш сәл тәс.
25  Мән күнлири тәс киши үчүн жиғлап дуа қилған әмәсму?
Намратлар үчүн җеним азапланмидиму? «Мән күнлири тәс киши үчүн жиғлап дуа қилған әмәсму? Намратлар үчүн җеним азапланмидиму?» — әнди ким Аюп үчүн жиғлайду? Немә терисаң шуни орисән, дегән гәп тоғриму?   Зәб. 34:13,14; Рим. 12:15
26  Мән өзүм яхшилиқ күтүп жүргиним билән, яманлиқ келип қалди;
Нур күткиним билән, қараңғулуқ кәлди.
27  Ичим қазандәк қайнап, арамлиқ тапмайватиду;
Азаплиқ күнләр маңа йүзләнди. «Ичим қазандәк қайнап, арамлиқ тапмайватиду; азаплиқ күнләр маңа йүзләнди» — униң алдида һеч үмүт қалмиғандәк қилатти.
28  Мән қуяш нурини көрмәйму қаридап жүрмәктимән;
Халайиқ арисида мән орнумдин туруп, налә-пәряд көтиримән. «Мән қуяш нурини көрмәйму қаридап жүрмәктимән» — буниң икки мәнаси бар: (1) Аюпниң тени кесәлдин қаридап кәтти; (2) у өзи аилисидикиләр үчүн матәм тутуп қара кийим кийгән. Бу икки әһвал тәң болуши мүмкин.
29  Мән чилбөриләргә қериндаш болуп қалдим,
Һувқушларниң һәмраһи болдум. «Һувқушларниң...» — яки «төгиқушларниң...». «Мән чилбөриләргә қериндаш болуп қалдим, һувқушларниң һәмраһи болдум» — чилбөриләр һәм һувқушлар чөл-баяванларда Аюптәк йиганә яшайду; иккилиси Аюптәк наһайити муңлуқ налә-пәряд көтириду.   Аюп 17:14; Зәб. 101:7; Мик. 1:8
30 Терәм қарийип мәндин аҗрап кетиватиду,
Сүйәклирим қизиқтин көйүп кетиватиду. Зәб. 118:83; Жиғ. 4:8; 5:10
31  Чилтаримдин матәм мәрсийәси чиқиду,
Нейимниң авази һаза тутқучиларниң жиғисиға айлинип қалди». «Нейимниң...» — йәни, «Мениң «нәй»имниң...»
 
 

30:9 Аюп 17:6; Зәб. 68:12-13; Жиғ. 3:14, 63

30:10 Аюп 19:19

30:12 «Оң йенимда бир топ чүпрәндә яшлар орнидин туруп...» — бу яшлар бәлким жуқурида дейилгән мискинләрдин башқа бир топ кишиләр болуши мүмкин.

30:14 «Улар йәни ашу яшлар сепилниң кәң бөсүк җайидин бөсүп киргәндәк киришиду... чоң ташлардәк домилап киришиду» — әгәр (биз 2-бапта изаһат қилғинимиздәк) Аюп шәһәр сиртидики чоң күл догисида олтарған болса, у мундақ яшларниң мазақ қилишидин һеч қоғдиғучисиз қалиду. Буниңдин башқа яшлар бәлким униң һазирқи аҗизлиғидин пайдилинип, у әслидә бир тәрәп қилған ишларни һазир өз мәнпәитигә бурайду.

30:18 «Ағриқлар зор күчи билән маңа кийим-кечигимдәк болди; улар көйнигимниң яқисидәк маңа чаплишивалди» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Зор күч билән кийим-кечигим макчийип кәтти; маңа көйнәкниң яқиси чаплишип кәтти», әсли текстни чүшиниш сәл тәс. Йәнә башқа бир хил тәрҗимиси: «У (Худа) зор күч билән кийим-кечигимни тутувалди; у маңа көйнигимниң яқиси чаплашқандәк мени бағлап қойди».

30:22 «Сән мени көтирип Шамалға миндүргәнсән; боран-чапқунда тәәллуқатимни йоқ қиливәткәнсән» — ойлаймизки, қара қуюн аста-аста уларға йеқинлишиватиду.

30:23 Ибр. 9:27

30:24 «У һалак қилған вақтида кишиләр налә-пәряд көтәрсиму, У қолини узатқанда, дуаниң дәрвәқә һеч қандақ нәтиҗиси йоқ» — бу җүмлини үч хил тәрҗимә қилишқа болиду. Биринчиси, жуқуриқи тәрҗимә. Иккинчиси болса, «Шүбһисизки адәм дәрд-әләмдин налә-пәряд көтәргинидә, вәйран қилинған кишигә ким қол тәккүзүп зиянкәшлик қилиду?». Үчинчи хил тәрҗимиси «Адәм жиқилип кетиватқинида қолини мидирлитип қоймамду? У һалак болай дегинидә налә-пәряд көтиришкә болмамду?». Әсли ибранийчә текстни чүшиниш сәл тәс.

30:25 «Мән күнлири тәс киши үчүн жиғлап дуа қилған әмәсму? Намратлар үчүн җеним азапланмидиму?» — әнди ким Аюп үчүн жиғлайду? Немә терисаң шуни орисән, дегән гәп тоғриму?

30:25 Зәб. 34:13,14; Рим. 12:15

30:27 «Ичим қазандәк қайнап, арамлиқ тапмайватиду; азаплиқ күнләр маңа йүзләнди» — униң алдида һеч үмүт қалмиғандәк қилатти.

30:28 «Мән қуяш нурини көрмәйму қаридап жүрмәктимән» — буниң икки мәнаси бар: (1) Аюпниң тени кесәлдин қаридап кәтти; (2) у өзи аилисидикиләр үчүн матәм тутуп қара кийим кийгән. Бу икки әһвал тәң болуши мүмкин.

30:29 «Һувқушларниң...» — яки «төгиқушларниң...». «Мән чилбөриләргә қериндаш болуп қалдим, һувқушларниң һәмраһи болдум» — чилбөриләр һәм һувқушлар чөл-баяванларда Аюптәк йиганә яшайду; иккилиси Аюптәк наһайити муңлуқ налә-пәряд көтириду.

30:29 Аюп 17:14; Зәб. 101:7; Мик. 1:8

30:30 Зәб. 118:83; Жиғ. 4:8; 5:10

30:31 «Нейимниң...» — йәни, «Мениң «нәй»имниң...»