2
Бирақ Пәрвәрдигар Юнусни жутувелишқа йоған бир белиқни әвәткән еди. Юнус болса бу белиқниң қарнида үч кечә-күндүз турди. «Йоған бир белиқ» - «юнус белиғи» бәлким бу иштин қоюлған намдур. Бирақ «юнус белиғи» (инсанларға амрақ болғини билән) адәмни жутқидәк чоңлуқта йоқ.   Мат. 12:40; 16:4; Луқа 11:30
 
 
Чоң белиқниң қарнида туруп дуа қилиш
Юнус белиқниң қарнида туруп Пәрвәрдигарға мундақ дуа қилди: —
«Мән дәрд-әлимимдин Пәрвәрдигарға пәряд көтәрдум,
У маңа иҗабәт қилди.
Мән тәһтисараниң тәктидин пәряд қилдим,
Сән авазимға қулақ салдиң. «Тәһтисара» — (ибраний тилида «шеол») «йәр астидики сарай» (йәни, «тәкт сарайи»), өлгәнләрниң роһлири баридиған, қиямәт күнини күтидиған җайни көрситиду. Юнус өзини өлүп, тәһтисараға чүшкәндәк һес қилиду. Йәнә бир мүмкинчилиги барки, у белиқ қарнида һәқиқәтән өлгән, андин Худа уни (белиқниң ағзидин чиққанда) тирилдүргән.   Зәб. 119:1
Чүнки Сән мени деңиз тәктигә, деңиз қарниға ташливәттиң,
Кәлкүн еқинлири мени арисиға еливалди,
Сениң барлиқ долқунлириң һәм өркәшлириң үстүмдин өтүп кәтти; Зәб. 41:8
Вә мән: «Мән нәзириңдин ташливетилгәнмән;
Бирақ мән йәнила муқәддәс ибадәтханаңға қарап үмүт билән тәлмүримән» — дедим. «Бирақ мән ... тәлмүримән» — башка бир хил тәрҗимиси: «Мән қандақму муқәддәс ибадәтханаңға үмүт билән тәлмүрәп қараймән?».
Сулар мени жутуп кәткидәк дәриҗидә оривалди,
Деңиз тәкти мени қапсивалди;
Деңиз чөплири бешимға чирмишивалди.
Мән тағларниң тәглиригичә чүшүп кәттим;
Йәр-зимин тегидики тақақлар мени әбәдил-әбәткичә қамап қойди;
Һалбуки, Сән җенимни һаң ичидин чиқардиң, и Пәрвәрдигар Худайим.
Җеним ичимдә һалидин кәткәндә Пәрвәрдигарни есимгә кәлтүрдум,
Дуайим Саңа йетип,
Муқәддәс ибадәтханаңға кирип кәлди.
Бемәна әрзимәс бутларға чоқунғанлар өзигә несип болған меһриванлиқтин мәһрум болиду.
10 Бирақ мән болсам тәшәккүр садайим билән Саңа қурбанлиқ қилимән;
Мән ичкән қәсәмлиримни Сениң алдиңда ада қилимән.
Ниҗат-қутқузуш Пәрвәрдигардиндур!» Зәб. 3:9; 49:14,23; 115:8; Һош. 14:3; Ибр. 13:15
11 Пәрвәрдигар белиққа буйруди, белиқ Юнусни қуруқлуққа қәй қилди.
 
 

2:1 «Йоған бир белиқ» - «юнус белиғи» бәлким бу иштин қоюлған намдур. Бирақ «юнус белиғи» (инсанларға амрақ болғини билән) адәмни жутқидәк чоңлуқта йоқ.

2:1 Мат. 12:40; 16:4; Луқа 11:30

2:3 «Тәһтисара» — (ибраний тилида «шеол») «йәр астидики сарай» (йәни, «тәкт сарайи»), өлгәнләрниң роһлири баридиған, қиямәт күнини күтидиған җайни көрситиду. Юнус өзини өлүп, тәһтисараға чүшкәндәк һес қилиду. Йәнә бир мүмкинчилиги барки, у белиқ қарнида һәқиқәтән өлгән, андин Худа уни (белиқниң ағзидин чиққанда) тирилдүргән.

2:3 Зәб. 119:1

2:4 Зәб. 41:8

2:5 «Бирақ мән ... тәлмүримән» — башка бир хил тәрҗимиси: «Мән қандақму муқәддәс ибадәтханаңға үмүт билән тәлмүрәп қараймән?».

2:10 Зәб. 3:9; 49:14,23; 115:8; Һош. 14:3; Ибр. 13:15