14
Һәр бир дана аял өз аилисини ават қилар;
Ахмақ аял аилисини өз қоли билән вәйран қилар. «... өз аилисини ават қилар» — ибраний тилида «... өз аилисини қурар».
Дуруслуқ йолида маңидиған киши Пәрвәрдигардин қорқар;
Қиңғир йолда маңған киши Худани көзгә илмас. Аюп 12:4
Ахмақниң тәкәббур ағзи өзигә таяқ болар;
Ақиланиниң ләвлири өзини қоғдар.
Улақ болмиса, еғил пак-пакиз турар;
Бирақ өкүзниң күчи болғандила саңға ашлиқ толар. «Улақ болмиса, еғил пак-пакиз турар...» — еғилниң сесиқлиғи түпәйлидин еғилдики улақларни чиқириветиш толиму ахмақанилик, әлвәттә.
Ишәшлик гувачи ялған ейтмас;
Сахта гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар. Мис. 23:1; Пәнд. 12:17
Һакавурлар даналиқ издәп тапалмас;
Бирақ йорутулған адәмгә билим елиш асанға чүшәр. «Һакавурлар» — яки «Мәсқирә қилғучилар».
Бирәвниң ағзида билим йоқлуғини билип йәткәндә,
Униңдин өзүңни нери тарт.
Әқил-парасәтлик кишиниң даналиғи өз йолини ойлиништидур;
Ахмақларниң әқилсизлиги болса өзлириниң алдинишидур.
Ахмақлар болса «итаәтсизлик қурбанлиғи»ни көзгә илмайду,
Һәққанийлар арисида болса илтипат тепилар. «Итаәтсизлик қурбанлиғи» — Муса пәйғәмбәргә тапшурулған «муқәддәс қанун»ға асасән, бириси башқиларға гуна қилип зиян йәткүзгән болса, Худадин кәчүрүм елиш үчүн авал зиян тартқучиға шу гунайини етирап қилип, аз дегәндә икки һәссә төләм берип, андин итаәтсизлиги үчүн қилинидиған қурбанлиқни («итаәтсизлик қурбанлиғи»ни) ибадәтханида Худаға атап бериши керәк еди.
Башқа бир хил тәрҗимиси «Ахмақлар итаәтсизлигигә нисбәтән йениклик билән күлүп қойиду».
10 Көңүлдики дәрдни пәқәт өзила көтирәләр;
Көңүлдики хушлуққиму башқилар шерик болалмас.
11 Яманниң өйи өрүлүп чүшәр;
Һәққаний адәмниң чедири гүллинип кетәр.
12 Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар,
Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур. Пәнд. 16:25
13 Оюн-күлкә болса қәлбтики ғәм-қайғуни япар,
Хошаллиқ өтүп кәткәндә, ғәм-қайғу йәнила қалар. Пәнд. 5:4
14 Тоғра йолдин бурулуп янған адәм һаман өз йолидин тояр;
Яхши адәм өз ишидин қанаәтлинәр. Пәнд. 1:31
15 Саддилар һәммә гәпкә ишинип кетәр;
Лекин пәм-парасәтлик киши һәр бир қәдәмни авайлап басар.
16 Дана адәм еһтиятчан болуп аваричиликтин нери кетәр;
Ахмақ һакавурлуқ қилип, өзигә ишинип алдиға маңар. «аваричиликтин» — яки «яманлиқтин».
17 Териккәк ахмақлиқ қилар;
Нәйрәңваз адәм нәпрәткә учрар.
18 Саддилар ахмақлиққа варислиқ қилар;
Пәм-парасәтликләр билимни өз таҗи қилар.
19 Яманлар яхшиларниң алдида егиләр;
Қәбиһләр һәққанийниң дәрвазилири алдида баш урар.
20 Намрат киши һәтта өз йеқиниғиму яман көрүнәр.
Байниң дости болса көптур. Пәнд. 19:4, 7
21 Йеқинини пәс көргән гунакардур;
Лекин мискинләргә рәһим қилған бәрикәт тапар.
22 Яманлиқ ойлиғанлар йолдин адашқанлардин әмәсму?
Бирақ яхшилиқ ойлиғанлар рәһим-шәпқәт, һәқиқәт-садиқлиққа муйәссәр болар. Луқа 6:38
23 Һәммә меһнәттин пайда чиқар;
Бирақ қуруқ параңлар адәмни муһтаҗлиқта қалдурар.
24 Ақиланиләр үчүн байлиқлар бир таҗдур;
Ахмақларниң наданлиғидин пәқәт йәнә шу наданлиқла чиқар.
25 Һәққаний гувалиқ бәргүчи кишиләрниң һаятини қутқузар;
Ялған-явидақ сөзләйдиған гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар.
26 Пәрвәрдигардин қорқидиғанниң күчлүк йөләнчүки бар,
Униң балилириму һимайигә егә болар.
27 Пәрвәрдигардин қорқуш һаятниң булиқидур;
У кишини әҗәллик қапқанлардин қутқузар. «һаятниң булиқи» — 13:14ниму көрүң.   Пәнд. 10:11; 13:14
28 Падишаһниң шан-шәриви пухрасиниң көплигидиндур;
Пухрасиниң кәмлиги әмирниң һалакитидур.
29 Еғир-бесиқ киши интайин ақил кишидур;
Чечилғақ ахмақлиқни улуқлар.
30 Хатирҗәм көңүл тәнниң сақлиғидур;
Һәсрәт чекиш болса сүйәкләрни чиритар.
31 Мискинни бозәк қилғучи — Пәрвәрдигарға һақарәт қилғучидур;
Һаҗәтмәнләргә шапаәт қилиш Уни һөрмәтлигәнликтур. Пәнд. 14:21; 17:5
32 Яман өз яманлиғи ичидә жиқитилар;
Һәққаний адәм һәтта сәкратта ятқандиму хатирҗәм болар. «Яман өз яманлиғи ичидә жиқитилар; һәққаний адәм ... хатирҗәм болар» — толуқ айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Күлпәт кәлгәндә, яман адәм һайдиветилиду; бирақ һәққаний адәм сәкратта ятқандиму панаһлиқ болар».
33 Йорутулған кишиниң көңлидә даналиқ ятар;
Бирақ ахмақниң көңлидикиси ашкарә болмай қалмас. Пәнд. 10:14; 12:23; 13:16
34 Һәққанийәт һәр қайси әлни жуқури көтирәр;
Гуна һәр қандақ милләтни номусқа қалдурар.
35 Падишаһниң илтипати әқиллиқ хизмәткарниң бешиға чүшәр;
Бирақ униң ғәзиви номуста қалдурғучи уятсиз хизмәткариниң бешиға чүшәр. «Номуста қалдурғучи уятсиз хизмәткар...» — ибраний тилида «номуста қалдурғучи» вә «уятсиз» дегән икки ибарә бирла икки бислиқ сөз билән билдүрүлиду.
 
 

14:1 «... өз аилисини ават қилар» — ибраний тилида «... өз аилисини қурар».

14:2 Аюп 12:4

14:4 «Улақ болмиса, еғил пак-пакиз турар...» — еғилниң сесиқлиғи түпәйлидин еғилдики улақларни чиқириветиш толиму ахмақанилик, әлвәттә.

14:5 Мис. 23:1; Пәнд. 12:17

14:6 «Һакавурлар» — яки «Мәсқирә қилғучилар».

14:9 «Итаәтсизлик қурбанлиғи» — Муса пәйғәмбәргә тапшурулған «муқәддәс қанун»ға асасән, бириси башқиларға гуна қилип зиян йәткүзгән болса, Худадин кәчүрүм елиш үчүн авал зиян тартқучиға шу гунайини етирап қилип, аз дегәндә икки һәссә төләм берип, андин итаәтсизлиги үчүн қилинидиған қурбанлиқни («итаәтсизлик қурбанлиғи»ни) ибадәтханида Худаға атап бериши керәк еди. Башқа бир хил тәрҗимиси «Ахмақлар итаәтсизлигигә нисбәтән йениклик билән күлүп қойиду».

14:12 Пәнд. 16:25

14:13 Пәнд. 5:4

14:14 Пәнд. 1:31

14:16 «аваричиликтин» — яки «яманлиқтин».

14:20 Пәнд. 19:4, 7

14:22 Луқа 6:38

14:27 «һаятниң булиқи» — 13:14ниму көрүң.

14:27 Пәнд. 10:11; 13:14

14:31 Пәнд. 14:21; 17:5

14:32 «Яман өз яманлиғи ичидә жиқитилар; һәққаний адәм ... хатирҗәм болар» — толуқ айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Күлпәт кәлгәндә, яман адәм һайдиветилиду; бирақ һәққаний адәм сәкратта ятқандиму панаһлиқ болар».

14:33 Пәнд. 10:14; 12:23; 13:16

14:35 «Номуста қалдурғучи уятсиз хизмәткар...» — ибраний тилида «номуста қалдурғучи» вә «уятсиз» дегән икки ибарә бирла икки бислиқ сөз билән билдүрүлиду.