27
Әтики күнүң тоғрилиқ махтанма,
Чүнки бир күни немә болидиғиниңниму билмәйсән. Яқ. 4:13, 14
Сени башқилар махтисун, өз ағзиң мундақ қилмисун,
Ят адәм сени махтисун, өз ләвлириң ундақ қилмисун.
Таш еғир, қум хелә җиң басар,
Бирақ ахмақ кәлтүридиған хапичилиқ иккисидин техиму еғирдур.
Ғәзәп рәһимсиздур,
Қәһр болса кәлкүндәк адәмни еқитип кетәр,
Бирақ ким һәсәтхорлуқ алдида тақабил туралисун?
Ашкарә әйипләш йошурун муһәббәттин әладур.
Достниң қолидин йегән зәхимләр садиқлиқтин болиду;
Бирақ дүшмәнниң сөйүшлири һейлигәрликтур. «Достниң қолидин йегән зәхимләр садиқлиқтин болиду» — яки «Достниң қолидин йегән зәхимләр адәмни һәқиқәткә йәткүзәр».
Тоқ киши һәсәл көнигидинму бизардур,
Ач кишигә һәр қандақ аччиқ нәрсиму татлиқ билинәр. «Тоқ киши һәсәл көнигидинму бизардур» — яки «тоқ киши һәсәл көнигини дәссиветиду».
Жут маканидин айрилған киши,
Угисидин айрилип жүргән қушқа охшар.
Әтир вә хушбуй көңүлни ачар,
Җан көйәр достниң сәмимий мәслиһәти кишини риғбәтләндүрәр.
Җан көйәр достниң сәмимий, хушхуй мәслиһәти кишини хуш қилур.
10 Өз достуңни, атаңниң достиниму унтума;
Бешиңға күн чүшкәндә қериндишиңниң өйигә кирип йелинма;
Йеқиндики дост, жирақтики қериндаштин әла. Пәнд. 17:17; 18:24
11 И оғлум, дана бол, көңлүмни хуш қил,
Шундақ қилғиниңда мени мәсқирә қилидиғанларға җавап берәләймән.
12 Зерәк киши балайиқазани алдин көрүп қачар;
Саддилар алдиға берип зиян тартар. Пәнд. 22:3
13 Ятқа кепил болған кишидин қәризгә тонини тутуп алғин;
Ят хотунға капаләт бәргән кишидин капаләт пули ал. Пәнд. 6:1, 2; 11:15; 17:18; 20:16
14 Қақ сәһәрдә туруп, жуқури авазда достиға бәхит тилигәнлик,
Өзини қарғаш һесаплинар.
15 Ямғурлуқ күндики тохтимай чүшкән тамчә-тамчә йеғин,
Вә соқушқақ хотун бир-биригә охшаштур. Пәнд. 19:13
16 Уни тизгәнләш боранни тосқанға,
Яки яғни оң қол билән чаңгаллиғанға охшаштур.
17 Төмүрни төмүргә билисә өткүрләшкәндәк,
Достларму бир-бирини өткүрләштүрәр.
18 Әнҗир көчитини пәрвиш қилғучи униңдин әнҗир йәйду;
Ғоҗайинини асрап күткән қул иззәт тапиду.
19 Суда адәмниң йүзи әкс әткәндәк,
Инсанниң қәлбиниң қандақлиғи өз йенидики киши арқилиқ билинәр. «Инсанниң қәлбиниң қандақлиғи өз йенидики киши арқилиқ билинәр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Инсанниң қәлбиниң қандақлиғи өз йенидики кишиниң қәлбигә мәлум болар (әкс етәр)».
20 Тәһтисара вә һалакәт һәргиз тоймиғандәк,
Адәмниң ач көзлири қанаәт тапмас. «Тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири барған җай. «Һалакәт» — бәлким «һалак қилғучи» дегән яман бир пәриштидур. «Вәһ.» 9:11ни көрүң.   Топ. 1:8
21 Сапал қазан күмүчни, чанақ алтунни тавлар,
Адәм болса махталғанда синилар.
22 Ахмақни буғдай билән биргә сәндәлдә талқан қилип соқсаңму,
Ахмақлиғи йәнила униңда турар.
 
23 Падилириңниң әһвалини убдан билип тур,
Мал-варанлириңдин яхши хәвәр ал;
24 Чүнки байлиқниң мәңгү капалити болмас,
Таҗ-тәхтму дәвирдин-дәвиргичә турамду?
25 Қуруған чөпләр орулғандин кейин,
Юмран чөпләр өсүп чиққанда,
Тағ бағридинму явайи чөпләр жиғилғанда,
26 Шу чағда қозиларниң жуңлири қирқилип кийимиң болар;
Өшкиләрни сатқан пулға бир етиз келәр, 1Тим. 6:8
27 Һәмдә өшкиләрниң сүтлири сениң һәм аилидикилириңниң озуқлуғини,
Дедәклириңниң қосиғини тәминләшкиму йетәр.
 
 

27:1 Яқ. 4:13, 14

27:6 «Достниң қолидин йегән зәхимләр садиқлиқтин болиду» — яки «Достниң қолидин йегән зәхимләр адәмни һәқиқәткә йәткүзәр».

27:7 «Тоқ киши һәсәл көнигидинму бизардур» — яки «тоқ киши һәсәл көнигини дәссиветиду».

27:10 Пәнд. 17:17; 18:24

27:12 Пәнд. 22:3

27:13 Пәнд. 6:1, 2; 11:15; 17:18; 20:16

27:15 Пәнд. 19:13

27:19 «Инсанниң қәлбиниң қандақлиғи өз йенидики киши арқилиқ билинәр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Инсанниң қәлбиниң қандақлиғи өз йенидики кишиниң қәлбигә мәлум болар (әкс етәр)».

27:20 «Тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири барған җай. «Һалакәт» — бәлким «һалак қилғучи» дегән яман бир пәриштидур. «Вәһ.» 9:11ни көрүң.

27:20 Топ. 1:8

27:26 1Тим. 6:8