26
1 Язда қар йеғиш,
Орма вақтида ямғур йеғиш қамлашмиғандәк,
Иззәт-һөрмәт ахмаққа лайиқ әмәстур.
2 Ләйләп учуп жүргән қучқачтәк,
Учқан қарлиғач йәргә қонмиғандәк,
Сәвәпсиз қарғиш кишигә зиян кәлтүрәлмәс.
3 Атқа қамча, ешәккә нохта лазим болғинидәк,
Ахмақниң дүмбисигә таяқ лайиқтур.■ Зәб. 31:8, 9,10; Пәнд. 10:13
4 Ахмақниң әхмиқанә гепи бойичә униңға җавап бәрмигин,
Җавап бәрсәң өзүң униңға охшап қелишиң мүмкин.
5 Ахмақниң әхмиқанә гепи бойичә униңға җавап бәргин,
Җавап бәрмисәң у өзиниң ахмақлиғини әқиллиқ дәп чағлар.
6 Өз путини кесивәткәндәк,
Өз бешиға зулмәт тилигәндәк,
Ахмақтин хәвәр йоллашму шундақ бир иштур.□ «Өз бешиға зулмәт тилигәндәк» — ибраний тилида «худди зиян ичкәндәк».
7 Токурниң карға кәлмигән путлиридәк,
Ахмақниң ағзиға селинған пәнд-несиһәтму бекар болур.
8 Салғиға ташни бағлап атқандәк,
Ахмаққа һөрмәт билдүрүшму әхмиқанә иштур.□ «Салғиға ташни бағлап атқандәк,...» — таш салғиға бағлап қоюлса, уни салғидин чиқарғили болмайду, әлвәттә.
9 Ахмақниң ағзиға селинған пәнд-несиһәт,
Мәсниң қолиға санҗилған тикәндәктур.
10 Өз йеқинлирини қарисиға зәхимләндүргән оқячидәк,
Ахмақни яки удул кәлгән адәмни яллап ишләткән ғоҗайинму охшашла зәхимләндүргүчидур.□ «Өз йеқинлирини қарисиға зәхимләндүргән оқячидәк, ахмақни яки удул кәлгән адәмни яллап ишләткән ғоҗайинму охшашла зәхимләндүргүчидур» — бу пәнд-несиһәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимилири бар.
11 Ишт айлинип келип өз қусуғини ялиғандәк,
Ахмақ ахмақлиғини қайтилар.■ 2Пет. 2:22
12 Өзини дана чағлап мәмнун болған кишини көрдүңму?
Униңға үмүт бағлимақтин ахмаққа үмүт бағлимақ әвзәлдур.■ Пәнд. 29:20
13 Һорун адәм: — «Ташқирида дәһшәтлик бир шир туриду,
Кочида бир шир жүриду!» — дәп өйдин чиқмас.■ Пәнд. 22:13
14 Өз муҗуқида ечилип-йепилип турған ишиккә охшаш,
Һорун кариватта йетип у яқ-бу яққа өрүлмәктә.
15 Һорун қолини сунуп қачиға тиққини билән,
Ғизани ағзиға селиштинму еринәр.■ Пәнд. 19:24
16 Һорун өзини пәм билән җавап бәргүчи йәттә кишидинму дана санар.
17 Кочида келиветип, өзигә мунасивәтсиз маҗираға арилашқан киши,
Иштниң қулиқини тутуп созғанға охшаш хәтәргә дучар болар.
18 Өз йеқинлирини алдап «Пәқәт чақчақ қилип қойдум!» дәйдиған киши,
Отқашларни, оқларни, һәр хил әҗәллик қуралларни атқан тәлвигә охшайду.
20 Отун болмиса от өчәр;
Ғәйвәт болмиса, җедәл бесилар.■ Пәнд. 22:10
21 Чоғлар үстигә чачқан көмүрдәк,
От үстигә қойған отундәк, җедәлчи җедәлни улғайтар.■ Пәнд. 15:18; 29:22
22 Ғәйвәтхорниң сөзлири һәр хил назу-немәтләрдәк,
Кишиниң қәлбигә чоңқур сиңдүрүләр.□ «Кишиниң қәлбигә чоңқур сиңдүрүләр» — ибраний тилида «кишиниң қосиғиниң ички йәрлиригә сиңдүрүләр». ■ Пәнд. 18:8
23 Ялқунлуқ ләвләр рәзил көңүлләргә қошулғанда,
Сапал қачиға күмүч һәл бәргәнгә охшаштур.
24 Адавәт сақлайдиған адәм өчини гәплири билән япсиму,
Көңлидә қат-қат сүйқәст сақлайду.
25 Униң сөзи чирайлиқ болсиму, ишинип кәтмигин;
Қәлбидә йәттә қат ипласлиқ бардур.
26 У өчмәнлигини чирайлиқ гәп билән япсиму,
Лекин рәзиллиги җамаәтниң алдида ашкарилинар.
27 Кишигә ора колиған өзи чүшәр;
Ташни домилатқан кишини таш думилап қайтип келип уни янҗар.■ Зәб. 7:16-17; 9:16, 23; 56:7; Топ. 10:8
28 Сахта тил өзи зиянкәшлик қилған кишиләргә нәпрәтлинәр;
Хушамәт қилғучи еғиз адәмни һалакәткә иштирәр.
■26:3 Зәб. 31:8, 9,10; Пәнд. 10:13
□26:6 «Өз бешиға зулмәт тилигәндәк» — ибраний тилида «худди зиян ичкәндәк».
□26:8 «Салғиға ташни бағлап атқандәк,...» — таш салғиға бағлап қоюлса, уни салғидин чиқарғили болмайду, әлвәттә.
□26:10 «Өз йеқинлирини қарисиға зәхимләндүргән оқячидәк, ахмақни яки удул кәлгән адәмни яллап ишләткән ғоҗайинму охшашла зәхимләндүргүчидур» — бу пәнд-несиһәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимилири бар.
□26:22 «Кишиниң қәлбигә чоңқур сиңдүрүләр» — ибраний тилида «кишиниң қосиғиниң ички йәрлиригә сиңдүрүләр».
■26:27 Зәб. 7:16-17; 9:16, 23; 56:7; Топ. 10:8