18
1 Көпчиликтин айрилип ялғуз жүргән киши һаман өз нәпсигә чоғ тартар;
Һәр қандақ чин һекмәткә һаман җан-җәһли билән қарши чиқар.
2 Ахмақ йорутулушқа қизиқмас;
Қизиқидиғини пәқәт өз ойлиғанлирини көрситишла, халас.
3 Яман киши кәлсә, нәпрәтму пәйда болар;
Номуссиз иш иза-аһанәттин айрилмас.
□ 4 Адәмниң сөзлири чоңқур суларға охшар;
Даналиқ булиқи ериқ сүйидәк өркәшләп ақар.
5 Яманға ян бесишқа,
Сорақта һәққанийға увал қилишқа қәтъий болмас.
□ ■ 6 Ахмақниң ләвлири уни җедәлгә башлар;
Униң ағзи «Мени думбала» дәп тәклип қилар.
7 Ахмақниң ағзи өз бешиға һалакәттур;
Униң ләвлири өз җениға қапқандур.
■ 8 Ғәйвәтхорниң сөзлири һәр хил назу-немәтләрдәк,
Кишиниң қәлбигә чоңқур сиңдүрүләр.
□ ■ 9 Ишида һорун болған кишиму,
Бузғунчи билән үлпәтдаш болиду.
□ 10 Пәрвәрдигарниң нами мәзмут мунардур;
Һәққанийлар униң ичигә жүгүрүп кирип жуқурида аман болар.
■ 11 Бай адәм мал-дуниясини «мустәһкәм шәһирим» дәп биләр;
Нәзиридә өзини сақлайдиған егиз сепилдәк турар.
■ 12 Битчит болуштин авал, көңүлгә тәкәббурлуқ келәр;
Авал кәмтәрлик болса, андин шөһрәт келәр.
■ 13 Сөзни аңлимай туруп, алдирап җавап бәргән,
Ахмақлиғини көрситип өзини хиҗаләттә қалдурур.
14 Тәндики ағриқ азавиға адәмниң өз роһи бәрдашлиқ бәргүзәр;
Бирақ роһи сунған болса уни ким көтирәр?
15 Йорутулғанниң қәлби билимгә еришмәктә,
Ақиланиниң қулақлири билимни издимәктә.
16 Соғат өз егисигә ишикни дағдам ечип берәр;
Уни чоң әрбаблар алдиға йәткүзәр.
17 Дәва қилғанда, авал сөзлигүчиниң сөзлири орунлуқ көрүнәр;
Лекин қарши тәрәп соал қоюп ишни сүрүштүрәр.
■ 18 Чәк ташлаш җедәлләрни түгитәр;
Ғоҗиларниң арисидики ишниму һәл қилар.
19 Рәнҗигән қериндашниң көңлини елиш мустәһкәм шәһәрни елиштинму тәс;
Җедәл-маҗира қорғанниң тақақ-балдақлириға охшаштур.
20 Адәм дурус сөзлигәнлигидин қосиғи тоқ болар;
Өз көңлидин чиққан сөзлиридин мол һосул алар.
□ ■ 21 Һаят-мамат тилниң илкидидур;
Кимки униң тәсирини әтиварлиса униң мевисидин йәр.
□ ■ 22 Хотунни таллап алған киши яхшилиқ тапиду,
У Пәрвәрдигарниң мәрһимитигә еришкән болиду.
■ 23 Мискинләр пәс авазда йелинип сөзләр;
Бай болса қопаллиқ билән җавап берәр.
24 Достни көп тутқан киши харап болар;
Лекин қериндаштинму йеқин бағланған бир дост бардур.
■