61
61-күй •••• Худани тәлмүрүп күтүш
1-2 Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Давут язған күй: —
 
Җеним Худағила қарап сүкүттә күтиду;
Мениң ниҗатлиғим униңдиндур. «Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Давут язған күй» — «Йәдутун»: Давут пәйғәмбәр «мәдһийә хори»ниң йетәкчиси дәп бекиткән, Йәдутун исимлиқ бир кишини көрситиду («1Тар.» 16:41ни көрүң).
Йәнә бир хил тәрҗимиси: «Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Йәдутун» (мәдһийиләш дегән мәнидә) аһаңида оқулсун дәп Давут язған күй: —....».
Пәқәт Ула мениң қорам тешим вә мениң ниҗатлиғим,
Мениң жуқури қорғинимдур;
Мән унчилик тәвринип кәтмәймән. «Мән унчилик тәвринип кәтмәймән» — яки башқа бир хил тәрҗимиси «Зор еғирчилиқтиму тәврәнмәймән».
Силәр қачанғичә шу аҗиз бир инсанға һуҗум қилисиләр?
Һәммиңлар қиңғийип қалған тамни,
Ирғаңлап қалған қашани ғулатқандәк, уни ғулатмақчисиләр?
Уни шөһрәт-һәйвитидин чүшүрүветиштин башқа, уларниң һеч мәслиһәти йоқтур;
Ялғанчилиқлардин хурсән улар;
Ағзида бәхит тилигини билән,
Улар ичидә ләнәт оқуйду.
Селаһ.
И җеним, Худағила қарап сүкүттә күткин;
Чүнки мениң үмүтүм Униңдиндур.
Пәқәт У мениң қорам тешим һәм мениң ниҗатлиғим,
Мениң жуқури қорғинимдур;
Мән тәвринип кәтмәймән.
Ниҗатлиғим һәм шан-шөһритим Худаға бағлиқтур;
Мениң күчүм болған қорам таш, мениң панаһгаһим Худадидур.
И халайиқ, Униңға һәрдайим тайиниңлар!
Униң алдида ич-бағриңларни төкүңлар;
Худа бизниң панаһгаһимиздур!
Селаһ.
10 Аддий бәндиләр пәқәт бир тиниқ,
Есилзадиләрму бир алдам сөз халас;
Таразиға селинса уларниң қилчә салмиқи йоқ,
Бир тиниқтинму йениктур.
11 Зомигәрликкә таянмаңлар;
Булаңчилиқтин хам хиял қилмаңлар,
Байлиқлар көпәйсиму, буларға көңлүңларни қоймаңлар;
12 Худа бир қетим ейтқанки,
Мундақ дегинини икки қетим аңлидимки: —
«Күч-қудрәт Худаға мәнсуптур».
13 Һәм и Рәб, Саңа өзгәрмәс муһәббәтму мәнсуптур;
Чүнки Сән һәр бир кишигә өз әмилигә яриша қайтурисән. Аюп 34:11; Пәнд. 24:12; Йәр. 32:19; Әз. 7:27; 33:20; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 2Кор. 5:10; Әф. 6:8; Кол. 3:25; 1Пет. 1:17; Вәһ. 22:12
 
 

61:1-2 «Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Давут язған күй» — «Йәдутун»: Давут пәйғәмбәр «мәдһийә хори»ниң йетәкчиси дәп бекиткән, Йәдутун исимлиқ бир кишини көрситиду («1Тар.» 16:41ни көрүң). Йәнә бир хил тәрҗимиси: «Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Йәдутун» (мәдһийиләш дегән мәнидә) аһаңида оқулсун дәп Давут язған күй: —....».

61:3 «Мән унчилик тәвринип кәтмәймән» — яки башқа бир хил тәрҗимиси «Зор еғирчилиқтиму тәврәнмәймән».

61:13 Аюп 34:11; Пәнд. 24:12; Йәр. 32:19; Әз. 7:27; 33:20; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 2Кор. 5:10; Әф. 6:8; Кол. 3:25; 1Пет. 1:17; Вәһ. 22:12