□5:5 «У бизгә «капаләт» болған Өз Роһиниму ата қилди» — «Өз Роһи» грек тилида пәқәт «Роһ» билән ипадилиниду. «Капаләт» тоғрилиқ 1:22дики изаһатни көрүң.
■5:5 Рим. 8:16; 2Кор. 1:22; Әф. 1:13; 4:30.
■5:10 Зәб. 61:13; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; 25:32; Рим. 2:6; 14:10,12; 1Кор. 3:8; Гал. 6:5; Вәһ. 2:23; 22:12.
□5:11 «биз Худаға очуқ-ашкаримиз, шуниңдәк силәрниң виҗданиңлардиму ашкарә тонулсақ дәп үмүт қилимән» — «Худаға очуқ-ашкаримиз, шуниңдәк силәрниң виҗданиңлардиму ашкарә тонулсақ». Демәк, Павлус вә башқа расуллар дуниядикикиләргә анчә тонуш әмәс, уларниң һәқиқий салаһийити, уларда болған Мәсиһниң Муқәддәс Роһуму дуниядикикиләргә анчә тонуш әмәс, шуңа уларға Мәсиһниң һәр адәмни сораққа тартидиғанлиғи тоғрилиқ ишәндүрүшниң зөрүрийити бар. Лекин Худа бизни убдан билиду вә (силәр Худаниң адәмлири болғандин кейин) силәрму бизни убдан чүшәнсәңлар керәк, дәйду.
□5:12 «...ташқи қияпәттин пәхирлинидиғанларға бәргидәк җавап болсун дәп, силәргә бизләрдин пәхирлиниш имканийитини яритип бериватимиз» — «ташқи қияпитидин пәхирлинидиғанлар бәргидәк җавап болсун дәп...» — Павлус һазир Коринттики җамаәттә көрүнгән «сахта расуллар»ни тилға елип, өзи үстидин әрз қилған бу кишиләргә җавап бериш үчүн Коринттики қериндашларға өзиниң вә һәмкарлириниң хизмәтлириниң роһий маһийитини азрақ ашкарилап көрсәтмәкчи.
□5:13 «Чүнки ич-ичимизгә сиғмай қалған болсақму Худа алдида шундақ болдуқ, салмақ болсақму силәр үчүн шундақ болимиз» — муну айәттә Павлус, шүбһисизки, (жуқурида ейтилғандәк) авал өзиниң вә қериндашларниң «қәлбдики ишлар», йәни әң әһмийәтлик ишлар тоғрилиқ сөзләйду. У кейинрәк «көрүнүш»тики ишларниң, йәни «ташқи қияпәт»ниң ишлириға өтиду. Әмәлийәттә «ич-ичимизгә сиғмай қалған болуш» Худаниң зор улуқлуғи, ешип ташқан шапаитигә қарап инсанниң хошаллиқтин болған нормал инкаси болуш керәкғу, дәймиз. Амма башқа кишиләр бәрибир хуш хәвәрни аңлиши керәк, шуниңдәк өз хошаллиғимизға һай берип, улар үчүн «салмақ» болушимизму керәк.
□5:14 «бириси һәммәйлән үчүн өлди» — Мәсиһни көрситиду. «чүнки биз бириси һәммәйлән үчүн өлди, шуңа һәммәйләнниму өлди, дәп һесаплаймиз» — бу әҗайип айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■5:15 Рим. 14:7; Гал. 2:20; 1Тес. 5:10; 1Пет. 4:2.
□5:16 «һәтта биз Мәсиһни инсанларчә тонуған болсақ...» — «инсанларчә» грек тилида «әтләр бойичә». «шуниң билән биз буниңдин кейин һеч кимни инсанларчә тонумаймиз; һәтта биз Мәсиһни инсанларчә тонуған болсақ, буниңдин кейин уни йәнә шундақ тонумаймиз» — бу әҗайип айәт тоғрилиқму «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■5:16 Мат. 12:50; Юһ. 15:14; Гал. 5:6; 6:15; Кол. 3:11.
□5:18 «вә барлиқ ишлар Худадиндур» — яки «вә бу барлиқ ишлар Худадиндур».
■5:18 Кол. 1:20; 1Юһа. 2:2; 4:10.
■5:19 Рим. 3:24,25; Кол. 1:20.
□5:21 «гунаға һеч тонуш болмиған киши» — Мәсиһ. «мәхсити шуки, бизниң Униңда Худаниң һәққанийлиғи болушимиз үчүндур» — «Униңда» — Мәсиһдә, әлвәттә.
■5:21 Йәш. 53:9,12; Рим. 8:3; Гал. 3:13; 1Пет. 2:22; 1Юһа. 3:5.