62
62-күй •••• Худаға интизар болуш
1-2 Давут язған күй (у Йәһудадики чөл-баяванда болған чағда йезилған): —
 
И Худа, Сән мениң илаһимдурсән,
Тәшналиқ билән Сени издидим!
Мән қурғақ, чаңқақ, сусиз зиминда туруп,
Җеним Саңа интизар, әтлирим тәлмүрүп интиларки — 1Сам. 22:5; 23:14,15
Муқәддәс җайиңда Саңа көз тикип қариғинимдәк,
Мән йәнә зор қудритиң вә улуқлуғуңни көрсәм!
Өзгәрмәс муһәббитиң һаяттинму әзиздур;
Ләвлирим Сени мәдһийиләйду;
Шу сәвәптин тирик болсамла, Саңа тәшәккүр-мәдһийә оқуймән,
Сениң намиңда қоллиримни көтиримән.
Җеним назу-немәтләрдин һәм майлиқ гөшләрдин қанаәтләнгәндәк қанаәтләнди;
Ағзим ечилип хуш ләвлирим Саңа мәдһийиләрни яңритиду; «Җеним назу-немәтләрдин һәм майлиқ гөшләрдин қанаәтләнгәндәк қанаәтләнди» — Йәһудийлар үчүн майлиқ гөш интайин есил тамақ һесаплиниду.
Орнумда йетип Сени әслигинимдә,
Түн кечиләрдә Сени сеғинип ойлинимән.
Чүнки Сән маңа ярдәмдә болуп кәлгәнсән;
Сениң қанитиң сайисидә шат-хурамлиқта нахшиларни яңритимән.
Мениң җеним Саңа чиң чаплишип маңиду,
Сениң оң қолуң мени йөлимәктә.
10 Бирақ җенимни йоқитишқа издәватқанлар йәр тәктилиригә чүшүп кетиду.
11 Уларниң қени қилич тиғида төкүлиду,
Улар чилбөриләргә йәм болиду.
12 Лекин падиша Худадин шатлиниду;
Униң нами билән қәсәм қилғанларниң һәммиси роһлинип шатлиниду;
Чүнки ялған сөзлигүчиләрниң зувани тувақлиниду.
 
 

62:1-2 1Сам. 22:5; 23:14,15

62:6 «Җеним назу-немәтләрдин һәм майлиқ гөшләрдин қанаәтләнгәндәк қанаәтләнди» — Йәһудийлар үчүн майлиқ гөш интайин есил тамақ һесаплиниду.