6
Қозиниң алтә печәтни ечиши
Андин Қоза йәттә печәтниң бирини ачқанда, мән қарап турдум. Төрт һаят мәхлуқтин бириниң гүлдүрмамидәк аваз билән: «Кәл!» дегинини аңлидим. «Төрт һаят мәхлуқтин бириниң гүлдүрмамидәк аваз билән: «Кәл!» дегинини аңлидим» — «Кәл!» дегән сөз бәлким 2-8-айәтләрдә көрүнгән атлиқларниң һәр биригә чиқирилған буйруқ болса керәк (3-, 5-, 7-айәтниму көрүң).
Бәзи кона кәчүрүлмиләрдә «кәл»ниң орнда «келип көргин!» дейилиду.
Көрдүмки, мана бир ақ ат кәлди! Атқа мингүчиниң қолида бир оқ-я бар еди; униңға бир таҗ берилди. У ғәлибә қилғучи сүпитидә зәпәр қучуш үчүн җәңгә атланди. «униңға бир таҗ берилди» — «таҗ» дегән бу сөз падишаниңки әмәс, бәлки җәң-урушларда яки елишиш мусабиқилирида ғалипларға берилидиған, бир хил нәпис чәмбирәкни көрситиду. «Көрдүмки, мана бир ақ ат кәлди! Атқа мингүчиниң қолида бир оқ-я бар еди... у ғәлибә қилғучи сүпитидә зәпәр қучуш үчүн җәңгә атланди» — «ақ атқа мингүчи»ниң салаһийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.   Вәһ. 19:11.
Қоза иккинчи печәтни ачқанда, иккинчи һаят мәхлуқниң: «Кәл!» дегинини аңлидим. Йәнә бир ат оттуриға чиқти, униң рәңги қип-қизил еди. Атқа мингүчигә йәр йүзидики течлиқни елип кетиш вә инсанларни өз ара қирғинчилиққа селиш һоқуқи берилди. Униңға йәнә чоң бир қилич берилди.
Қоза үчинчи печәтни ачқанда, үчинчи һаят мәхлуқниң: «Кәл!» дегинини аңлидим. Мән көрдүмки, мана бир қара ат кәлди. Атқа мингүчиниң қолида бир тараза бар еди. Төрт һаят мәхлуқниң арисидин: —
 
«Бир тавақ буғдай бир динариус пулға,
Үч тавақ арпа бир динариус пулға сетилиду.
Амма зәйтун йеғиға вә шарапқа зәрәр йәткүзмигин!»
— дегәндәк бир авазни аңлидим. «Бир тавақ буғдай» — грек тилида «бир өлчәм буғдай». «бир динариус пул» — асасән бир күнлүк иш һәққи еди («Мат.» 20:2). «Бир тавақ» бәлким бир шиң еди (грек тилида «чөникс»). Бирақ бир тавақ буғдай аранла бир кишиниң күнлүк тамиғиға йетиду. Шуңа «қара ат» ачарчилиқ елип келиду. Һалбуки, шуниң билән бир вақитта байлар болса өз раһәт-парағитигә керәк болған «май вә шарап»ларни сетивалалайду.   Вәһ. 9:4.
Қоза төртинчи печәтни ачқанда, төртинчи һаят мәхлуқниң: «Кәл!» дегән авазини аңлидим. Көрдүмки, мана бир татираң атни көрдүм. Атқа мингүчиниң исми «Өлүм» еди. Униң кәйнидин тәһтисара әгишип келивататти. Уларға йәр йүзиниң төрттин биригә һөкүмранлиқ қилип, қилич, ачарчилиқ, ваба вә йәр йүзидики житқуч һайванлар арқилиқ адәмни өлтүрүш һоқуқи берилди. «қилип, қилич, ачарчилиқ, ваба вә йәр йүзидики житқуч һайванлар арқилиқ...» — «ваба» грек тилида «өлүм».
Қоза бәшинчи печәтни ачқанда, Худаниң сөз-калами үчүн вә изчил гувалиқ бәргәнлиги вәҗидин өлтүрүлгәнләрниң җанлирини қурбангаһниң тегидә көрдүм. Вәһ. 19:10; 20:4. 10 Улар қаттиқ аваз билән нида селишип:
— Әй һакиммутләқ Егимиз, муқәддәс вә һәқиқий Болғучи! Сән қачанғичә йәр йүзидә туруватқанларни сорақ қилмай, улардин қенимизниң интиқамини алмайсән? — дейишәтти.
11 Уларниң һәр биригә бирдин ақ тон берилди. Уларға, өзүңларға охшаш өлтүрүлидиған қул-бурадәрлириңлар һәм қериндашлириңларниң сани тошқичә азғинә вақит арам елишиңлар керәк, дәп ейтилди. 12 Андин мән Қоза алтинчи печәтни ачқинида көрдүмки, мана дәһшәтлик бир йәр тәврәш йүз бәрди, қуяш бәәйни қара жуңдин тоқулған бөздәк қап қара рәңгә, толун ай болса қанниң рәңгигә кирди. «Андин мән Қоза алтинчи печәтни ачқинида көрдүм...» — «йәттә печәт» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.   Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 13:10; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29, Рос. 2:20 13 Әнҗир дәриғиниң қаттиқ боранда силкинишидин әнҗир ғорилири йәргә төкүлгәндәк, асмандики юлтузларму йәр йүзигә төкүлди. 14 Асман худди орам язминиң түрүлгинидәк ғайип болди, һәр бир тағ вә арал орнидин йөткәлди; «мунасивәтлик айәт» — «Йәш.» 34:4. 15 һәмдә дуниядики падишалар, мөтивәрләр, сәрдарлар, байлар, күчлүкләр, қуллар вә һөрләрниң һәммиси өңкүрләргә вә тағларниң камарлириға йошурунди. «сәрдарлар» — грек тилида «миң бешилар». «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 2:21. 16 Улар тағларға вә қорам ташларға мундақ дәп җар салди: —
«Үстимизгә чүшүңлар! Бизни тәхттә Олтарғучиниң сиймасидин һәм Қозиниң ғәзивидин йошуруңлар вә сақлаңлар! «мунасивәтлик айәт» — «Һош.» 10:8.   Йәш. 2:19; Һош. 10:8; Луқа 23:30; Вәһ. 9:6. 17 Чүнки Уларниң дәһшәтлик ғәзәп күни кәлди, әнди ким пут тирәп туралисун?!». Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 2:12-22; 13:6-13; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29; Рос. 2:20
 
 

6:1 «Төрт һаят мәхлуқтин бириниң гүлдүрмамидәк аваз билән: «Кәл!» дегинини аңлидим» — «Кәл!» дегән сөз бәлким 2-8-айәтләрдә көрүнгән атлиқларниң һәр биригә чиқирилған буйруқ болса керәк (3-, 5-, 7-айәтниму көрүң). Бәзи кона кәчүрүлмиләрдә «кәл»ниң орнда «келип көргин!» дейилиду.

6:2 «униңға бир таҗ берилди» — «таҗ» дегән бу сөз падишаниңки әмәс, бәлки җәң-урушларда яки елишиш мусабиқилирида ғалипларға берилидиған, бир хил нәпис чәмбирәкни көрситиду. «Көрдүмки, мана бир ақ ат кәлди! Атқа мингүчиниң қолида бир оқ-я бар еди... у ғәлибә қилғучи сүпитидә зәпәр қучуш үчүн җәңгә атланди» — «ақ атқа мингүчи»ниң салаһийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

6:2 Вәһ. 19:11.

6:6 «Бир тавақ буғдай» — грек тилида «бир өлчәм буғдай». «бир динариус пул» — асасән бир күнлүк иш һәққи еди («Мат.» 20:2). «Бир тавақ» бәлким бир шиң еди (грек тилида «чөникс»). Бирақ бир тавақ буғдай аранла бир кишиниң күнлүк тамиғиға йетиду. Шуңа «қара ат» ачарчилиқ елип келиду. Һалбуки, шуниң билән бир вақитта байлар болса өз раһәт-парағитигә керәк болған «май вә шарап»ларни сетивалалайду.

6:6 Вәһ. 9:4.

6:8 «қилип, қилич, ачарчилиқ, ваба вә йәр йүзидики житқуч һайванлар арқилиқ...» — «ваба» грек тилида «өлүм».

6:9 Вәһ. 19:10; 20:4.

6:12 «Андин мән Қоза алтинчи печәтни ачқинида көрдүм...» — «йәттә печәт» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

6:12 Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 13:10; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29, Рос. 2:20

6:14 «мунасивәтлик айәт» — «Йәш.» 34:4.

6:15 «сәрдарлар» — грек тилида «миң бешилар». «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 2:21.

6:16 «мунасивәтлик айәт» — «Һош.» 10:8.

6:16 Йәш. 2:19; Һош. 10:8; Луқа 23:30; Вәһ. 9:6.

6:17 Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 2:12-22; 13:6-13; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29; Рос. 2:20