7
Мөһүрләнгән 144000 киши
Униңдин кейин мән көрдүмки, төрт пәриштә йәр йүзиниң төрт булуңида туратти. Улар һәр қандақ шамалниң қуруқлуқ, деңиз һәм дәл-дәрәқләргә урулмаслиғи үчүн йәр йүзиниң төрт тәрипидин чиқидиған шамални тизгинләп туратти. Мән һаят Худаниң мөһүрини алған, күн чиқиштин көтириливатқан башқа бир пәриштини көрдүм. У қаттиқ аваз билән қуруқлуқ вә деңизларни вәйран қилиш һоқуқи берилгән әшу төрт пәриштигә: «Биз Худаниң қул-хизмәткарлириниң пешанисигә мөһүр басқичә, қуруқлуқ, деңиз вә дәл-дәрәқләрни вәйран қилмаңлар!» дәп товлиди. Мән мөһүрләнгәнләрниң санини аңлидим — Исраилларниң һәр қайси қәбилилиридин бир йүз қириқ төрт миң киши, йәни: — Вәһ. 14:1.
 
Йәһуда қәбилисидин он икки миң киши,
Рубән қәбилисидин он икки миң киши,
Гад қәбилисидин он икки миң киши,
Ашир қәбилисидин он икки миң киши,
Нафтали қәбилисидин он икки миң киши,
Манассәһ қәбилисидин он икки миң киши,
Шимеон қәбилисидин он икки миң киши,
Лавий қәбилисидин он икки миң киши,
Иссакар қәбилисидин он икки миң киши,
Зәбулун қәбилисидин он икки миң киши,
Йүсүп қәбилисидин он икки миң киши,
Бинямин қәбилисидин он икки миң киши мөһүрләнгән еди. «...Зәбулун қәбилисидин он икки миң киши, Йүсүп қәбилисидин он икки миң киши, Бинямин қәбилисидин он икки миң киши мөһүрләнгән еди» — он қәбилидин Дан қәбилиси кам еди; Йүсүпниң қәбилиси икки бөләккә (Йүсүпниң вә Манассәһниң)гә бөлүнди.
 
Ниҗатни тапқан зор бир туп халайиқ
Бу ишлардин кейин көрдүмки, мана һәр әл, һәр қәбилә, һәр милләттин болған, һәр хил тилларда сөзлишидиған сан-санақсиз зор бир топ халайиқ тәхтниң вә Қозиниң алдида туратти; уларниң һәммисигә ақ тон кийдүрүлгән болуп, қоллирида хорма шахлири тутқан еди. 10 Улар жуқури аваз билән: —
«Ниҗат тәхттә олтарғучи Худайимизға вә Қозиға мәнсуп болғай!» дәп вақиришатти. «Ниҗат тәхттә олтарғучи Худайимизға вә Қозиға мәнсуп болғай!» — «Ниҗат... Қозиға болғай!» дегән ибарә болса Худа вә Қоза инсанларға ата қилған ниҗатниң мевиси болған шан-шәрәп, нам-шөһрәт вә һәмдусаналарниң һәммси һеч немә қалдурмай Худа вә Қозиға қайтуруп келинсун, дегәндәк мәнидә.
11 Барлиқ пәриштиләр тәхтниң, ақсақалларниң вә төрт һаят мәхлуқниң әтрапиға олашқан еди. Улар тәхтниң алдида жиқилип, Худаға сәҗдә қилип мундақ дейишәтти: —
 
12 «Амин! Һәмд-мәдһийә, шан-шәрәп,
Даналиқ вә тәшәккүр,
Һөрмәт вә күч-қудрәт
Худайимизға әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай, амин!»
 
13 Әнди ақсақаллардин бири мәндин:
— Бу ақ тон кийдүрүлгән кишиләр ким болиду, қәйәрдин кәлди? — дәп сориди.
14 — Тәхсир, бу өзлиригә мәлумдур, — дедим.
У маңа:
— Булар дәһшәтлик азап-оқубәтни бешидин өткүзүп кәлгәнләр. Улар тонлирини Қозиниң қенида жуюп аппақ қилған. 15 Шуңа улар Худаниң тәхтиниң алдида туруп, ибадәтханисида кечә-күндүз Униң хизмитидә болиду; тәхттә Олтарғучи болса уларниң үстигә чедирини сайивән қилиду. «тәхттә Олтарғучи болса уларниң үстигә чедирини сайивән қилиду» — грек тилида «тәхттә Олтарғучи болса уларниң үстигә Өз чедирини йейип бериду». 16 Улар йәнә һеч ач қалмайду, һеч уссимайду, уларға нә аптап, нә пижиғирим иссиқ һеч урмайду. Йәш. 49:10. 17 Чүнки уларни тәхтниң оттурисидики Қоза бақиду вә һаятлиқ сүйи булақлириға елип бариду; вә Худа уларниң һәр бир көз йешини сүртиду, — деди. «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 5:5-6, 25:8.   Йәш. 25:8; Зәб. 22:1; Вәһ. 21:4.
 
 

7:4 Вәһ. 14:1.

7:8 «...Зәбулун қәбилисидин он икки миң киши, Йүсүп қәбилисидин он икки миң киши, Бинямин қәбилисидин он икки миң киши мөһүрләнгән еди» — он қәбилидин Дан қәбилиси кам еди; Йүсүпниң қәбилиси икки бөләккә (Йүсүпниң вә Манассәһниң)гә бөлүнди.

7:10 «Ниҗат тәхттә олтарғучи Худайимизға вә Қозиға мәнсуп болғай!» — «Ниҗат... Қозиға болғай!» дегән ибарә болса Худа вә Қоза инсанларға ата қилған ниҗатниң мевиси болған шан-шәрәп, нам-шөһрәт вә һәмдусаналарниң һәммси һеч немә қалдурмай Худа вә Қозиға қайтуруп келинсун, дегәндәк мәнидә.

7:15 «тәхттә Олтарғучи болса уларниң үстигә чедирини сайивән қилиду» — грек тилида «тәхттә Олтарғучи болса уларниң үстигә Өз чедирини йейип бериду».

7:16 Йәш. 49:10.

7:17 «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 5:5-6, 25:8.

7:17 Йәш. 25:8; Зәб. 22:1; Вәһ. 21:4.