5
Қозиниң орам язмини қолиға елиши
Андин тәхттә олтарғучиниң оң қолида ич вә таш тәрипигә хәт пүтүлгән вә йәттә мөһүр билән печәтләнгән бир орам язмини көрдүм. «мунасивәтлик айәтләр» — «Зәк.» 5:1-4.   Әз. 2:10. Жуқири аваз билән: «Орам язмини ечип, печәтләрни йешишкә ким лайиқтур?» дәп товлиған қавул бир пәриштиниму көрдүм. Лекин нә әрштә нә йәр йүзидә нә йәр астида орам язмини ачалайдиған яки ичигә қаралайдиған һеч ким чиқмиди. Фил. 2:10; Вәһ. 5:13. Орам язмини ечишқа яки ичигә қарашқа лайиқ бирәрси тепилмиғачқа, қаттиқ жиғливәттим. Андин ақсақаллардин бири маңа:
— Жиғлима! Қара, Йәһуда қәбилисидин болған шир — Давутниң йилтизи Болғучи ғәлибә қилди; шуңа орам язмини вә униң йәттә печитини ечишқа У қадир,  — деди. «Давутниң йилтизи болғучи» — яки «Давутниң йилтизиниң нотиси» («Йәш.» 11:1ни көрүң). Лекин бизниңчә бу сөз Давутниң Мәсиһтин келип чиққанлиғини һәм Мәсиһниң Давутниң Рәбби екәнлигини көрситиду (22:16 вә «Мат.» 22:42-45).   Яр. 49:9,10; Йәш. 11:10; Рим. 15:12; Вәһ. 22:16.
Андин қарисам, тәхт билән төрт һаят мәхлуқниң арилиғида, ақсақаллар оттурисида бир Қоза өрә туратти. У йеңила боғузланғандәк қилатти; Униң йәттә мүңгүзи вә йәттә көзи болуп, бу көзләр Худаниң пүткүл йәр йүзигә әвәткән йәттә Роһи еди. Зәк. 3:9; 4:10; Вәһ. 4:5. Қоза берип, тәхттә олтарғучиниң оң қолидин орам язмини алди. Язмини алғанда, төрт һаят мәхлуқ вә жигирмә төрт ақсақал қозиниң айиғиға жиқилди; уларниң һәр бириниң чилтари вә хушбуй билән толған алтун чинилири бар еди (бу хушбуй муқәддәс бәндиләрниң дуалири еди). Зәб. 140:2; Вәһ. 14:2. Улар йеңи бир күй ейтишти: —
 
«Орам язмини елишқа,
Вә печәтләрни ечишқа лайиқсән;
Чүнки боғузландиң
Вә һәр қәбилидин, һәр тилдин,
Һәр милләттин, һәр әлдин болған инсанларни
Өз қениң бәдили билән сетивелип, Худаға мәнсуп қилдиң. Рос. 20:28; Әф. 1:7; Кол. 1:14; Ибр. 9:12; 10:10; 1Пет. 1:19; 1Юһа. 1:7; Вәһ. 4:11.
10 Уларни Худайимиз үчүн бир падишалиққа уюштуруп,
Каһинлар қилдиң.
Улар йәр йүзидә һөкүм сүриду». Мис. 19:6; 1Пет. 2:5, 9; Вәһ. 1:6.
11 Андин көрдүм вә мана, тәхтниң, һаят мәхлуқларниң вә ақсақалларниң әтрапида нурғунлиған пәриштиләрниң авазини аңлидим. Уларниң сани түмән миң-түмән миң, миллион-миллион еди. «Уларниң сани түмән миң-түмән миң, миллион-миллион еди» — әслидә «уларниң сани йүз миллионлиған, «миллионлиған еди».   Дан. 7:10; Ибр. 12:22. 12 Улар жуқури аваз билән: —
 
«Боғузланған қоза қудрәт, дөләт, даналиқ, күч-қувәт, һөрмәт, шан-шәрәп
Вә мәдһийигә лайиқтур» дейишәтти. Вәһ. 4:11.
 
13 Андин мән әрш, йәр йүзи, йәр асти вә деңиздики һәр бир мәхлуқ вә уларниң ичидә бар болғанларниң һәммисиниң: —
 
«Тәхттә Олтарғучиға вә Қозиға
Мәдһийә, һөрмәт, шан-шәрәп вә һоқуқ-қудрәт
Әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай!» дегинини аңлидим.
 
14 Төрт һаят мәхлуқ «Амин!» дәп җавап қайтуратти, ақсақаллар йәргә жиқилип сәҗдә қилатти. «...Төрт һаят мәхлуқ «амин!» дәп җавап қайтуратти, ақсақаллар йәргә жиқилип сәҗдә қилатти» — бу муһим бабниң темиси тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
 
 

5:1 «мунасивәтлик айәтләр» — «Зәк.» 5:1-4.

5:1 Әз. 2:10.

5:3 Фил. 2:10; Вәһ. 5:13.

5:5 «Давутниң йилтизи болғучи» — яки «Давутниң йилтизиниң нотиси» («Йәш.» 11:1ни көрүң). Лекин бизниңчә бу сөз Давутниң Мәсиһтин келип чиққанлиғини һәм Мәсиһниң Давутниң Рәбби екәнлигини көрситиду (22:16 вә «Мат.» 22:42-45).

5:5 Яр. 49:9,10; Йәш. 11:10; Рим. 15:12; Вәһ. 22:16.

5:6 Зәк. 3:9; 4:10; Вәһ. 4:5.

5:8 Зәб. 140:2; Вәһ. 14:2.

5:9 Рос. 20:28; Әф. 1:7; Кол. 1:14; Ибр. 9:12; 10:10; 1Пет. 1:19; 1Юһа. 1:7; Вәһ. 4:11.

5:10 Мис. 19:6; 1Пет. 2:5, 9; Вәһ. 1:6.

5:11 «Уларниң сани түмән миң-түмән миң, миллион-миллион еди» — әслидә «уларниң сани йүз миллионлиған, «миллионлиған еди».

5:11 Дан. 7:10; Ибр. 12:22.

5:12 Вәһ. 4:11.

5:14 «...Төрт һаят мәхлуқ «амин!» дәп җавап қайтуратти, ақсақаллар йәргә жиқилип сәҗдә қилатти» — бу муһим бабниң темиси тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.