□14:1 «мунасивәтлик айәтләр» — «Зәб.» 47-күй, «Ибр.» 12:18-29.
□14:4 «чүнки улар пак адәмләрдур» — «пак адәмләр» болса грек тилида адәттә бу сөз җинсий мунасивәтни өткүзмигән кишиләрни көрситиду. Мошу йәрдә (1) әмәлий шу мәнидә (2) яки роһий җәһәттә көчмә мәнидә (3) яки икки мәнидә тәң болуши мүмкин. Айәттин көрүнидуки, улар һәммиси оғул балилар. «улар бәдәл билән инсанлар арисидин Худаға вә Қозиға һосулниң тунҗа мевисидәк болуш үчүн сетивелинған» — «һосулниң тунҗа мевиси»ниң өз қиммити бар, әлвәттә; Тәврат дәвридә Исраиллар дайим «һосулниң тунҗа мевиси» Худаға (нәзир қилип) атайтти. Бу ишлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң.
□14:5 «Улар әйипсиз болуп, ағзидин һеч ялған сөз чиқмайду...» — мошу йәрдә бәзи кона көчүрүлмиләрдә «чүнки улар Худаниң тәхти алдида әйипсиз испатлиниду» дегән сөзләр қошулиду.
■14:7 Яр. 1:1; Зәб. 32:6; 124:8; 146:6; Рос. 14:15; 17:24.
□14:8 «у өз зина-бузуқлуғиниң сәвдалиқ шарабини пүткүл әлләргә ичкүзгән» — «сәвдалиқ» тоғрилиқ: грек тилида «сәвдаси» дегән сөз икки бислиқ сөз болуп, йәнә «ғәзәп» дегән мәнасиму бар; шүбһисизки, мошу йәрдә буниң иккинчи мәнидә кәлгән; Бабилниң шарабини ичкәнләр Худаниң қаттиқ ғәзивигә учрайду.
■14:8 Йәш. 21:9; Йәр. 51:8; Вәһ. 16:19; 17:5; 18:2,10,21.
■14:10 Вәһ. 16:19; 18:6; 19:20.
□14:13 «дурус, дәйду Роһ» — «Роһ» болса Муқәддәс Роһ. «қилған әмәллири уларға әгишип келиду» — демәк, әмәллириниң инъами бешиға чүшиду.
□14:14 «Инсаноғлиға охшайдиған бириси» — бизниңчә, бу зат Мәсиһ болуши керәк. Чүнки «Йо.» 3:11-14дә «орма ориғучи»ниң Худаниң Өзи екәнлиги көрүниду.
■14:14 Әз. 1:26; Дан. 7:13; Вәһ. 1:13.
□14:15 «мунасивәтлик айәтләр» — «Йо.» 3:11-14.
□14:18 «отни башқуридиған йәнә бир пәриштә» — бәлким әрштики ибадәтханиниң қурбангаһидики отқа мәсъул болған пәриштә. «йәр йүзидики үзүм тели...» — яки «йәр йүзидики үзүмзар...».
□14:19 «йәрдики үзүм тели» — яки «йәрдики үзүмзар».
□14:20 «шәһәрниң сиртидики шарап көлчигидики үзүмләр дәссилип,...» — «шәһәр» мошу йәрдә бәлким Йерусалимни көрситиду. «үч йүз чақирим» — грек тилида «бир миң алтә йүз стадийон». Бир стадийон 185 метр, 1600 стадийон 290 километр. «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 63:1-6, «Вәһ.» 13:19.