«Күмүч тана (риштә)», «алтун чинә», «аптовва» вә «чақ»ларниң тәнниң қайси әза-функсийилирини көрситидиғанлиғи буниңда ениқ дейилмигән; бирақ умумий мәнаси ениқтур — бәдәнниң һәр бир гөзәллик-қабилийити завалға йүзлиниду. 7 топа-чаң әсли тупраққа қайтқичә, роһ өзини бәргән Худаға қайтқичә — Уни есиңдә тутқин!■ Яр. 2:7; 3:19; Чөл. 16:22
□12:2 «ямғурдин кейин булутлар қайтип кәлмигичә» — яки «ямғурдин кейин булутлар йоқимиғичә».
□12:3 «өйниң күзәтчилири» — адәмниң қапақлирини, «палванлар» — Адәмниң мөрилирини, «әзгүчиләр» — Чишларни, «деризиләрдин қариғучилар» — Көзләрни көрситиши мүмкин. Кейинки айәтләрдики бир қатар охшитишларму қерилиқни көрситиду.
□12:4 «нахшичи қизлар» — қушларни көрситиш еһтималлиғи бар.
□12:5 «чекәткә адәмгә жүк болиду» — яки «чекәткә өзини сөрәп маңиду». «шиндир мевиси» — муһәббәтни қозғайдиған мевә еди. Униң «солишип кәткәнлиги» бәлким җинсий муһәббәтниң суслашқанлиғини көрситиши мүмкин.
□12:6 «қудуқтики чақ» — қудуқтин су чиқиридиған чақни көрсәтсә керәк. «Күмүч тана (риштә)», «алтун чинә», «аптовва» вә «чақ»ларниң тәнниң қайси әза-функсийилирини көрситидиғанлиғи буниңда ениқ дейилмигән; бирақ умумий мәнаси ениқтур — бәдәнниң һәр бир гөзәллик-қабилийити завалға йүзлиниду.
■12:7 Яр. 2:7; 3:19; Чөл. 16:22
■12:8 Зәб. 61:10; 134:4; Топ. 1:2
□12:12 «...и оғлум, булардин сирт һәр қандақ йезилғанлардин пәхәс бол» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... и оғлум, булардин агаһ-савақ алғин». Бирақ бизниңчә бу айәттә Сулайман «Бирла Падичи (демәк, Худадин) тәрипидин берилгән» барлиқ муқәддәс язмиларни көрситиду.
□12:13 «Биз пүтүн ишқа диққәт қилайли» — яки «Биз пүтүн ишни аңлидуқ». «бу инсанниң толуқ мәҗбурийитидур» — ибраний тилида: «бу инсанниң барлиғидур» дейилиду. Буниң толуқ мәнаси бәлким: «Худадин қорқуп, униң әмир-пәрманлириға әмәл қил» — бу Худаниң инсанда болған мәхситидур, дегәндәк болуши мүмкин.
■12:13 Қан. 6:2; 10:12; Пәнд. 3:7