□7:1 «Салем шәһири» — йәни Йерусалим; «Салем»ниң мәнаси «салам, аманлиқ»тур.
□7:3 «униң атиси йоқ, аниси йоқ, нәсәбнамиси йоқ, күнлириниң башлиниши вә һаятиниң ахирлишиши йоқтур, бәлки у Худаниң Оғлиға охшаш қилинип, мәңгүлүк каһин болуп туриду» — бу айәтниң чоңқур мәзмуни үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
□7:5 «Ибраһимниң пуштидин болғини...» — грек тилида: «Ибраһимниң чатириқидин чиққанлар...» дегән сөз билән ипадилиниду.
■7:5 Чөл. 18:21; Қан. 18:1; Йә. 14:4; 2Тар. 31:5.
□7:7 «бәхит тилигүчи» — яки «бәхит ата қилғучи».
□7:8 «Бу йәрдики «ондин бир үлүш»ни қобул қилғучилар өлидиған адәмләрдиндур; у йәрдики «ондин бир үлүш»ни қобул қилғучи тоғрисида (муқәддәс язмиларда) «У һаят яшиғучи» дәп гувалиқ берилгәндур» — «өлидиған адәмләр» Лавийлиқ каһинларни, «һаят яшиғучи» болса Мәлкизәдәкни көрситиду.
□7:9 «Һәтта мундақ дейишкә болидуки, ондин бир үлүшни алидиған Лавийму әҗдати Ибраһим арқилиқ (Мәлкизәдәккә) ондин бир үлүшни бәргән» — ондин бир үлүшни алғини Лавий өзи әмәс, бәлки униң әвлатлири «Лавийлар»дур.
□7:14 «Чүнки Рәббимизниң Йәһуда қәбилисидин чиққанлиғи ениқ; Муса бу қәбилә тоғрисида каһинлиққа мунасивәтлик һеч бир нәрсә демигән еди» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә каһинлар Лавий қәбилисидин болған.
□7:15 «Әнди Мәлкизәдәктәк башқа бир каһин чиққан болуп, бу өзгириш мунулардин техиму рошән болиду» — «бу өзгириш» грек тилида «бу иш» дейилиду. «Бу иш»ниң немә екәнлиги тоғрилиқ башқа пикирдә болған бәзи алимлар бар.
□7:16 «... униң каһинлиққа тайинлиниши әт егилиригә бағлиқ әмир билән әмәс, бәлки пүтмәс-түгимәс һаятниң қудритидин болғандур» — «әт егилиригә бағлиқ әмәс» — грек тилида «әтлик (демәк, инсанниң әтлиригә қарайдиған) бир әмир бойичә әмәс,...». Демәк, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә каһинлар Лавий қәбилисидин болуши керәк еди, лекин Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми һеч қандақ бир қәбилә билән мунасивәтсиз, пәқәт мәңгү һаят киши буниңға лайиқ келәтти.
□7:17 «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» — «Мәлкизәдәк» тоғрилиқ йәнә 7-бап 1-2-айәтләр вә «Зәбур»дики 109-күйгә қаралсун. Мәлкизәдәк өзи «Яр.» 14-бапта көрүниду.
■7:19 Юһ. 1:17; Рос. 13:39; Рим. 3:21,28; 8:3; Гал. 2:16.
□7:20-21 «Пәрвәрдигар шундақ қәсәм ичти, һәм һәргиз буниңдин янмайду: — «Сән әбәдил-әбәткичә каһиндурсән»» дегүчиниң қәсими билән каһин болди» — Зәбурдики (109:4) толуқ баян болса: «Пәрвәрдигар шундақ қәсәм ичти, һәм буниңдин янмайду: — «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән»».
■7:27 Лав. 9:7; 16:6; Ибр. 5:3.