■34:4 Вәһ. 6:13, 14
□34:5 «... Шәмширим асманларда қан билән суғурулди; қараңлар, шәмширим Мениң һалакәт ләнитимгә учриған хәлиққә, йәни Едом үстигә җазалаш үчүн чүшиду;» — бу айәткә қариғанда, Худаниң ахирқи замандики җазалашлири асманда башлинип, кейин йәр йүзигә чүшиду. 1-8-айәтләргә қариғанда, шу чағда нурғун әл-жутлар Едомда жиғилип Исраилға һуҗум қилмақчи болиду; бирақ Худа уларни йоқитиду. Едом дегән жутниң өзи Исраилға көп жил қилған рәһимсиз зиянкәшлиги түпәйлидин Худаниң ләнитигә учрайду.
□34:6 «У (Пәрвәрдигарниң шәмшири) яғлиқ нәрсиләрниң йеғи билән, өчкә-қозиларниң қени билән, қочқар бөригиниң йеғи билән озуқландурулған» — мошулар (өчкә-қозиларниң қени... бөрәк йеғи қатарлиқлар)ниң һәммиси қурбанлиқларниң муһим бөләклири болиду. «Пәрвәрдигарниң Бозраһ шәһиридә бир қурбанлиғи... бар» — Бозраһ шәһири Едомниң пайтәхти (һазир «Петра» дейилиду). Хәритиләрни көрүң.
■34:6 Йәш. 63:1, 2
□34:7 «күчлүк буқилар» — ибраний тилида «күчлүкләр» дейилиду. «Явайи калилар», «топақлар», «күчлүк буқилар» мошу йәрдә «күчлүк, һоқуқлуқ бәгләр»ниму көрсәтсә керәк.
□34:8 «Зион дәваси» — мошу «дәва»ниң узун жиллиқ тарихи бар. Көп кишиләр «Немишкә Худа Исраилға алаһидә муамилә қилиду?» дәп қақшап, Йәһудийларға зиянкәшлик қилип кәлгән. Йәһудийларниң өзлири Худаға көп қетим асийлиқ қилғини билән қандақла болмисун, Худаниң Ибраһимға бәргән вәдисигә асасән У уларни «Өз хәлқим» дәп қарайду. Бу Худаниң таллишидур; башқилар Униң билән Исраил тоғрилиқ дәвалашмақчи болса өзи яман ақивәтни көриду. Гитлер гәвдилик бир мисалидур.
□34:11 «Чөл һувқуши ... чирқириғучи һувқушлар ...чоң һувқуш.. » — мошу айәттики қуш-һайванларниң немә екәнлигини топ-тоғра дейиш тәс.
■34:11 Йәш. 13:21,22; Зәф. 2:14; Вәһ. 18:2
□34:12 «Бириси келип Едомниң есилзадилирини падишалиғини идарә қилишқа чақирса, улардин һеч ким болмайду...» — буниң башқа тәрҗимилири бар, бирақ асасий мәнаси: — «Едомдики падишалиқни башқуруш үчүн адәм йоқ»тур. Едомда һеч ким, һәтта әң жуқури тәбиқидикиләрму қалмайду.
□34:14 «Түн мәхлуқлири шу йәрдә маканлишиду» — яки: «Түн (кечә) алвастиси шу йәрдә маканлишиду».
□34:15 «Оқ илан» — буниңму қайси һайван екәнлиги ениқ әмәс.
□34:16 «Пәрвәрдигарниң йөгимә китави» — жуқурида Йәшая Худаниң пәрмани билән өзи язған материялларни жиғип Тәврат-қанунлири билән сақлитип қойған (8-бапни көрүң). Кейин у йәнә «йөгимә китап»ни тилға алди (29-бапни көрүң). «Пәрвәрдигарниң йөгимә китави» бәлким Йәшаяниң өзи язған материяллири вә Муса, Йәшуа, Самуил, Давут қатарлиқ пәйғәмбәрләр хатириливалған барлиқ материялларни көрситиду. Мошу материяллар «Муқәддәс Китап»ниң башлинишлири болуши керәк; «Пәрвәрдигарниң китави»да һеч нәрсә кам әмәс, бизгә керәк болған һәммә тәпсилатлар бар, униңда һәтта қуш-һайванларниң хәвириму бар, дегәнликтур. Худаниң қуш-һайванларға тәпсилий һалда мирас қилған тәқсимати хатириләнгән йәрдә, Өзиниң мөмин бәндилири үчүн беғишлимақчи болған мираслар Муқәддәс Китапта техиму ениқ хатириләклик болмамду? «Муқәддәс Китап»тин издәп оқуп беқиң»! «Өзиниң ағзи уларға буйруған» — Худаниң ағзи буйруған, әлвәттә.