18
Бабилниң гумран болуши
1 У ишлардин кейин мән чоң һоқуқлуқ йәнә бир пәриштиниң асмандин чүшүватқанлиғини көрдүм. Йәр йүзи униң җулалилиғидин йоруп кәтти.
2 Пәриштә жуқури аваз билән мундақ вақириди: —
«Ғулиди! Катта шәһәр Бабил ғулиди!
Әнди у җинларниң макани, һәр бир напак роһларниң солақханиси,
Һәр бир мәкруһ вә жиркиничлик қушларниң солақ-чаңгиси болди!
□ ■ 3 Чүнки барлиқ әлләр униң зина-бузуқлуғиниң сәвдалиқ шарабидин ичишти;
Йәр йүзидики барлиқ падишалар униң билән бузуқлуқ өткүзүшти,
Йәр йүзидики содигәрләр униң әйш-ишритиниң әлвәкчилигидин бейишти».
■
4 Асмандин йәнә бир авазни аңлидим: —
«И Мениң хәлқим, униң гуналириға шерик болмаслиғиңлар үчүн,
Һәм униң бешиға чүшидиған балаю-апәтләргә учримаслиғиңлар үчүн, униң ичидин чиқиңлар!
□ ■ 5 Чүнки униң гуналири пәләккә йәткидәк догилинип кәткән,
Худа униң һәққанийәтсизликлирини есигә алди.
□ ■ 6 У башқиларға яндурғинидәк униң қилғинини өзигә яндуруңлар;
Униң қилмишлириға мувапиқ икки һәссә қошлап қайтуруңлар;
У
башқиларға әбҗәш қилип бәргән қәдәһтә униңға икки һәссә қоюқ әбҗәш қилиңлар.
■ 7 У өзини қанчилик улуқлиған болса,
Қанчилик әйш-ишрәттә яшиған болса,
Униңға шунчилик қийнилиш вә дәрд бериңлар;
У көңлидә: «Мән тул әмәс, бәлки тәхтә олтарған ханишмән;
Мән дәрд-әләмни әсла көрмәймән» дегини түпәйлидин,
□ ■ 8 Бу вәҗидин бир күн ичидила униңға чүшидиған балаю-апәтләр,
Йәни өлүм, дәрд-әләм вә ачарчилиқ келиду,
У от билән көйдүрүлиду;
Чүнки уни сорақ қилғучи Пәрвәрдигар Худа қудрәтликтур!».
■ 9 Униң билән бузуқлуқ қилған вә униң билән әйш-ишрәттә яшиған йәр йүзидики падишалар уни өртигән отниң ис-түтәклирини көргәндә, униң һалиға қарап жиға-зерә көтиришиду.
■ 10 Улар униң тартиватқан азавидин қорқуп, жирақта туруп дәйдуки:
— «Вай исит, вай исит, и катта шәһәр!
Аһ Бабил, күчлүк шәһәр!
Чүнки бир саат ичидила җазайиң бешиңға чүшти!»
■
11 Йәр йүзидики содигәрләрму униң үстидә жиға-зерә қилишиду. Чүнки әнди уларниң кемидики жүк-маллирини,
12 йәни алтун-күмүч, қиммәтлик яқутлар, үнчә-мәрвайит, нәпис либас рәхт, сөсүн рәхт, жипәк, тоқ қизил рәңлик гәзмал, һәр хил хушбуй турунҗ яғачлар, пил чиши буюмлири, әң есил яғач, туч, төмүр вә мәрмәрләрдин ишләнгән хилму-хил буюмлар,
□ 13 шуниңдәк қовзақдарчин, тетитқулар, хушбуй, мурмәкки, мәстики, шарап, зәйтун мейи, ақ ун, буғдай, кала, қой, ат, һарву вә инсанларниң тәнлири вә җанлири дегән маллирини сетивалидиған киши йоқтур.
□ ■ 14 (И Бабил, җениң мәстанә болған есил мевиләр сәндин кәтти,
Барлиқ һәшәмәтлик вә һәйвәтлик мал-дуниялириң сәндин йоқалди.
Улар буларни әнди һәргиз тапалмайду!)
□
15 Бу малларни сетип бейиған содигәрләр болса шәһәрниң тартиватқан азавидин қорқуп, жирақта туруп униң үстидә жиға-зерә қилишип дейишидуки: —
16 «Вай исит, вай исит, и катта шәһәр!
Нәпис либас рәхтләргә, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик гәзмалларға орилип,
Алтун, қиммәтлик яқутлар вә үнчә-мәрвайитлар билән безәлгәнсән!
■ 17 Бир саат ичидила шунчә катта байлиқлар вәйран болди!»
Барлиқ кемә ғоҗайинлири, кемидики барлиқ йолучилар, кемичиләр вә деңизға тайинип җан бақидиғанларниң һәммиси жирақта туруп, 18 Уни өртигән отниң ис-түтәклирини көрүп:
— Бу катта шәһәргә қайси шәһәр тәң келәлисун? — дәп пәряд көтиришти.
■ 19 Улар башлириға топа чечип, пәряд көтиришүп, жиға-зерә қилишип:
— Вай исит, вай исит, у катта шәһәр!
У арқилиқ, униң дөлитидин, деңизда кемиси барлар бейиған еди!
Бир саат ичидила вәйран болди бу шәһәр! — дейишиду.
20 — «Униң бешиға кәлгәнләрдин шатлиниңлар,
Әй әрш, әй муқәддәс бәндиләр, расуллар вә пәйғәмбәрләр!
Чүнки Худа силәрниң дәвайиңлардики һөкүмни униң үстидин чиқарған!».
■
21 Андин, күчлүк бир пәриштә түгмән тешиға охшаш йоған бир ташни көтирип, деңизға ташлап мундақ деди: —
«Мана шундақ шиддәт билән,
Катта шәһәр Бабил ғулитилиду,
У қайтидин көрүнмәйду!
□ ■ 22 Чилтарчиларниң, сазчиларниң,
Нәйчиләр вә сүнайчиларниң авази сениңдә қайтидин һәргиз аңланмайду,
Һәр хил һүнәрни қилидиған һүнәрвән сениңдә қайтидин һәргиз тепилмайду,
Түгмәнниңму авази сениңдә қайтидин һәргиз аңланмайду,
□ ■ 23 Һәтта чирақниң йоруғи сениңдә қайтидин һәргиз йорумайду,
Той болуватқан жигит-қизниң авази сениңдә қайтидин һәргиз аңланмайду;
Чүнки сениң содигәрлириң йәр йүзидики әрбаблар болуп чиқти,
Барлиқ әлләр сениң сеһир-әпсунлириңға алданди;
■ 24 Пәйғәмбәрләрниң, муқәддәс бәндиләрниң төкүлгән қанлири,
Шундақла йәр йүзидә барлиқ қирғин болғанларниң қанлириму униңда тепилди».
■