□21:1 «Тиберияс деңизи» — Галилийәдә болуп, «Галилийә деңизи» вә «Хиннәсәрәт көли» дәпму атилидиған чоң көлдур.
■21:2 Мат. 4:21; Мар. 1:19; Юһ. 1:46.
□21:5 «силәрдә йегидәк бир нәрсә йоққу?» — грек тилида «белиқ туттуңларму?» дегәнни пуритиду.
□21:6 «Торни кеминиң оң тәрипигә ташлаңлар, шундақ қилсаңлар тутисиләр» — Галилийә деңизидики белиқлар күндүзи деңиз астиға чүшүвалидиғини түпәйлидин, шу вақитта белиқ тутуш зади мүмкин әмәс еди.
□21:8 «тәхминән икки йүз гәз» — йүз метрдәк.
□21:11 «Белиқ шунчә көп болсиму, тор житилмиған еди» — буниң әһмийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
□21:12 «Мухлисларниң ичидин һеч ким униңдин: — Сән ким болисән? — дәп сорашқа петиналмиди. Чүнки улар униң Рәб екәнлигини билди» — Рәб Әйса уларға тонуш болған қияпәттин башқа бир хил қияпәттә уларға көрүнгән болса керәк.
□21:14 «Әйсаниң өлгәндин кейин тирилип» — грек тилида «Әйсаниң өлгәнләр ичидин тирилип,...». «өзини мухлислириға үчинчи қетим аян қилиши» — бәлким он бирәйләнниң җәм болған вақтида уларға нисбәтән үчинчи қетимқи көрүнүшини көрситиду.
□21:15 «Юнусниң оғли Симон» — «Юнус» — грек тилида вә ибраний тилида «Йонаһ» (әрәбчә «Юнус»). Бәзи кона көчүрмиләрдә «Юһанна» дейилиду. «мени булардинму чоңқур сөйәмсән» — мошу соалда «булар» кимни билдүриду? Бизниңчә әйни йәрдә турған башқа мухлисларни көрситиду. «Қошумчә сөз»имиздә йәнә тохтилимиз. «мениң сени сөйидиғанлиғимни сән билисән!» — «сөйидиғанлиғим» мошу йәрдә адәттә «дост тутуш» дегән бир пеил билән ипадилиниду. Бу сөзниң мәнаси грек тилидики «сөйүш»тин аҗиз болғачқа, бәзи алимлар Петрусниң сөзи «мениң саңа болған муһәббитимни «сөйүш» дегили болмайду, пәқәт «дост тутуш» дегили болиду» дегәндәк кичик пеиллиқни билдүриду яки болмиса Петрусниң өзиниң Әйсаға болған муһәббитигә гумани барлиғини билдүриду, дәп қарайду. Биз бу көзқарашқа қайилмиз.
□21:16 «...Рәб, мениң сени сөйидиғанлиғимни билисән» — «сөйидиғанлиғим» дегән сөз -15-айәттикидәк «дост тутуш» дегән пеил билән ипадилиниду.
□21:17 «Юнусниң оғли Симон, мени сөйәмсән?» — «сөйәмсән» — Әйса бу қетим «сөйүш»ни билдүрүш үчүн (15-айәттики) «дост тутуш» дегән пеилни ишлитиду. «Рәб, сән һәммини билисән, сени сөйидиғанлиғимниму билисән» — бу айәттики «сөйәмсән?» вә «сөйидиғанлиғим» иккиси жуқурида тилға елинған «дост болуш» дегән пеил билән ипадилиниду.
□21:18 «яшанғанда, қоллириңни узитисән вә башқа бириси сени бағлап, сән халимайдиған йәргә елип кетиду» — бәзи кона тарихлар бойичә, расул Петрус ахирда Рәбби Әйсадәк крестләнгән (Рим шәһиридә).
■21:18 Юһ. 13:36; Рос. 12:3; 2Пет. 1:14.
□21:20 «Петрус кәйнигә бурулуп, Әйса сөйидиған мухлисниң әгишип келиватқанлиғини көрди..» — жуқурида ейтқинимиздәк, «Әйса сөйидиған мухлис» расул Юһаннадур.