□11:1 «Нааматлиқ Зофар» — Аюпқа сөз қилидиған униң үчинчи достидур. Биз Аюпниң бу үч достини селиштуридиған болсақ, Елифаз әдәбликрәк, башқилардин сәл меһривандәк көрүниду; сөз қилиш тәртивидин қариғанда, униң йеши бәлким әң чоң, ахирда сөзләйдиған Зофар әң кичик болуши мүмкин. Елифаз өз тәҗрибисини, йәни өзиниң көргән ғайипанә аламитини бәкрәк тәкитләйду; Билдад болса әнъәничи болуп, илгәрки дәвирдикиләр мәйли немә дегән болмисун, шу тоғра дәп қарайду; Зофар болса һессиятчан, қопал, аммибаб мақал-тәмсилләргә амрақ, «Җамаәтниң пикри бәрибир тоғридур» дәп қарайду (3-айәттиму «көпчилик» дегән сөз тәкитлиниду). Бәзидә униң гәп-сөзлиридин яманларниң җазалинишидин униң наһайити һозур алидиғанлиғи чиқип туриду.
□11:4 «Мениң әқидилирим саптур» — әмәлийәттә Аюп бундақ сөз қилмиди.
□11:6 «Тәңриниң гунайиңниң хелә бир қисмини көтириветип, улардин өтидиғанлиғини убдан билип қой!» — Зофарниң бу сөзлири: «Худа гуналириңниң бир нәччисини есидин чиқирип, пәқәт уларниң бир қисминиң тегишлик җазасини саңа чүшүрүватиду», дегән мәнини билдүриду.
□11:11 «У тәкшүрмәй турупла алдамчилиқни аллиқачан көрүп болған» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Вә адәмләр байқалмайдиған гунайиниму көрәләйду».
■11:11 Зәб. 9:32, 35; 34:2-23; 93:11
□11:12 «Инсан туғулуп бир явайи ешәкниң тәхийигә айланғичә, надан адәм дана болур!» — бу айәтниң йәнә икки хил тәрҗимиси: «Надан киши даналиққа еришмәс, инсан туғулғанда явайи ешәкниң тәхийигә охшаштур, халас» яки «Явайи ешәкниң тәхийи туғулуп инсанға айланғичә, надан бир адәм дана болур». Бу сөз бәлким әшу дәвирдики бир мақал болса керәк.
■11:12 Аюп 5:8; 22:21; Топ. 3:18
■11:17 Зәб. 36:6; 91:15; 111:4; ; Пәнд. 4:18
□11:19 «... Әксичә нурғунлиған кишиләр сениң һиммитиңни издәп келиду» — мошу гәпниң әҗайип йери шуки, ахирда Зофарниң өзи Аюпниң һиммитигә һаҗәтмән болиду (42-бап).
■11:19 Лав. 26:6; Зәб. 3:6-7; 4:9; Пәнд. 3:24
□11:20 «Уларниң үмүти нәпәси тохташтин ибарәт болиду, халас» — Зофарниң бу сөзи Аюпқа қаритилған һеч қандақ һесдашлиқ болмиған бир агаһландуруш болуп: «Мундақ кетивәрсәң, сәндә пәқәт нәпәсиңни тохтитиштин башқа үмүт қалмайду» дегәнлик.