19
Һәр хил бәлгүлимиләр вә һөкүмләр
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Сән Исраилларниң пүткүл җамаитигә сөз қилип уларға мундақ дегин: — «Мән Худайиңлар Пәрвәрдигар муқәддәс болғачқа, силәрму муқәддәс болушуңлар керәк. Лав. 11:44; 20:7,26; 1Пет. 1:16
Силәр һәр бириңлар анаңлар билән атаңларни иззәтләңлар; Мениң шабат күнлиримни болса, уларни тутушуңлар керәк. Мән өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән. Мис. 20:12; 31:13; Лав. 26:2
Силәр әрзимәс бутларға таянмаңлар, өзүңлар үчүн қуйма бутларни ясимаңлар. Мән өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән. «әрзимәс бутлар» — ибраний тилида «әрзимәс илаһлар» дегән сөзләр билән ипадилиниду.   Мис. 34:17
Силәр Пәрвәрдигарға енақлиқ қурбанлиғини кәлтүрүшни халисаңлар, қобул қилинғидәк йол билән уни сунуңлар. Силәр уни сунған күни вә әтиси у йейилсун; үчинчи күнигә қалғини болса отта көйдүрүлсун. Лав. 7:16 Әгәр униңдин бир қисми үчинчи күни йейилсә қурбанлиқ һарам һесаплинип қобул қилинмайду. Кимки униңдин йесә өз гунайини өз үстигә алиду, чүнки у Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилинған нәрсини напак қилди; ундақ киши өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
 
Силәр зиминиңлардики һосулни жиғсаңлар, сән етизиңниң булуң-пушқақлириғичә тамам жиғивалма вә һосулуңдин қалған васаңни теривалмиғин. Лав. 23:22; Қан. 24:19 10 Үзүм таллириңни пасаңдиватма вә үзүм таллиридин чүшкән үзүмләрниму теривалма, бәлки буларни кәмбәғәлләр билән мусапирларға қойғин. Мән Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
 
11 Силәр оғрилиқ қилмаңлар, алдамчилиқ қилмаңлар, бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар. Мис. 20:15
12 Мениң намим билән ялған қәсәм ичмәңлар, ундақ қилсаң Худайиңниң намини булғайсән. Мән Пәрвәрдигардурмән. Мис. 20:7; Қан. 5:11
13 Өз хошнаңға зулум қилма, униңкини өзүңниң қиливалма.
Мәдикарниң һәққини кечичә йениңда қондуруп қалма. Қан. 24:14; Яқ. 5:4
14 Гас кишини тиллима, кор кишиниң алдида путлишаңғу нәрсини қойма; бәлки өз Худайиңдин қорққин. Мән Пәрвәрдигардурмән.
15 Һөкүм қилғиниңларда һеч наһәқлиқ қилмаңлар; намратқиму ян басмай, байғиму йүз-хатирә қилмай, бәлки адиллиқ билән өз хошнаң үстидин тоғра һөкүм қилғин. Қан. 1:17; 16:19; Пәнд. 24:23
16 Өз хәлқиңниң арисида гәп тошуғучи болуп жүрмә; хошнаңниң җениға һеч қандақ зиян-зәхмәт йәткүзмә. Мән Пәрвәрдигардурмән. Мис. 23:1
17 Сән көңлүңдә өз қериндишиңдин нәпрәтләнмигин; хошнаңда гуна болса сән униң сәвәвидин бешиңға гуна келип қалмаслиғи үчүн униңға тәнбиһ-несиһәт бәргин. Мат. 18:15; Луқа 17:3; 1Юһа. 2:9,11; 3:15
18 Сән интиқам алмиғин вә өз хәлқиңниң нәслигә һеч адавәтму сақлимиғин, бәлки хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин. Мән Пәрвәрдигардурмән. Мат. 5:39,43,44; 22:39; Луқа 6:27; Рим. 12:19; 13:9; 1Кор. 6:7; Гал. 5:14; 1Тес. 5:15; 1Пет. 3:9; Яқ. 2:8
19 Силәр Мениң қанун-бәлгүлимилиримни тутуңлар. Сән өз чарпайлириңни башқа нәсилләр билән чепиштурма, етизиңға икки хил уруқ салмиғин, икки хил жиптин тоқолған кийимни киймә. Қан. 22:9,11
20 Әгәр бир әр киши қиз-чокан билән йетип мунасивәт өткүзсә, вә у башқа бири билән вәдиләшкән дедәк болса, бу дедәкниң һөрлүк пули тапшурулмиған болса, яки униңға һөрлүк берилмигән болса, мувапиқ җаза берилсун. Лекин қиз-чокан һөр қилинмиғачқа, һәр иккиси өлтүрүлмисун. «мувапиқ җаза берилсун» — бәлким әр киши дедәкниң егисигә яки униң билән вәдиләшкән кишигә җәриманә төлиши керәк. 21 Әр киши болса өзиниң итаәтсизлик қурбанлиғини җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдиға, Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрсун; итаәтсизлик қурбанлиғи бир қочқар болсун. 22 Каһин у итаәтсизлик қурбанлиғи үчүн кәлтүргән қочқарни елип униң садир қилған гунайи үчүн Пәрвәрдигарниң алдида кафарәт кәлтүриду; униң қилған гунайи униңдин кәчүрүлиду.
23 Силәр зиминға кирип һәр хил йәйдиған мевилик дәрәқләрни тиккән болсаңлар, мевилирини «хәтнисиз» дәп қараңлар; үч жилғичә буни «хәтнисиз» дәп қарап униңдин йемәңлар. 24 Төртинчи жили уларниң һәммә мевилири Пәрвәрдигарға мәдһийә сүпитидә муқәддәс қилип беғишлансун. 25 Андин бәшинчи жилдин тартип силәр уларниң мевилиридин йейишкә башлаңлар. Шундақ қилсаңлар зимин мәһсулатлирини силәргә зиядә қилиду. Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
26 Силәр қан чиқмиған нәрсини йемәңлар. Нә палчилиқ нә җадугәрлик қилмаңлар. «Силәр қан чиқмиған нәрсини йемәңлар» — қан йейиш әпсунчилик-җадугәрликниң айрилмас бир қисми болатти.
27 Силәр бешиңларниң чекә-чөрисидики чачни чүшүрүп дүгиләк қиливалмаңлар, сақалниң уч-янлирини бузмаңлар. Лав. 21:5
 
28 Силәр өлгәнләр үчүн бәдиниңларни зәхим йәткүзүп тилмаңлар, өзүңларға һеч қандақ гүл-сүрәт чәкмәңлар. Мән Пәрвәрдигардурмән. Қан. 14:1
29  Сән қизиңни бузуқлуқ-паһишиликкә селип напак қилмиғин. Болмиса, зиминдикиләр бузуқлуқ-паһишиликкә берилип, пүткүл зиминни әйш-ишрәт қаплап кетиду.
30 Силәр Мениң шабат күнлиримни тутуңлар, Мениң муқәддәс җайимни һөрмәтләңлар. Мән Пәрвәрдигардурмән.
31 Җинкәшләр билән сеһиргәрләргә таянмаңлар, уларниң кәйнидин жүрүп өзүңларни напак қилмаңлар. Мән өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән. Лав. 20:6
32 Ақ баш кишиниң алдида орнуңдин тур, қериларни һөрмәт қилғин; Худайиңдин қорққин. Мән Пәрвәрдигардурмән.
33 Бир мусапир зиминда араңларда туруватқан болса силәр униңға зулум қилмаңлар, Мис. 22:21 34 бәлки араңларда туруватқан мусапир силәргә йәрлик кишидәк болсун; уни өзүңни сөйгәндәк сөйгин; чүнки силәрму Мисир зиминида мусапир болғансиләр. Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
35 Силәрниң һөкүм чиқиришиңларда, узунлуқ, еғирлиқ вә һәҗим өлчәштә һеч қандақ наһәқлик болмисун; 36 силәрдә адил тараза, адил тараза ташлири, адил әфаһ кәмчини билән адил һин кәмчини болсун. Мән силәрни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән. «бир әфаһ» — тәхминән 2 күрә яки 22 литр. «бир һин» — тәхминән 3.6 литр.   Пәнд. 11:1; 16:11; 20:10
37 Силәр Мениң барлиқ қанун-бәлгүлимилирим вә барлиқ һөкүмлиримни тутуп, уларға әмәл қилиңлар; мән Пәрвәрдигардурмән.
 
 

19:2 Лав. 11:44; 20:7,26; 1Пет. 1:16

19:3 Мис. 20:12; 31:13; Лав. 26:2

19:4 «әрзимәс бутлар» — ибраний тилида «әрзимәс илаһлар» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

19:4 Мис. 34:17

19:6 Лав. 7:16

19:9 Лав. 23:22; Қан. 24:19

19:11 Мис. 20:15

19:12 Мис. 20:7; Қан. 5:11

19:13 Қан. 24:14; Яқ. 5:4

19:15 Қан. 1:17; 16:19; Пәнд. 24:23

19:16 Мис. 23:1

19:17 Мат. 18:15; Луқа 17:3; 1Юһа. 2:9,11; 3:15

19:18 Мат. 5:39,43,44; 22:39; Луқа 6:27; Рим. 12:19; 13:9; 1Кор. 6:7; Гал. 5:14; 1Тес. 5:15; 1Пет. 3:9; Яқ. 2:8

19:19 Қан. 22:9,11

19:20 «мувапиқ җаза берилсун» — бәлким әр киши дедәкниң егисигә яки униң билән вәдиләшкән кишигә җәриманә төлиши керәк.

19:26 «Силәр қан чиқмиған нәрсини йемәңлар» — қан йейиш әпсунчилик-җадугәрликниң айрилмас бир қисми болатти.

19:27 Лав. 21:5

19:28 Қан. 14:1

19:31 Лав. 20:6

19:33 Мис. 22:21

19:36 «бир әфаһ» — тәхминән 2 күрә яки 22 литр. «бир һин» — тәхминән 3.6 литр.

19:36 Пәнд. 11:1; 16:11; 20:10