■1:2 Рос. 16:1; 1Кор. 4:17; Гал. 1:3; 1Тес. 3:2; 1Пет. 1:2.
□1:4 «айиғи йоқ нәсәбнамиләр» — Йәһудий хәлки һәрдайим өзиниң Тәвраттики улуқ бир «роһий әрбаб»ниң мәлум бир әвлади, Грекләр болса өзиниң мәлум бир «илаһий адәм»ниң әвлади екәнлигини испатлимақчи еди. «Булар Худаниң етиқат арқилиқла әмәлгә ашурулидиған Өз өйигә болған планини илгири сүрмәйду» — «(Худаниң)... Өз өйигә болған (ниҗатлиқ) плани» грек тилида «Худаниң өйидики қанун-орунлаштурушлири» дегән ибарә билән ипадилиниду.
■1:4 1Тим. 4:7; 6:4, 20; 2Тим. 2:16; Тит. 1:14; 3:9.
□1:8 «әгәр кишиләр Тәврат қанунини әйни муддиасида қолланса, у пайдилиқтур» — «әйни муддиасида» грек тилида «қанунлуқ йолда қолланса».
□1:10 «Тәврат қануни... сағлам тәлимләргә зит болған башқа һәр қандақ қилмишларда болғанлар үчүн түзүлгән» — «сағлам тәлим» — бу Павлусниң көп ишлитидиған ибариси. Худадин кәлгән тәлим уни қобул қилғанларда сағлам роһий һаятни һасил қилиду вә қувәтләйду.
□1:11 «бу тәлимләр тәшәккүр-мубарәккә лайиқ болғучи Худаниң маңа аманәт қилған шан-шәривини аян қилған хуш хәвәргә асасланған» — «бу тәлимләр» («сағлам тәлим») Тәврат қануниниң һәқиқий әһмийитини, униң «өз муддиасида қоллинидиған» яки «қанунлуқ йолда қоллинилидиған» мәзмунини өз ичигә алиду (8-айәт).
□1:13 «У мени тайинлиди! — бурун күпүрлүк вә зиянкәшлик қилғучи, залим бир адәм болсамму...» — «күпүрлүк қилғучи» — униң күпүрлүги беваситә Худаға қаритилған әмәс (чүнки у «ихласмән Йәһудий» еди), бәлки Худа әвәткән Қутқузғучи Мәсиһгә вә Униңға әгәшкәнләргә қаритилған. «Зиянкәшлик қилғучи» — Мәсиһгә әгәшкәнләргә зиянкәшлик қилғучи. «чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә етиқатсизлиқтин қилған едим» — «етиқатсизлиқ» Худаниң Әйса Мәсиһдә болған ниҗат йолиға болған етиқатсизлиқтур.
■1:13 Юһ. 9:39,41; Рос. 3:17; 8:3; 9:1; 22:4; 26:9; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13.
□1:15-16 «Мошу сөз ишәшлик вә һәр адәм уни қобул қилиши тегишликтур — «Мәсиһ Әйса гунакарларни қутқузуш үчүн дунияға кәлди!». Мән гунакарлар ичидики әң әшәддийисидурмән! Лекин дәл шу сәвәптин Мәсиһ Әйсаниң әң әшәддий гунакар болған мени, кейин Өзигә етиқат қилип, мәңгүлүк һаятқа еришидиғанларға мисал қилип мәндә Өзиниң барлиқ сәвир-тақитини аян қилиши үчүн, маңа рәһим-шәпқәт көрситилгәндур» — бу зор әһмийәтлик айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■1:15-16 Мат. 9:13; Мар. 2:17; Луқа 5:32; 19:10; 1Юһа. 3:5.
□1:17 «мәңгүлүк Падишаһ» — грек тилида «барлиқ заманларниң Падишаси». «бирдин-бир Худаға әбәдил-әбәткичә ... шан-шәрәп болғай!» — бәзи кона көчүрмиләрдә «бирдин-бир дана Худаға әбәдил-әбәткичә ... шан-шәрәп болғай!» дейилиду.
□1:18-19 «бу вәһийләрни қурал қилип, етиқатта вә пак виҗданиңда чиң туруп, гөзәл уруш қилғайсән» — «гөзәл уруш қилғайсән» — әт егилири билән әмәс, әлвәттә, роһий күрәштур. Кейинки 6:12-айәттә тилға елинған «гөзәл күрәш»ни вә у тоғрисидики «қошумчә сөз»ни көрүң.
■1:18-19 1Тим. 6:12; 1Тим. 3:9.
□1:20 «Уларни күпүрлүк қилмаслиқни үгәнсун дәп, Шәйтанниң илкигә тапшурдум» — «Шәйтанниң илкигә тапшурулуш» болса, етиқат йолидин хеләла чәтнигән кишиләрни өз гуналирини тонусун дәп, җамаәт ишләтсә болидиған еғир бир тәдбирдур. Униңда шундақ кишиләр җамаәттики барди-кәлдидин чиқирилипла қалмай, бәлким кесәл болуп қелиши яки балаю-апәткә учриши мүмкин. Бу иш тоғрилиқ йәнә «1Кор.» 5-бап, изаһатлири вә шу мәктуптики «қошумчә сөз»ни көрүң.
■1:20 1Кор. 5:5; 2Тим. 2:17; 4:14.