Йәнә «қоюп бериш» тоғрисидики бир йәкүн үчүн «1Кор.»дики «қошумчә сөз»ниму (7-бап тоғрилиқ) көрүң. ■ Қан. 24:1, 3; Йәр. 3:1; Мат. 5:31.
Йәнә «қоюп бериш» («талақ қилиш») тоғрисидики бир йәкүн үчүн «1Кор.»дики «қошумчә сөз»ниму (7-бап тоғрилиқ) көрүң.
«Әйсаниң униңға қарап муһәббити қозғалди» дегән сөзигә қариғанда, мүмкинчилиги барки, мәңгүлүк һаятни издигән яш бай жигит дәл Маркусниң өзи еди. Бу жигит Маркус болмиса, «Әйсаниң муһәббити» тоғрилиқ қандақму хәвәр тапалайду? ■ Мат. 6:19; Луқа 12:33; 1Тим. 6:17.
□10:2 «қилтаққа чүшүрүш мәхситидә» — әслидә Йәһя пәйғәмбәр Һерод падишаға «талақ қилсаң болмайду» дәп тәнбиһ берип, униң чишиға тегип өлтүрүлгән еди. Шүбһисизки, Пәрсийләрниң мәхсәтлириниң бири: — Әйсаму «талақ қилишқа болмайду» десә, Һерод падиша уни Йәһяға охшаш өлтүрүветәтти.
□10:4 «Муса пәйғәмбәр кишиниң аялини бир парчә талақ хети йезипла талақ қилишиға рухсәт қилған» — мошу әмирниң тоғриси «Қан.» 24:1дә тепилиду. Йәнә «қоюп бериш» тоғрисидики бир йәкүн үчүн «1Кор.»дики «қошумчә сөз»ниму (7-бап тоғрилиқ) көрүң.
■10:4 Қан. 24:1, 3; Йәр. 3:1; Мат. 5:31.
■10:6 Яр. 1:27, 2:24, 5:2; Мат. 19:4.
■10:7 Яр. 2:24; 1Кор. 6:16; Әф. 5:31.
□10:8 «шу сәвәптин әр киши ата-анисидин айрилиду, аяли билән бирлишип иккилиси бир тән болиду» — «Яр.» 2:24.
■10:11 Мат. 5:32; 19:9; Луқа 16:18; 1Кор. 7:10.
□10:12 «Аял .... ерини қоюветип... » — Йәһудий җәмийитидә бу интайин аз көрүлидиған әһвал. Лекин Йәһудий әмәсләр арисида дайим йүз берәтти. Шуңа шүбһисизки, Мәсиһниң мошу йәрдә көздә тутқини Йәһудий әмәсләрниму өз ичигә алиду. Йәнә «қоюп бериш» («талақ қилиш») тоғрисидики бир йәкүн үчүн «1Кор.»дики «қошумчә сөз»ниму (7-бап тоғрилиқ) көрүң.
■10:13 Мат. 19:13; Луқа 18:15.
□10:14 «Худаниң падишалиғи дәл мошундақларға тәвәдур» — яки «Худаниң падишалиғи дәл мошундақлардин тәркиб тапқандур».
■10:14 Мат. 18:3; 19:14; 1Кор. 14:20; 1Пет. 2:2.
□10:16 «Шуниң билән у балиларни қучиғиға елип, уларға қоллирини тәккүзүп бәхит тилиди» — бу айәттики грек тилиға қариғанда, мүмкинчилиги барки, у бир-бирләп қучағлап, балиларға айрим-айрим бәхит тилиди.
■10:17 Мат. 19:16; Луқа 18:18.
□10:19 «Зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, хиянәт қилма, ата-анаңни һөрмәт қил» — мошу әмирләр «Мис.» 20:12-16, «Қан.» 5:16-20 вә 24:14дә тепилиду.
■10:19 Мис. 20:12-16; 21:12; Қан. 5:16-20; Қан. 24:14; Рим. 13:9.
□10:21 «...Андин келип крестни көтирип маңа әгәшкин!» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә «крест көтирип» дегән сөз тепилмайду. «Крест көтириш» дегән уқум тоғрисида «Мат.» 10:38дики изаһат вә башқа изаһатларни көрүң. «Әйсаниң униңға қарап муһәббити қозғалди» дегән сөзигә қариғанда, мүмкинчилиги барки, мәңгүлүк һаятни издигән яш бай жигит дәл Маркусниң өзи еди. Бу жигит Маркус болмиса, «Әйсаниң муһәббити» тоғрилиқ қандақму хәвәр тапалайду?
■10:21 Мат. 6:19; Луқа 12:33; 1Тим. 6:17.
■10:23 Пәнд. 11:28; Мат. 19:23; Луқа 18:24.
□10:24 «мал-мүлүккә таянғанлар үчүн Худаниң падишалиғиға кириш немидегән тәс-һә!» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә «мал-мүлүкләргә таянғанлар үчүн» дегән сөз тепилмайду.
□10:27 «чүнки Худаға нисбәтән һәммә иш мүмкин болиду» — грек тилида: «чүнки Худа билән һәммә иш мүмкин болиду».
■10:27 Аюп 42:2; Йәр. 32:17; Зәк. 8:6; Луқа 1:37.
■10:28 Мат. 4:20; 19:27; Луқа 5:11; 18:28.
■10:31 Мат. 19:30; 20:16; Луқа 13:30.
□10:32 «мухлислири» —Мошу йәрдә грек тилида «улар» билән билдүрүлиду. «Мухлислири бәк һәйран еди һәмдә униңға әгәшкәнләрму қорқунуч ичидә кетивататти» — уларниң һәйран қелиш яки қорқунучта болушниң сәвәви: (1) у адәттикидәк улар билән биллә маңмай, бәлким намәлум сәвәптин алдида ялғуз маңатти; (2) у хәтәр йүз бериш мүмкинчилиги болған шу шәһәргә алдирап кетиватиду.
■10:32 Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 8:31; 9:31; Луқа 9:22; 18:31; 24:7.
□10:34 «улар болса уни мәсқирә қилип, қамчилап...» — Рим империйәсидә җаза қамчилири бир нәччә тасмилиқ болуп, һәр бир тасмиға қоғушун вә устихан парчилири бағланған болиду. Қамчилиған вақтида җазаланғучи ялаңачлинип, йәргә тизландурулуп, икки йенида турған ләшкәр уни қамчилайтти. Җазаланғучи бәзи вақитларда һәтта мошу қамчилаштин өләтти.
□10:38 «Мән ичидиған қәдәһни ичәләмсиләр?» — бу айәттики «қәдәһ» дегән сөз, Әйсаниң тартидиған азап-оқубити вә кресттики өлүмини көздә тутиду. «Мән қобул қилидиған чөмүлдүрүшни силәрму қобул қилаламсиләр?» — Мәсиһ көрсәткән бу «чөмүлдүрүш» шүбһисизки, өз өлүмидур. «Әфәсуслуқларға»дики «қошумчә сөз»имиздә язған «чөмүлдүрүш» тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң.
■10:38 Мат. 20:22; Луқа 12:49,50.
□10:42 «ят әлләр үстидики һөкүмран дәп һесапланғанлар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип һакимийәт жүргүзиду, вә һоқуқдарлири уларни ғоҗайинларчә идарә қилиду» — «ят әлләр» мошу сөз адәттә Йәһудий әмәсләрни көрситиду. Лекин мошу йәрдә етиқатсиз, Худани тонумайдиған дуниядики әлләрни тәкитләйду.
■10:42 Мат. 20:25; Луқа 22:25.
□10:45 «Инсаноғлиму... җенимни пида қилиш бәдилигә нурғун адәмләрни һөрлүккә чиқирай дәп кәлди» — немидин «азат қилиш»? — гунадин азат қилиштур.
■10:45 Юһ. 13:14; Әф. 1:7; Фил. 2:7; Кол. 1:14; 1Тим. 2:6; Тит. 2:14.
□10:46 «Тимайниң Бартимай исимлиқ қариғу оғли» — «қариғу» грек тилида «һелиқи қариғу» дейилиду — демәк, Бартимай җамаәтләр ичидә көп адәмләргә тонуш еди.
■10:46 Мат. 20:29; Луқа 18:35.
□10:47 «и Давутниң оғли Әйса...!» — Тәвраттики пәйғәмбәрләрниң бешарәтлик язмилири бойичә Мәсиһ Давут падишаниң әвлатлиридин болуши керәк еди. Шуңа «Давутниң оғли» Мәсиһниң йәнә бир атилиши еди.
□10:51 «И егәм, қайта көридиған болсамиди!» — «егәм» мошу йәрдә грек тилида интайин чоңқур һөрмәтни ипадиләйдиған «Раббони» дегән сөз билән ипадилиниду.