Ибраний тилида «улуқ» билән «еғир» бир сөз болғачқа, бу айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси бар: «Еғир ишларни ойлинип сүрүштүрүшниң өзи еғир иштур». Йәнә башқа бир нәччә хил тәрҗимилири бар, җүмлидин «Өз улуқлуғини издәш улуқ иш әмәс».
■25:5 Пәнд. 20:8, 28
□25:7 «Орнуңни өзүңдин жуқури җанабқа...» — ибраний тилида «Өз көзүң көргән җанабқа...».
□25:13 «Худди орма вақтидики томузда ичкән қар сүйидәк» — ибраний тилида: «Худди орма вақтидики қарниң салқинидәк» дейилиду.
■25:18 Зәб. 10:2; 56:5; 58:8; 119:4; Пәнд. 12:18
□25:20 «(хам) суда үстигә аччиқ су қуюш» — суда үстигә аччиқ су қуюлса, интайин аччиқ бир һид чиқиду, шуңа мәнаси: — «яриға туз сәпкәндәк» дегәндәк.
□25:21 «Дүшминиң...» — ибраний тилида «Саңа өч болғанниң...».
■25:21 Мис. 23:4, 5; Рим. 12:20
□25:22 «(дүшмәнниң) бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән» — буниң мәнаси: «уни қаттиқ уялдурисән». Бу ибарә Мисирдики кона бир адәтни көрситиду. Кишиләр товва қилғанлиғини билдүрүш үчүн бешида бир сивәт чоғни көтирип маңиду. Шуңа «Униң бешиға көмүр чоғини топлап салисән» дегини, униң товва қилишиға ярдәм берәләйсән» «виҗданини ойғитисән» дегәнликтур.
□25:24 «Соқушқақ хотун билән азатә өйдә биллә турғандин көрә,...» — яки «Соқушқақ хотун билән азатә өйдә олтарғандин көрә,...».
□25:27 «Бирақ улуқлуқни издәшниң өзи улуқ иштур» — бизниңчә бу айәттики «улуқлуқ» Худаниң улуқлуғини көрситиду. Ибраний тилида «улуқ» билән «еғир» бир сөз болғачқа, бу айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси бар: «Еғир ишларни ойлинип сүрүштүрүшниң өзи еғир иштур». Йәнә башқа бир нәччә хил тәрҗимилири бар, җүмлидин «Өз улуқлуғини издәш улуқ иш әмәс».
□25:28 «Өзини туталмайдиған киши» — «өзини туталмайдиған» дегән сөз ибраний тилида «өз роһини идарә қилалмайдиған» дәп ипадилиниду.