5
5-күй •••• Сәһәрдики үмүт
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, нәйләр билән оқулсун дәп, Давут язған күй: —
 
Мениң сөзлиримгә қулақ салғайсән, и Пәрвәрдигар,
Мениң аһлиримға көңүл бөлгәйсән.
Көтәргән пәрядлиримни аңла, мениң Падишасим, мениң Худайим,
Чүнки саңила дуа қилимән.
И Пәрвәрдигар, сәһәрдә Сән авазимни аңлайсән;
Мән сәһәрдә өзүмни Саңа қаритимән,
Жуқириға көз тикимән. «И Пәрвәрдигар, сәһәрдә Сән авазимни аңлайсән;...» — «сәһәрдә» дегән сөзгә қарап бәзи алимлар 3-, 4- һәм 5-күйләр, Давутниң Абшаломдин қечиш җәрянидики үч күн ичидики дуалири, дәп қарайду (3-күйдә «кәч» һәм «сәһәр» бар, 4-дә болса «кәч», 5-дә «сәһәр» бар).
Чүнки Сән рәзилликтин һозур алғучи илаһ әмәсдурсән;
Яманлиқ һәргиз Сән билән биллә турмайду.
Почи-тәкәббурлар көзүң алдида туралмайду;
Қәбиһлик қилғучиларниң һәммиси Саңа жиркиничликтур.
Ялған сөзлигүчиләрниң һәммисини һалак қилисән;
Пәрвәрдигар қанхор, алдамчи кишиләргә нәпрәт қилур.
Бирақ мән болсам, меһри-шәпқитиңниң кәңричилигидин өйүңгә киримән;
Саңа болған әймиништин муқәддәс ибадәтханаңға қарап сәҗдә қилимән;
Мени өч көргәнләр түпәйлидин Өз һәққанийлиғиң билән мени йетәклигәйсән, и Пәрвәрдигар;
Йолуңни алдимда түз қилғин.
10 Чүнки уларниң ағзида һеч қандақ сәмимийлик йоқтур;
Уларниң ички дунияси болса пасиқлиқтур,
Уларниң галлири ечилған қәбирдәк сесиқтур,
Улар тили билән хушамәт қиливатиду. Зәб. 11:1-3; 35:1-4; 51:4; 61:5; Рим. 3:13
11 Уларниң гунайини бекиткәйсән, и Худа;
Улар өз планлири билән өзлири моллақ атсун;
Уларни өзлириниң нурғунлиған итаәтсизликлири билән һайдап чиқарғайсән;
Чүнки улар Саңа асийлиқ қилди. Зәб. 7:15-16; 9:16-17; 34:7-8; 58:13
12 Шундақ қилғанда Саңа таянғанларниң һәммиси шатлиниду;
Улар мәңгү шатлиқ билән тәнтәнә қилиду;
Сән уларни қоғдайсән;
Сениң намиңни сөйгәнләр сениңдин яйрайду.
13 Чүнки Сән, и Пәрвәрдигар, һәққаний адәмгә бәхит ата қилисән;
Уни шапаитиң билән қалқан кәби орайсән.
 
 

5:4 «И Пәрвәрдигар, сәһәрдә Сән авазимни аңлайсән;...» — «сәһәрдә» дегән сөзгә қарап бәзи алимлар 3-, 4- һәм 5-күйләр, Давутниң Абшаломдин қечиш җәрянидики үч күн ичидики дуалири, дәп қарайду (3-күйдә «кәч» һәм «сәһәр» бар, 4-дә болса «кәч», 5-дә «сәһәр» бар).

5:10 Зәб. 11:1-3; 35:1-4; 51:4; 61:5; Рим. 3:13

5:11 Зәб. 7:15-16; 9:16-17; 34:7-8; 58:13