□14:1 «Етиқати аҗизларни қобул қилиңлар, лекин улар билән пикирдә талаш-тартиш қилмаңлар» — әйни заманда Әйса Мәсиһкә етиқат қилғучилар Йәһудийлардин һәм һәр хил ғәйрий динға әгәшкәнләрдин чиққан Йәһудий әмәсләр еди. Уларниң көп қисимлирида әслидә «Худани хурсән қилиш» үчүн йемәк-ичмәклик җәһәттә күчлүк қаидиләр бар еди. Лекин, хуш хәвәр билән йәткүзүлгән вәһийләр бойичә, Худа дуниядики барлиқ озуқлуқ нәрсиләрни яратқандин кейин, етиқатчилар уларни йейишкә болиду (мәсилән, «Мар.» 7:18-23ни көрүң). Бирақ бир қисим етиқатчилар бу йеңи әркинликни толуқ чүшәнмигән яки униңға ишәнмигән болса, кона адәтлири бойичә яшашни давам қилатти. Шуниң билән Павлус уларни «етиқати аҗизлар» дәп атиди. Қизиқ бир йери шуки, «етиқати аҗиз» адәмниң бәзи интайин күчлүк пикирлири болуши мүмкин!
□14:5 «Мәлум бириси мәлум бир күнни йәнә бир күндин үстүн көриду, йәнә бириси һәммә күнни охшаш дәп қарайду. Һәр ким өзиниң көзқаришиға толуқ ишәши болсун» — етиқатчиларниң бир қисми Йәһудий болуп, улар йәнила Тәвратта бәлгүләнгән, Йәһудийлар өткүзүп кәлгән һейт-байрамларни тутушқа, болупму «шабат күни» (дәм елиш күни, йәни шәнбә күни)ни тутушқа адәтләнгән, шундақла буларни бурунқидәк давамлаштуруш керәк, дәйтти.
■14:7 2Кор. 5:15; Гал. 2:20; 1Тес. 5:10; 1Пет. 4:2.
□14:10 «Чүнки һәммимиз Худаниң сорақ тәхти алдида туришимиз керәк болиду» — «сорақ тәхти» адәттә Рим империйәсидә һәр бир шәһәрниң чоң мәйданида болатти. Йәрлик әмәлдарлар муһим һөкүмләрни яки еланларни чиқириш үчүн униңда олтиратти. Худаниң «сорақ тәхти» яки «һөкүм чиқириш тәхти» алдида болидиған сорақ бәлким ишәнгүчиләрниң әмәллириниң үстидин һөкүм чиқириш үчүнла болиду («2Кор.» 5:10ни көрүң).
■14:10 Мат. 25:31; 2Кор. 5:10.
□14:11 «Пәрвәрдигар дәйдуки: — Өз һаятим билән қәсәм ичимәнки, Маңа барлиқ тизлар пүкүлиду, барлиқ тиллар Мени етирап қилип мәдһийә оқуйду» — «Йәш.» 45:23.
■14:11 Йәш. 45:23; 49:18; Фил. 2:10.
■14:12 Зәб. 61:13; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 1Кор. 3:8; 2Кор. 5:10; Гал. 6:5; Вәһ. 2:23; 22:12.
■14:13 1Кор. 10:32; 2Кор. 6:3.
■14:14 Мат. 15:11; Рос. 10:15; 1Кор. 8:4; 1Тим. 4:4.
□14:19 «Шуниң үчүн өзимизни енақлиқни илгири сүридиған вә бир-биримизниң етиқатини қуруп чиқидиған ишларға атайли» — «бир-биримизниң етиқатини қуруп чиқидиған» әйни текстә «бир-биримизни қуруп чиқидиған» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Бу муһим ибариниң мәнаси тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң.
□14:20 «бирақ бириси йегини билән етиқатида путлашса, у униңға яман һесаплиниду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бирақ бириси йесә вә шуңлашқа башқиларни (иман, виҗдан тәрипидә) путлаштурса, бу иш униңға яман болиду».
□14:21 «азапқа қойидиған яки уни аҗизлаштуридиған» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу сөзләр тепилмайду.