3
Оғул Муса пәйғәмбәрдин үстүн
Шундақ екән, әй муқәддәс қериндашлар, әрштин болған чақириққа ортақ несип болғанлар, өзимиз етирап қилған Расул вә Баш Қаһин, йәни Әйсаға көңүл қоюп қараңлар. Ибр. 4:14; 6:20; 8:1; 9:11. Худди Муса пәйғәмбәр Худаниң пүтүн аилисидә хизмәт қилғанда Худаға садиқ болғандәк, уму өзини тайинлап хизмәткә Қойғучиға садиқ болди. «Муса пәйғәмбәр Худаниң пүтүн аилисидә хизмәт қилғанда Худаға садиқ болғандәк...» — «Худаниң... аилиси» сөзмусөз тәрҗимиси «Худаниң ... өйи» болуп, Муса пәйғәмбәр заманида бу сөз арқилиқ Исраил хәлқи көздә тутулған еди. Әйса кәлгәндин кейин пүтүн етиқатчилар җамаити көздә тутулидиған болған.   Чөл. 12:7. Лекин өйни бәрпа қилғучи өзи бәрпа қилған өйдинму артуқ шөһрәткә сазавәр болғинидәк, Уму Мусадин артуқ шан-шәрәпкә лайиқтур. Чүнки һәммә өйниң бәрпа қилғучиси бардур; лекин пүтүн мәвҗудатниң бәрпа қилғучиси болса Худадур. 2Кор. 5:17,18; Әф. 2:10. Муса болса хизмәткар салаһийити билән Худаниң пүтүн аилисидә садиқлиқ билән кейинки ашкарилинидиған ишларға гувалиқ бериш хизмитини қилған. «Муса болса хизмәткар салаһийити билән Худаниң пүтүн аилисидә садиқлиқ билән кейинки ашкарилинидиған ишларға гувалиқ бериш хизмитини қилған» — Муса пәйғәмбәрниң (Худаниң аилиси ичидә болған) хизмити көп җәһәтләрдә Мәсиһ арқилиқ болидиған ниҗатни алдин-ала көрситишни өз ичигә алған. «Чөл.» 12:7ни көрүң.   Қан. 18:15,18. Лекин Мәсиһ болса Худаниң аилисигә Оғул салаһийити билән һөкүм сүриду; вә әгәр биз җасаритимиз вә үмүтүмиздин болған иптихарлиқни ахирғичә чиң тутсақ, дәрвәқә Худаниң әшу аилисигә тәвә болған болимиз. Рим. 5:2; 1Кор. 3:16; 6:19; 2Кор. 6:16; 1Пет. 2:5.
 
Зәбур, 95-күй — Етиқатсизлиқ һәққидә агаһландуруш
Шуңа, муқәддәс язмиларда Муқәддәс Роһниң дегинидәк,
Бүгүн, әгәр силәр Худаниң авазини аңлисаңлар, Зәб. 94:7; Ибр. 4:7.
Әйни чағларда Уни ғәзәпләндүрүп, чөл-баяванда Уни синиған күнидикидәк,
Жүригиңларни қаттиқ қилмаңлар! Мис. 17:2.
Мана шу йәрдә ата-бовилириңлар Мени синиди, испатлиди һәм Мениң қилғанлиримни қириқ жил көрүп кәлгән еди.
10 Мән шу дәвирдин бизар болуп: —
«Булар көңлидә дайим адашқанлар,
Мениң йоллиримни һеч билип йәтмигән.
11 Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: —
«Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дедим». «Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: — «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дедим» — «Зәб.» 94:7-11. «Мениң арамлиғим» — биринчидин Худа Исраилларға вәдә бәргән Қанаан (Пәләстин) зиминини көрситиду. Мисирдин чиқип чөл-баяванда қириқ жил сәрсан болуп жүргән бир әвлат Исраиллар итаәтсизлик қилип у зиминға кирмигән. Иккинчидин, шундақла әң муһими, «арамлиқ» болса, пәқәт зиминни әмәс, бәлки Худаниң панаһи, йетәкчилиги һәм шәпқити астида яшашни өз ичигә алиду (4-бапниму көрүң).   Чөл. 14:21-23; Қан. 1:34; Зәб. 94:7-11.
12 Әнди қериндашлар, һеч қайсиңларда яман нийәтлик вә етиқатсиз қәлб болмисун, шундақла униң мәңгү һаят Худадин йүз өрүмәслигигә көңүл бөлүңлар; 13 пәқәт «бүгүн»ла болидикән, һеч қайсиңлар гунаниң аздурушлири билән көңлүңларниң қаттиқлашмаслиғи үчүн һәр күни бир-бириңларни җекиләңлар. «пәқәт «бүгүн»ла болидикән, һеч қайсиңлар гунаниң аздурушлири билән көңлүңларниң қаттиқлашмаслиғи үчүн һәр күни бир-бириңларни җекиләңлар» — бу айәттики «бүгүн» жуқурида нәқил кәлтүрүлгән «Зәбур» 95-күйдики сөз, әлвәттә.
14 Дәсләптики хатирҗәмлигимизни ахирғичә чиң тутсақла, дәрвәқә Мәсиһ билән шерик болған болимиз.
15 Жуқирида ейтилғинидәк: —
«Бүгүн, әгәр силәр Худаниң авазини аңлисаңлар,
Әйни чағларда Уни ғәзәпләндүргән күнидикидәк,
Жүригиңларни қаттиқ қилмаңлар!» Ибр. 3:7.
 
16 (Әнди Униң авазини аңлап туруп, Уни ғәзәпләндүргәнләр кимләр еди? Муса пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә Мисирдин қутулуп чиққан әшу Исраилларниң һәммиси әмәсму? 17 У қириқ жил кимләргә ғәзәпләнди? Йәнила шу гуна өткүзүп, жиқилип җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму? «У қириқ жил кимләргә ғәзәпләнди? Йәнила шу гуна өткүзүп, жиқилип җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму?» — «Чөл.» 14:29, 32ни көрүң.   Чөл. 14:36; Зәб. 105:26; 1Кор. 10:10; Йәһ. 5. 18 Шундақла У кимләргә Өз арамлиғимға қәтъий кирмәйсиләр дәп қәсәм қилди? Өзигә итаәт қилмиғанларни әмәсму? Қан. 1:34. 19 Шуңа булардин көрүвалалаймизки, уларниң арамлиққа кирмәслиги етиқатсизлиғи түпәйлидин еди).
 
 

3:1 Ибр. 4:14; 6:20; 8:1; 9:11.

3:2 «Муса пәйғәмбәр Худаниң пүтүн аилисидә хизмәт қилғанда Худаға садиқ болғандәк...» — «Худаниң... аилиси» сөзмусөз тәрҗимиси «Худаниң ... өйи» болуп, Муса пәйғәмбәр заманида бу сөз арқилиқ Исраил хәлқи көздә тутулған еди. Әйса кәлгәндин кейин пүтүн етиқатчилар җамаити көздә тутулидиған болған.

3:2 Чөл. 12:7.

3:4 2Кор. 5:17,18; Әф. 2:10.

3:5 «Муса болса хизмәткар салаһийити билән Худаниң пүтүн аилисидә садиқлиқ билән кейинки ашкарилинидиған ишларға гувалиқ бериш хизмитини қилған» — Муса пәйғәмбәрниң (Худаниң аилиси ичидә болған) хизмити көп җәһәтләрдә Мәсиһ арқилиқ болидиған ниҗатни алдин-ала көрситишни өз ичигә алған. «Чөл.» 12:7ни көрүң.

3:5 Қан. 18:15,18.

3:6 Рим. 5:2; 1Кор. 3:16; 6:19; 2Кор. 6:16; 1Пет. 2:5.

3:7 Зәб. 94:7; Ибр. 4:7.

3:8 Мис. 17:2.

3:11 «Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: — «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дедим» — «Зәб.» 94:7-11. «Мениң арамлиғим» — биринчидин Худа Исраилларға вәдә бәргән Қанаан (Пәләстин) зиминини көрситиду. Мисирдин чиқип чөл-баяванда қириқ жил сәрсан болуп жүргән бир әвлат Исраиллар итаәтсизлик қилип у зиминға кирмигән. Иккинчидин, шундақла әң муһими, «арамлиқ» болса, пәқәт зиминни әмәс, бәлки Худаниң панаһи, йетәкчилиги һәм шәпқити астида яшашни өз ичигә алиду (4-бапниму көрүң).

3:11 Чөл. 14:21-23; Қан. 1:34; Зәб. 94:7-11.

3:13 «пәқәт «бүгүн»ла болидикән, һеч қайсиңлар гунаниң аздурушлири билән көңлүңларниң қаттиқлашмаслиғи үчүн һәр күни бир-бириңларни җекиләңлар» — бу айәттики «бүгүн» жуқурида нәқил кәлтүрүлгән «Зәбур» 95-күйдики сөз, әлвәттә.

3:15 Ибр. 3:7.

3:17 «У қириқ жил кимләргә ғәзәпләнди? Йәнила шу гуна өткүзүп, жиқилип җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму?» — «Чөл.» 14:29, 32ни көрүң.

3:17 Чөл. 14:36; Зәб. 105:26; 1Кор. 10:10; Йәһ. 5.

3:18 Қан. 1:34.