□6:1 «Силәрниң араңларда өз ара аразлиқ иш болса, уни муқәддәс бәндиләрниң бир тәрәп қилишиға тапшурмай, һәққанийсизларниң алдида дәвалишишқа петиналамсиләр?» — «петиналамсиләр?» — Худаниң бу ишларға қаратқан ғәзивигә йүзлинишкә петиналамсиләр?, демәк.
□6:3 «муқәддәс бәндилириниң дуния үстидин сорақ қилиши ... (2-айәт) ... Пәриштиләр үстидинму һөкүм чиқириши» — бу ишлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□6:4 «җамаәт арисида төвән дәп қаралғанларни уни һәл қилишқа салмамсиләр?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «уни һәл қилишқа җамаәттә һеч орни йоқларни саламсиләр?». Лекин 5-айәтниму көрүң.
■6:7 Пәнд. 20:22; Мат. 5:39; Рим. 12:17; 1Тес. 5:15; 1Пет. 3:9.
■6:9 Гал. 5:19; Әф. 5:5; Вәһ. 22:15.
■6:11 Әф. 2:2; Кол. 3:7; Тит. 3:3; Ибр. 10:22.
□6:12 «һәммә нәрсә маңа һалалдур» — бу сөз-ибарә бәлким Коринтлиқлар үчүн Инҗилдики йемәк-ичмәкләр тоғрилиқ болған тәлимләрниң бир қисқартилмиси болуши мүмкин. Бу һәқиқәткә йеқин болғини билән, Павлус һазир уларға йемәк-ичмәкләр тоғрилиқ башқа тәрәпләрдинму ойлаш керәк, дәп тәлим бәрмәкчи.
□6:13 «Йемәкликләр аш қазан үчүн, аш қазан болса йемәкликләр үчүндур» — башқичә ейтқанда: «йемәкликләр қосақни тойдуруш үчүн, қосақ болса йемәкликләрни сиңдүрүш үчүн». Коринтлиқлардин бәзилири бу гәпни башқа ишларға тәтбиқлап, «тенимизниң һәр қандақ еһтияҗлири яки арзу-һәвәслирини халиғанчә қандурувәрсәк болиду» дәп ойлайтти. Лекин, җинсий әхлақсизлиққа кәлсәк бу тоғра әмәс, әлвәттә. «Рәб тән үчүндур» — адәмни һәйран қиларлиқ бу баян тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□6:16 «әр-аял иккиси бир тән болиду» — бу Худаниң Адәм атимиз вә Һава анимиз тоғрилиқ болған сөзи («Яр.» 2:24); бу сөз һәр бир әр-аяллиқ мунасивәттә әмәлгә ашурулиду.
■6:16 Яр. 2:24; Мат. 19:5; Мар. 10:8; Әф. 5:31.
■6:17 Әз. 36:26-28; 1Кор. 12:13; Яр. 2:24
□6:18 «Инсанларниң һәр бир садир қилған гунайи өз тениниң сиртида болиду!» — бәзи алимлар, бу сөзләрни Павлусниң өзиниңки, дәп қарайду; амма башқа гуналиримиз (мәсилән, нәпсанийәтчилик, һарақкәшлик)му тенимизгә яман тәсир йәткүзмәмду? Йәткүзиду, әлвәттә. Шуңа бизниңчә бу сөзләрни Коринтлиқларниң өзлириниңки хата көзқариши дәп ойлаймиз; улар бу сөзни бузуқлуқ (вә башқа «җисманий» гуналарни) қилишқа банә қилатти. Павлус уни әндиликтә уларниң хата көзқарашлирини тоғрилимақчи болувататти.
□6:19 «Худа тәрипидин силәргә илтипат қилинған» — бизниңчә «силәргә илтипат қилинған» дегәнлик «Муқәддәс Роһ»ни көрситиду. Шундақму мүмкинчилик барки, у бу айәттики «силәрниң тениңлар» яки «ибадәтхана»ни көрситиду.
■6:19 1Кор. 3:16; 2Кор. 6:16; Әф. 2:21; Ибр. 3:6; 1Пет. 2:5.
■6:20 1Кор. 7:23; Гал. 3:13; Ибр. 9:12; 1Пет. 1:18.