19
Чеқилған козидин алған савақ
1 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Барғин, сапалчидин бир сапал козини алғин; андин әлниң ақсақаллиридин вә каһинларниң ақсақаллиридин бир нәччини апирип,
2 «Сапал парчилири» дәрвазисиға йеқин болған «Һинномниң оғлиниң җилғиси»ға берип шу йәрдә Мән саңа ейтидиған сөзләрни җакалиғин.
□ 3 Мундақ дегин: — Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Йәһуданиң падишалири вә Йерусалимдикиләр! Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән мошу йәргә балаю-апәтни чүшүримәнки, кимки уни аңлисила қулақлири зиңилдап кетиду.
■ 4 Чүнки бу хәлиқ Мәндин ваз кечип, бу йәрни Маңа «ят» қилған, униңда нә өзлири, нә ата-бовилири, нә Йәһуда падишалири һеч тонумиған башқа илаһларға хушбуй яққан; улар бу йәрни гунасизларниң қанлири билән толдурған.
■ 5 Улар Баалға өз балилирини көйдүрмә қурбанлиқлар сүпитидә көйдүрүш үчүн Баалниң «жуқури җайлар»ини қурған; Мән бундақ бир ишни һеч қачан буйруп бақмиған, һеч ейтмиған, у һәргиз оюмға кирип бақмиған.
6 Шуңа мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — бу йәр кәлгүсидә «Тофәт», яки «Һинномниң оғлиниң җилғиси» дәп аталмайду, бәлки «Қәтл җилғиси» дәп атилиду.
■ 7 Мән бу йәрдә Йәһуда һәм Йерусалимниң план-тәдбирлирини қуруқ қиливетимән; Мән уларни дүшмәнлириниң қиличи билән, йәни җанлирини издигүчиләрниң қолида жиқитимән; Мән җәсәтлирини асмандики учар-қанатларға вә йәр-зиминдики һайванатларға озуқ болушқа бериветимән.
■ 8 Мән бу шәһәрни дәһшәт басидиған һәм кишиләр уш-уш қилидиған объект қилимән; униңдин өтүватқанларниң һәммиси униң барлиқ яра-вабалири түпәйлидин дәһшәт бесип үшқиртиду.
9 Мән уларни дүшмәнлириниң һәм җанлирини издигүчиләрниң қаттиқ қистайдиған қоршавиниң бесими астида оғуллириниң гөшини һәм қизлириниң гөшини йәйдиған қилимән, уларниң һәр бири өз йеқининиң гөшини йәйду.
■ 10 Әнди сән өзүң билән биллә апарған һәмраһлириңниң көз алдида һелиқи козини чеқивәткин;
11 шундақ қилип уларға мундақ дегин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бириси сапалчиниң козисини қайтидин һеч ясалмиғидәк дәриҗидә чеқивәткинидәк Мәнму бу хәлиқ вә бу шәһәрни шундақ чеқиветимән. Улар җәсәтлирини Тофәттә көмиду, һәтта көмгидәк йәр қалмиғичә.
■ 12 Мән бу йәрни вә буниңда туруватқанларниму мошундақ қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — бу шәһәрни Тофәткә охшаш қилимән.
□ 13 Йерусалимдики өйләр вә Йәһуда падишалириниң өйлири, — йәни уларниң өгүзлиридә туруп асмандики барлиқ юлтуз-сәйяриләргә хушбуй яққан вә Мәндин башқа ят илаһларға «шарап һәдийә»ләрни төккән барлиқ өйлири худди Тофәт дегән җайдәк булғанған җайлар болиду.
■
14 Вә Йәрәмия Пәрвәрдигар уни бешарәт беришкә әвәткән Тофәттин қайтип келип, Пәрвәрдигарниң өйиниң һойлисиға кирип туруп барлиқ хәлиққә мундақ деди:
15 — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән бу шәһәр вә униң барлиқ шәһәрлиригә қарап ейтқан балаю-апәтниң һәммисини уларниң бешиға чүшүримән; чүнки улар бойнини қаттиқ қилип Мениң сөзлиримни һеч қачан аңлимиған.
■