«Һеродлар»ниң нәсәпнамиси
□22:11 «Падиша меһманлар билән көрүшкили киргәндә, у йәрдә зияпәт кийими киймигән бир кишини көрүпту» — бу сөзгә қариғанда шу вақитларда катта той зияпәтлиридә саһибхан өзи һәр бир меһманға алаһидә бир зияпәт кийими соғат қилатти. Ундақ кийимни кийишни рәт қилиш саһибханға интайин беһөрмәтлик болатти.
■22:13 Мат. 8:12; 13:42; 24:51; 25:30; Луқа 13:28.
■22:15 Мар. 12:13; Луқа 20:20.
□22:16 «Һерод падишаниң тәрәпдарлири» — Һерод падиша Рим империйәси тәрипидин тайинланған болуп, у Йәһудий болмиғачқа Йәһудийларниң көпинчиси униңға интайин өч еди. Шундақ болғини билән өз мәнпәитини көзләйдиған, уни қоллайдиған «Һерод тәрәпдарлири» бар еди. «Һеродлар» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□22:17 «Рим императори Қәйсәр...» — Римниң һәр бир императориға «Қәйсәр» дегән нам-унван берәләтти; мәсилән, Қәйсәр Авғустус, Қәйсәр юлиус, Қәйсәр Тибериус қатарлиқлар. «Рим императори Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?» — әйни вақитта, Йәһудийлар римлиқларниң зулми астида яшаватқан еди, әгәр Әйса: «Рим императориға баҗ тапшуруш тоғра» десә, бу гәптин азатлиқни истигән Йәһудийлар уни «Мана таза бир ялақчи, хаин екән» дәп тиллишатти. «Баҗ тапшурмаслиқ керәк» дегән болса, у Рим империйәсигә қарши чиққан болатти; андин улар уни Рим валийисиға әрз қилған болатти. Улар мошундақ соалларни сораш арқилиқ Әйсани гепидин тутувелип, римлиқларниң қолиға тапшуруп, униңға зиянкәшлик қилмақчи болушқан.
□22:21 «Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар» — Қәйсәргә Қәйсәрниң һәққи (униң сүрити чүшүрүлгән нәрсә)ни тапшуруңлар — демәк, баҗ төләш керәк. Амма қандақ нәрсә үстидә «Худаниң сүрити» бар? Инсан өзи «Худаниң сүрити» болғачқа, биз пүтүнимизни Худаға тапшуришимиз керәктур («Яр.» 1:26-27ни көрүң).
□22:23 ««Өлгәнләр тирилмәйду» дәйдиған Садуқийлар» — «Садуқийлар» тоғрилиқ 16:1дики изаһатни вә шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.
■22:23 Мар. 12:18; Луқа 20:27; Рос. 23:8.
□22:24 «Бир киши пәрзәнтсиз өлүп кәтсә, униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим» — «Қан.» 25:5.
□22:32 «Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқупларниң Худасидурмән!» — «Мис.» 3:6.
□22:37 «Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң билән сөйгин» — «Қан.» 6:5.
■22:37 Қан. 6:5; 10:12; 30:6; Луқа 10:27.
□22:39 «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — «Лав.» 19:18.
■22:39 Лав. 19:18; Мар. 12:31; Рим. 13:9; Гал. 5:14; Әф. 5:2; 1Тес. 4:9; Яқ. 2:8.
■22:41 Мар. 12:35; Луқа 20:41.
□22:43 «Давут уни Роһта «Рәббим» дәп атап...» — «Роһта» — Худаниң Муқәддәс Роһида.
□22:44 Давут «Пәрвәрдигар Мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни айиғиң астида дәссәткичә, оң йенимда олтарғин!» — дәйду» — «Зәб.» 109:1.
■22:44 Зәб. 109:1; Рос. 2:34; 1Кор. 15:25; Ибр. 1:13; 10:13.
□22:45 «Давут Мәсиһни шундақ «Рәббим» дәп атиған турса, әнди у қандақму Давутниң оғли болиду?» — демәк, Қутқузғучи-Мәсиһ падиша Давутниң әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Рәббим» дегән йәрдә Мәсиһ Давуттин улуқ болиду, һәм туғулуштин бурунла «Рәб» сүпитидә еди.