12
Рәзил иҗарикәшләр һәққидики тәмсил
Мат. 21:33-46; Луқа 20:9-19
Андин, у уларға тәмсилләр билән сөзләшкә башлиди:
— Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини читлапту; у бир шарап көлчиги қезипту вә бир күзәт мунарини ясапту. Андин у үзүмзарлиқни бағвәнләргә иҗаригә берип, өзи яқа жутқа кетипту. Зәб. 79:9-10; Йәш. 5:1; Йәр. 2:21; 12:10; Мат. 21:33; Луқа 20:9. Үзүм пәсли кәлгәндә, бағвәнләрдин үзүмзарлиқтики мевиләрдин тегишлигини әкелиш үчүн бир қулини уларниң йениға әвәтипту.
Лекин улар уни тутувелип думбалап, қуруқ қол қайтурупту. Ғоҗайин йәнә бир қулни уларниң йениға әвәтипту. Уни болса улар чалма-кесәк қилип, баш-көзини йерип, һақарәтләп қайтурупту. Ғоҗайин йәнә бирисини әвәтипту. Лекин уни улар өлтүрүпту. У йәнә тола қулларни әвәтипту, лекин улар бәзилирини думбалап, бәзилирини өлтүрүпту. Ғоҗайинниң йенида пәқәт униң сөйүмлүк бир оғлила қалғачқа, улар оғлумниғу һөрмәт қилар дәп, у уни әң ахири болуп бағвәнләрниң йениға әвәтипту. Лекин шу бағвәнләр өз ара: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни өлтүрүветәйли, шуниң билән мираси бизниңки болиду!» дейишипту. Яр. 37:18; Зәб. 2:8; Мат. 26:3; Юһ. 11:53 Шуңа улар уни тутуп өлтүрүп, үзүмзарлиқниң сиртиға ташливетипту. Әнди үзүмзарлиқниң ғоҗайини қандақ қилиду? У өзи келип бағвәнләрни өлтүриду вә үзүмзарлиқни башқиларға бериду. 10 Әнди силәр муқәддәс язмилардин муну айәтни оқуп бақмиғанмусиләр? —
«Тамчилар ташливәткән таш болса,
Буҗәк теши болуп тикләнди. «Тамчилар ташливәткән таш болса, бүҗәк теши болуп тикләнди» — «бүҗәк теши» болса һәр қандақ имарәтниң улидики әң муһим уюлташ болуп, һул селинғанда биринчи болуп қоюлидиған таштур. Йәһудий каттивашлар «роһий һаят»ниң бүҗәк теши болған Мәсиһни ташлишивәтмәкчи еди, вә дәрвәқә ташливәтти.   Зәб. 117:22-23; Йәш. 28:16; Мат. 21:42; Луқа 20:17; Рос. 4:11; Рим. 9:33; 1Пет. 2:6.
11 Бу иш Пәрвәрдигардиндур,
Көзимиз алдида карамәт бир иштур» «... Бу иш Пәрвәрдигардиндур, көзимиз алдида карамәт бир иштур» — толуқ бешарәт (10-11) «Зәб.» 117:22-23дә тепилиду.   Зәб. 117:22,23
 
12 Улар униң бу тәмсилни өзлиригә қаритип ейтқанлиғини чүшәнди; шуңа улар уни тутуш йолини издәшти; һалбуки, халайиқтин қорқушуп, уни ташлап кетип қалди.
 
«Қәйсәргә баҗ тапшурамдуқ?» дегән қилтақ
Мат. 22:15-22; Луқа 20:20-26
13 Шуниңдин кейин, улар бир нәччә Пәрисий вә Һеродниң тәрәпдарлирини уни өз сөзи билән қилтаққа чүшүрүш мәхситидә униң алдиға әвәтти. «Һерод падишаниң тәрәпдарлири» — Һерод падиша Рим империйәси тәрипидин тайинланған болуп, у Йәһудий болмиғачқа Йәһудийларниң көпинчиси униңға интайин өч еди. Шундақ болғини билән өз мәнпәитини көзләйдиған, уни қоллайдиған «Һерод тәрәпдарлири» бар еди.
«Һеродлар» тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.
   Мат. 22:15; Луқа 20:20. 14 Улар келип униңға: — Устаз, силини сәмимий адәм, адәмләргә қәтъий йүз-хатирә қилмайду, һеч кимгә ян басмайду, бәлки кишиләргә Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип келиватиду, дәп билимиз. Силичә, Рим императори Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ? «Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш...» — Римниң һәр бир императориға «Қәйсәр» дегән нам-унван бериләтти; мәсилән Қәйсәр Авғустус, Қәйсәр Юлиус, Қәйсәр Тибериус қатарлиқлар. «Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?» — әйни вақитта, Йәһудийлар римлиқларниң зулми астида яшаватқан еди. Әгәр Әйса: «Рим императориға баҗ тапшуруш тоғра» десә, бу гәптин азатлиқни истигән Йәһудийлар уни «Мана таза бир ялақчи, хаин екән» дәп тиллишатти. «Баҗ тапшурмаслиқ керәк» дегән болса, у Рим империйәсигә қарши чиққан болатти; андин улар уни Рим валийисиға әрз қилған болатти. Улар мошундақ соалларни сораш арқилиқ Әйсани гепидин тутувелип, римлиқларниң қолиға тапшуруп, униңға зиянкәшлик қилмақчи болушқан. 15 Зади баҗ тапшурамдуқ-тапшурмамдуқ? — дейишти.
Лекин у уларниң сахтипәзлигини билип уларға:
— Немишкә мени синимақчисиләр? Маңа бир «динар» пулни әкелиңлар, мән көрүп бақай, — деди. «Маңа бир «динар» пулни әкелиңлар, мән көрүп бақай» — «динар» яки «динариус» дегән Рим империйәсидики бир хил пул бирлиги болуп, үстигә Қәйсәрниң сүрити бесилған еди, әлвәттә. Бир «динариус» тәхминән бир адәмниң күнлүк һәққи болатти («Мат.» 20:2ни көрүң).
16 Улар пулни елип кәлди, у улардин:
— Буниң үстидики сүрәт вә нам-исим кимниң? — дәп сориди.
— Қәйсәрниң, — дейишти улар.
17 Әйса уларға җававән: — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди. Шуниң билән улар униңға интайин һәйран қелишти. «Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар» — демәк, «Қәйсәргә Қәйсәрниң һәққи (униң сүрити чүшүрүлгән нәрсә)ни тапшуруңлар» — Қәйсәргә баҗ төләш керәк. Амма қандақ нәрсә үстидә «Худаниң сүрити» бар? Инсан өзи «Худаниң сүрити» болуп, биз пүтүнимизни Худаға тапшуришимиз керәктур («Яр.» 1:26-27ни көрүң).   Мат. 17:25; 22:21; Рим. 13:7.
 
Тирилишкә мунасивәтлик мәсилә
Мат. 22:23-33; Луқа 20:27-40
18 Андин «Өлгәнләр тирилмәйду» дәйдиған Садуқийлар униң алдиға келип қистап соал қойди: «Садуқийлар» — бу мәзһәпдикиләр тоғрилиқ «Мат.» 16:1дики изаһатни вә «Тәбирләр»ни көрүң.   Мат. 22:23; Луқа 20:27; Рос. 23:8.
19 — Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта бизгә: «Бир киши өлүп кетип, аяли тул қелип, пәрзәнт көрмигән болса, униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим» дәп язған. «Бир киши өлүп кетип...» — грек тилида «бирсниң акиси яки укиси өлсә,...». «униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим» — «Қан.» 25:5.   Яр. 38:8; Қан. 25:5, 6. 20 Бурун йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйлинип пәрзәнт қалдурмайла өлди. 21 Иккинчи қериндиши йәңгисини әмригә елип, уму пәрзәнт көрмәй өлди. Үчинчисиниң әһвалиму униңкигә охшаш болди. 22 Шу тәриқидә йәттиси охшашла уни елип пәрзәнт көрмәй кәтти. Ахирда, у аялму аләмдин өтти. 23 Әнди тирилиш күнидә улар тирилгәндә, бу аял қайсисиниң аяли болиду? Чүнки йәттисиниң һәммиси уни хотунлуққа алған-дә! — дейишти.
24 Әйса уларға мундақ җавап бәрди:
— Силәр нә муқәддәс язмиларни нә Худаниң қудритини билмигәнлигиңлар сәвәвидин мошундақ азған әмәсмусиләр? 25 Чүнки өлүмдин тирилгәндә инсанлар өйләнмәйду, әргә тәгмәйду, бәлки әрштики пәриштиләргә охшаш болиду. Мат. 22:30; 1Юһа. 3:2.
26 Әнди өлгәнләрниң тирилиши мәсилиси һәққидә Тәвратта, йәни Мусаға чүшүрүлгән китаптики «тикәнлик» вақиәсидә, Худаниң униңға қандақ ейтқинини, йәни: «Мән Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худасидурмән!» дегинини оқумидиңларму? «Мән Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худасидурмән!» — «Мис.» 3:6.   Мис. 3:6,15; Мат. 22:31,32; Рос. 7:32; Ибр. 11:16. 27 У өлүкләрниң Худаси әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур! Шуңа силәр қаттиқ езип кәткәнсиләр! «У өлүкләрниң Худаси әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур!» — Әйсаниң бу сөзи тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
 
Әң муһим әмир
Мат. 22:34-40; Луқа 10:25-28
28 Уларға йеқин кәлгән, муназириләшкәнлирини аңлиған вә Әйсаниң уларға яхши җавап бәргәнлигини көргән бир Тәврат устази униңдин:
— Пүтүн әмирләрниң ичидә әң муһими қайси? — дәп сориди. Мат. 22:34; Луқа 10:25.
29 Әйса мундақ җавап бәрди:
— Әң муһим әмир шуки, «Аңлиғин, әй Исраил! Пәрвәрдигар Худайимиз болған Рәб бирдур. Қан. 4:35; 6:4-5; 10:12; Луқа 10:27. 30 Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң вә пүтүн күчүң билән сөйгин». Мана бу әң муһим әмир. 31 Униңға охшайдиған иккинчи әмир болса: — «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй». Хечқандақ әмир булардин үстүн турмайду. Лав. 19:18; Мат. 22:39; Рим. 13:9; Гал. 5:14; Яқ. 2:8.
32 Тәврат устази униңға: — Тоғра ейттиңиз, устаз, һәқиқәт бойичә сөзлидиңиз; чүнки У бирдур, Униңдин башқиси йоқтур; «Чүнки у бирдур, униңдин башқиси йоқтур» — «У» Худани көрситиду, әлвәттә. 33 инсанниң Уни пүтүн қәлби, пүтүн әқли, пүтүн җени вә пүтүн күчи билән сөйүши һәм хошнисиниму өзини сөйгәндәк сөйүши барлиқ көйдүрмә қурбанлиқлар һәм башқа қурбанлиқ-һәдийәләрдинму артуқтур.
34 Әйса униң ақиланилик билән җавап бәргинини көрүп:
— Сән Худаниң падишалиғидин жирақ әмәссән, — деди.
Шуниңдин кейин, һеч ким униңдин соал сорашқа петиналмиди. Қан. 4:35; 6:4-5; Йәш. 45:21
 
Қутқузғучи-Мәсиһ — Давутниң оғли һәм Рәбби
Мат. 22:41-46; Луқа 20:41-44
35 Ибадәтхана һойлилирида тәлим бәргәндә, Әйса буларға җававән мундақ соални оттуриға қойди:
Тәврат устазлириниң Мәсиһни «Давутниң оғли» дегинини қандақ чүшинисиләр? «буларға җававән мундақ соални оттуриға қойди» — грек тилида «мундақ җавап бәрди: —». «Давутниң оғли» — мошу йәрдә «Давутниң әвлади»ни көрситиду, әлвәттә.   Мат. 22:41; Луқа 20:41. 36 Чүнки Давут өзи Муқәддәс Роһта мундақ дегәнғу: —
«Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: —
«Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә,
Мениң оң йенимда олтарғин!». «Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә, мениң оң йенимда олтарғин!» — Зәб.» 109:1.   Зәб. 109:1; Рос. 2:34; 1Кор. 15:25; Ибр. 1:13; 10:13.
37 Давут Мәсиһни шундақ «Рәббим» дәп атиған турса, әнди Мәсиһ қандақму Давутниң оғли болиду?
У йәрдики топ-топ хәлиқ униң сөзини хурсәнлик билән аңлайтти. «Давут Мәсиһни шундақ «Рәббим» дәп атиған турса, әнди (Мәсиһ) қандақму Давутниң оғли болиду?» — демәк, Қутқузғучи-Мәсиһ падиша Давутниң әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Рәббим» дегән йәрдә Мәсиһ Давуттин улуқ болиду, һәм туғулуштин бурунла «Рәб» сүпитидә еди.
 
Әйсаниң Тәврат устазлирини әйиплиши
Мат. 23:1-36; Луқа 20:45-47
38 У уларға тәлим бәргинидә мундақ деди:
— Тәврат устазлиридин һошияр болуңлар. Улар узун тонларни кийивалған һалда керилип жүрүшкә, базарларда кишиләрниң уларға болған узун саламлириға, «Тәврат устазлири... базарларда кишиләрниң уларға болған узун саламлириға... амрақ келиду» — «узун» дегән сөз грекчә тексттә йоқ; тарих тәтқиқатлириға асасән уларға қилған «саламлар»ни интайин узун вә мурәккәп дәп билимиз.   Мат. 23:5, 6; Луқа 11:43; 20:46. 39 синагогларда алдинқи орунларда, зияпәтләрдә төрдә олтиришқа амрақ келиду. 40 Улар тул аялларниң барлиқ өй-бесатлирини йәвалиду вә көз-көз қилип ялғандин узундин-узун дуалар қилиду. Уларниң тартидиған җазаси техиму еғир болиду! Мат. 23:14; Луқа 20:47; 2Тим. 3:6; Тит. 1:11.
 
Тул аялниң сәдиқиси
Луқа 21:1-4
41 У ибадәтханидики сәдиқә сандуғиниң удулида олтирип, униңға пуллирини ташлаватқан халайиққа қарап туратти. Нурғун байлар униңға хелә көп пул ташлашти. «сәдиқә сандуғи» — грек тилида бу сөз адәттә «ғәзнә»ни көрситиду. Лекин мошу йәрдә ибадәтханидики ғәзнә үчүн сәдиқиләр жиғилидиған җай, бәлким чоң бир сандуқни көрсәтсә керәк.   2Пад. 12:10; Луқа 21:1. 42 Намрат бир тул аялму келип, тийинниң төрттин бири қиммитидики икки ләптонни ташлиди. «икки ләптон» — «ләптон» дегән бу пул «денариус»ниң 1/128и болуп, бир ишләмчиниң «алтә минут»луқ һәққигә тоғра келәтти.
 
43 У мухлислирини йениға чақирип, уларға мундақ деди:
— Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу намрат тул аялниң сәдиқә сандуғиға ташлиғини башқиларниң һәммисиниң ташлиғанлиридин көптур. 2Кор. 8:12. 44 Чүнки башқилар өзлириниң ешип ташқанлиридин сәдиқә қилди; лекин бу аял намрат турупму, өзиниң бар-йоқини — тирикчилик қилидиғининиң һәммисини сәдиқә қилип ташлиди.
 
 

12:1 Зәб. 79:9-10; Йәш. 5:1; Йәр. 2:21; 12:10; Мат. 21:33; Луқа 20:9.

12:7 Яр. 37:18; Зәб. 2:8; Мат. 26:3; Юһ. 11:53

12:10 «Тамчилар ташливәткән таш болса, бүҗәк теши болуп тикләнди» — «бүҗәк теши» болса һәр қандақ имарәтниң улидики әң муһим уюлташ болуп, һул селинғанда биринчи болуп қоюлидиған таштур. Йәһудий каттивашлар «роһий һаят»ниң бүҗәк теши болған Мәсиһни ташлишивәтмәкчи еди, вә дәрвәқә ташливәтти.

12:10 Зәб. 117:22-23; Йәш. 28:16; Мат. 21:42; Луқа 20:17; Рос. 4:11; Рим. 9:33; 1Пет. 2:6.

12:11 «... Бу иш Пәрвәрдигардиндур, көзимиз алдида карамәт бир иштур» — толуқ бешарәт (10-11) «Зәб.» 117:22-23дә тепилиду.

12:11 Зәб. 117:22,23

12:13 «Һерод падишаниң тәрәпдарлири» — Һерод падиша Рим империйәси тәрипидин тайинланған болуп, у Йәһудий болмиғачқа Йәһудийларниң көпинчиси униңға интайин өч еди. Шундақ болғини билән өз мәнпәитини көзләйдиған, уни қоллайдиған «Һерод тәрәпдарлири» бар еди. «Һеродлар» тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.

12:13 Мат. 22:15; Луқа 20:20.

12:14 «Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш...» — Римниң һәр бир императориға «Қәйсәр» дегән нам-унван бериләтти; мәсилән Қәйсәр Авғустус, Қәйсәр Юлиус, Қәйсәр Тибериус қатарлиқлар. «Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?» — әйни вақитта, Йәһудийлар римлиқларниң зулми астида яшаватқан еди. Әгәр Әйса: «Рим императориға баҗ тапшуруш тоғра» десә, бу гәптин азатлиқни истигән Йәһудийлар уни «Мана таза бир ялақчи, хаин екән» дәп тиллишатти. «Баҗ тапшурмаслиқ керәк» дегән болса, у Рим империйәсигә қарши чиққан болатти; андин улар уни Рим валийисиға әрз қилған болатти. Улар мошундақ соалларни сораш арқилиқ Әйсани гепидин тутувелип, римлиқларниң қолиға тапшуруп, униңға зиянкәшлик қилмақчи болушқан.

12:15 «Маңа бир «динар» пулни әкелиңлар, мән көрүп бақай» — «динар» яки «динариус» дегән Рим империйәсидики бир хил пул бирлиги болуп, үстигә Қәйсәрниң сүрити бесилған еди, әлвәттә. Бир «динариус» тәхминән бир адәмниң күнлүк һәққи болатти («Мат.» 20:2ни көрүң).

12:17 «Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар» — демәк, «Қәйсәргә Қәйсәрниң һәққи (униң сүрити чүшүрүлгән нәрсә)ни тапшуруңлар» — Қәйсәргә баҗ төләш керәк. Амма қандақ нәрсә үстидә «Худаниң сүрити» бар? Инсан өзи «Худаниң сүрити» болуп, биз пүтүнимизни Худаға тапшуришимиз керәктур («Яр.» 1:26-27ни көрүң).

12:17 Мат. 17:25; 22:21; Рим. 13:7.

12:18 «Садуқийлар» — бу мәзһәпдикиләр тоғрилиқ «Мат.» 16:1дики изаһатни вә «Тәбирләр»ни көрүң.

12:18 Мат. 22:23; Луқа 20:27; Рос. 23:8.

12:19 «Бир киши өлүп кетип...» — грек тилида «бирсниң акиси яки укиси өлсә,...». «униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим» — «Қан.» 25:5.

12:19 Яр. 38:8; Қан. 25:5, 6.

12:25 Мат. 22:30; 1Юһа. 3:2.

12:26 «Мән Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худасидурмән!» — «Мис.» 3:6.

12:26 Мис. 3:6,15; Мат. 22:31,32; Рос. 7:32; Ибр. 11:16.

12:27 «У өлүкләрниң Худаси әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур!» — Әйсаниң бу сөзи тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

12:28 Мат. 22:34; Луқа 10:25.

12:29 Қан. 4:35; 6:4-5; 10:12; Луқа 10:27.

12:31 Лав. 19:18; Мат. 22:39; Рим. 13:9; Гал. 5:14; Яқ. 2:8.

12:32 «Чүнки у бирдур, униңдин башқиси йоқтур» — «У» Худани көрситиду, әлвәттә.

12:34 Қан. 4:35; 6:4-5; Йәш. 45:21

12:35 «буларға җававән мундақ соални оттуриға қойди» — грек тилида «мундақ җавап бәрди: —». «Давутниң оғли» — мошу йәрдә «Давутниң әвлади»ни көрситиду, әлвәттә.

12:35 Мат. 22:41; Луқа 20:41.

12:36 «Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә, мениң оң йенимда олтарғин!» — Зәб.» 109:1.

12:36 Зәб. 109:1; Рос. 2:34; 1Кор. 15:25; Ибр. 1:13; 10:13.

12:37 «Давут Мәсиһни шундақ «Рәббим» дәп атиған турса, әнди (Мәсиһ) қандақму Давутниң оғли болиду?» — демәк, Қутқузғучи-Мәсиһ падиша Давутниң әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Рәббим» дегән йәрдә Мәсиһ Давуттин улуқ болиду, һәм туғулуштин бурунла «Рәб» сүпитидә еди.

12:38 «Тәврат устазлири... базарларда кишиләрниң уларға болған узун саламлириға... амрақ келиду» — «узун» дегән сөз грекчә тексттә йоқ; тарих тәтқиқатлириға асасән уларға қилған «саламлар»ни интайин узун вә мурәккәп дәп билимиз.

12:38 Мат. 23:5, 6; Луқа 11:43; 20:46.

12:40 Мат. 23:14; Луқа 20:47; 2Тим. 3:6; Тит. 1:11.

12:41 «сәдиқә сандуғи» — грек тилида бу сөз адәттә «ғәзнә»ни көрситиду. Лекин мошу йәрдә ибадәтханидики ғәзнә үчүн сәдиқиләр жиғилидиған җай, бәлким чоң бир сандуқни көрсәтсә керәк.

12:41 2Пад. 12:10; Луқа 21:1.

12:42 «икки ләптон» — «ләптон» дегән бу пул «денариус»ниң 1/128и болуп, бир ишләмчиниң «алтә минут»луқ һәққигә тоғра келәтти.

12:43 2Кор. 8:12.