■13:2 1Пад. 9:7, 8; Мик. 3:12; Луқа 19:44.
■13:5 Йәр. 29:8; Әф. 5:6; 2Тес. 2:2, 3; 1Юһа. 4:1.
□13:6 «Мана өзүм шудурмән» — «Мана өзүм Мәсиһдурмән» дегән мәнини билдүриду.
■13:6 Йәр. 14:14; 23:21.
□13:8 «бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду» — ибраний тилида (шундақла грек тилида) бу ибарә дуния бойичә кеңәйгән урушларни көрситиши мүмкин («Йәш.» 19:2, «2Тар.» 15:3-6дә бу турақлиқ ибарә тоғрилиқ мисаллар бар. «Мана бу ишларниң йүз бериши «туғутниң толғиғиниң башлиниши» болиду, халас» — Әйса Мәсиһ қайси ишниң «туғулиду»ғанлиғини беваситә демәйду. Төвәндики сөзлиригә қариғанда, буни йеңи дәвирниң туғулуши дәп қараймиз.
□13:9 «сот мәһкимилири» — грек тилида «санһедринлар». Йәһудийларниң мәһкимилирини вә бәлким башқа һәр хил сорақханиларни көрситиду.
■13:9 Мат. 10:17; 24:9; Луқа 21:12; Юһ. 15:19; 16:2; Вәһ. 2:10.
□13:10 «булардин авал хуш хәвәр пүткүл әлләргә җакалиниши керәк» — «авал» дегән сөзгә қариғанда, хуш хәвәрниң һәр җайға җакалиниши заманниң ахиридин авал, шундақла бәлким 9-айәттә ейтилған наһайити еғир зиянкәшликтин авал болуши мүмкин («Мат.» 24:14ни көрүң).
■13:11 Мат. 10:19; Луқа 12:11; 21:4.
■13:13 Мат. 10:22; 24:13; Луқа 21:19; Вәһ. 2:7,10.
□13:14 «Вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ» — буниң тоғрисида Тәврат «Дан.» 9:24-27ни вә у тоғрилиқ изаһатларни көрүң.
■13:14 Дан. 9:27; Мат. 24:15; Луқа 21:20,21; 2Тес. 2:4
□13:17 «у күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитиватқанларниң һалиға вай!» — ундақ кишиләргә қечиш әпсиз болиду, әлвәттә.
□13:18 «Қачидиған вақтиңларниң қишқа тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар» — Йәһудий диний әрбабларниң Тәврат қануниға болған чүшәнчисигә асасән, Йәһудийлар адәттә шабат (дәм елиш) күнидә шәһәр дәрвазиси вә дуканларни тақиши керәк. Бу күни сәпәр қилиш мәнъий қилинған болғачқа, Пәләстиндә турғанларға нисбәтән йемәклик сетивелиш вә башқа йәрләргә қечиш интайин қулайсиз болиду. «Қиш»та Йәһудийәдә дәрия-вадиларда су пат-пат тешип турғачқа, қиштиму қечиш интайин тәс болиду.
□13:20 «У Өз таллиғанлар үчүн» — грек тилида «У таллиған таллиғанлири үчүн» дегәнлик билән ипадилиниду — Худа Өзиниң таллиғанлириға бағлиған муһәббитини алаһидә тәкитләйду.
□13:21 ««Қараңлар, бу йәрдә Мәсиһ бар!» яки «қараңлар, у әнә у йәрдә!» десә, ишәнмәңлар» — «у» — Мәсиһни көрситиду.
■13:24 Йәш. 13:10; Әз. 32:7; Йо. 2:10,31; 3:15; Мат. 24:29; Луқа 21:25; Вәһ. 6:12.
□13:25 «юлтузлар асмандин төкүлүп чүшиду, асмандики күчләр ләрзигә келиду» — «Йәш.» 13:10, 34:4, «Йо.» 2:10ни көрүң. «Асмандики күчләр» бәлким барлиқ җин-шәйтанларни көрситиду; «ләрзигә келиду» бәлким уларниң күчтин қелишини көрситиду.
■13:25 Йәш. 13:10; 34:4.
□13:26 «Андин кишиләр инсаноғлиниң улуқ күч-қудрәт вә шан-шәрәп билән булутлар ичидә келиватқанлиғини көриду» — «Дан.» 7:13ни көрүң.
■13:26 Дан. 7:10; Мат. 16:27; 24:30; Мар. 14:62; Луқа 21:27; Рос. 1:11; 1Тес. 4:16; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.
□13:27 «дунияниң төрт тәрипидин» — грек тилида «төрт шамалдин» билән ипадилиниду.
■13:28 Мат. 24:32; Луқа 21:29.
□13:29 «мән бая дегәнлиримниң йүз бериватқанлиғини көргиниңларда, униң йеқинлап қалғанлиғини, һәтта ишик алдида туруватқанлиғини биливелиңлар» — бу тексттики «униң (йеқинлап қалғанлиғи)» яки инсаноғлиниң өзини, яки келидиған күнини, яки Худаниң падишалиғини көрситиду («Луқа» 21:31).
□13:30 «бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду» — әгәр тилға елинған аламәт Йерусалимниң вәйран болушиға (миладийә 70-жили) (13:2) қаритилған болса, ундақта «дәвир» дегән сөз тәбиийки (1) Әйсаниң дәвридә яшап өткән адәмләрни көрситиду. Әгәр Мәсиһниң дунияға қайтип келишигә (13:26) қаритилған болса, «дәвир» дегән сөз бәлким (2) пүтүн Йәһудийә хәлқини (3) бу айәтләрдә ейтилған «дәһшәтлик азап-оқубәт»тики вақиәләрниң башлиниш дәвридә яшиғанларни көрситиду. Шуңа барлиқ вақиәләр шу дәвир ичидә йүз бериду, дегәнлик болиду. Бизниңчә (3)-шәрһ алди-кәйни айәтләргә әң бап келиду.
■13:31 Зәб. 101:28-28; Йәш. 40:8; 51:6; Ибр. 1:11.
■13:33 Мат. 24:42; 25:13; Луқа 12:40; 21:36; 1Тес. 5:6.